< Samuil 2 22 >

1 Perwerdigar uni barliq düshmenliridin hem Saul padishahning qolidin qutquzghan küni, u Perwerdigargha bu küyni éytti: —
Пәрвәрдигар уни барлиқ дүшмәнлиридин һәм Саул падишаниң қолидин қутқузған күни, у Пәрвәрдигарға бу күйни ейтти: —
2 U mundaq dédi: — Perwerdigar méning xada téghim, méning qorghinim, méning nijatkarimdur!
У мундақ деди: — Пәрвәрдигар мениң хада теғим, мениң қорғиним, мениң ниҗаткаримдур!
3 Xuda méning qoram téshimdur, men Uninggha tayinimen — U méning qalqinim, méning qutquzghuchi münggüzüm, Méning égiz munarim we bashpanahim, méning qutquzghuchimdur; Sen méni zorawanlardin qutquzisen!
Худа мениң қорам тешимдур, мән Униңға тайинимән — У мениң қалқиним, мениң қутқузғучи мүңгүзүм, Мениң егиз мунарим вә башпанаһим, мениң қутқузғучимдур; Сән мени зораванлардин қутқузисән!
4 Medhiyilerge layiq Perwerdigargha men nida qilimen, Shundaq qilip, men düshmenlirimdin qutquzulimen;
Мәдһийиләргә лайиқ Пәрвәрдигарға мән нида қилимән, Шундақ қилип, мән дүшмәнлиримдин қутқузулимән;
5 Chünki ölümning asaretliri méni qorshiwaldi, Ixlassizlarning yamrap kétishi méni qorqitiwetti;
Чүнки өлүмниң асарәтлири мени қоршивалди, Ихлассизларниң ямрап кетиши мени қорқитивәтти;
6 Tehtisaraning taniliri méni chirmiwaldi, Ölüm sirtmaqliri aldimgha keldi. (Sheol h7585)
Тәһтисараниң танилири мени чирмивалди, Өлүм сиртмақлири алдимға кәлди. (Sheol h7585)
7 Qiynalghinimda men Perwerdigargha nida qildim, Xudayimgha peryad kötürdüm; U ibadetxanisidin awazimni anglidi, Méning peryadim Uning quliqigha kirdi.
Қийналғинимда мән Пәрвәрдигарға нида қилдим, Худайимға пәряд көтәрдим; У ибадәтханисидин авазимни аңлиди, Мениң пәрядим Униң қулиқиға кирди.
8 Andin yer-zémin tewrep silkinip ketti, Asmanlarning ulliri dehshetlik tewrendi, silkinip ketti; Chünki U ghezeplendi.
Андин йәр-зимин тәврәп силкинип кәтти, Асманларниң һуллири дәһшәтлик тәврәнди, силкинип кәтти; Чүнки У ғәзәпләнди.
9 Uning dimighidin is örlep turatti, Aghzidin chiqqan ot hemmisini yutuwetti; Uningdin kömür choghliri chiqti;
Униң димиғидин ис өрләп туратти, Ағзидин чиққан от һәммисини жутувәтти; Униңдин көмүр чоғлири чиқти;
10 U asmanlarni éngishtürüp égip chüshti, Puti astida tum qarangghuluq idi.
У асманларни еңиштүрүп егип чүшти, Пути астида тум қараңғулуқ еди.
11 U bir kérub üstide perwaz qildi, U shamalning qanatlirida köründi.
У бир керуб үстидә пәрваз қилди, У шамалниң қанатлирида көрүнди.
12 U qarangghuluqni, shundaqla yighilghan sularni, Asmanlarning qoyuq bulutlirini, Öz etrapida chédiri qildi.
У қараңғулуқни, шундақла жиғилған суларни, Асманларниң қоюқ булутлирини, Өз әтрапида чедири қилди.
13 Uning aldida turghan yoruqluqtin, Otluq choghlar chiqip ötti;
Униң алдида турған йоруқлуқтин, Отлуқ чоғлар чиқип өтти;
14 Perwerdigar asmanda güldürlidi; Hemmidin aliy Bolghuchi awazini yangratti;
Пәрвәрдигар асманда гүлдүрлиди; Һәммидин алий Болғучи авазини яңратти;
15 Berheq, U oqlirini étip, [düshmenlirimni] tarqitiwetti; Chaqmaqlarni chaqturup, ularni qiyqas-süren’ge saldi;
Бәрһәқ, У оқлирини етип, [дүшмәнлиримни] тарқитивәтти; Чақмақларни чақтуруп, уларни қийқас-сүрәнгә салди;
16 Shuning bilen déngizning tekti körünüp qaldi, Alemning ulliri ashkarilandi, Perwerdigarning tenbihi bilen, Dimighining nepisining zerbisi bilen.
Шуниң билән деңизниң тәкти көрүнүп қалди, Аләмниң һуллири ашкариланди, Пәрвәрдигарниң тәнбиһи билән, Димиғиниң нәпәсиниң зәрбиси билән.
17 U yuqiridin qolini uzitip, méni tutti; Méni ulugh sulardin tartip aldi.
У жуқуридин қолини узитип, мени тутти; Мени улуқ сулардин тартип алди.
18 U méni küchlük düshminimdin, Manga öchmenlerdin qutquzdi; Chünki ular mendin küchlük idi.
У мени күчлүк дүшминимдин, Маңа өчмәнләрдин қутқузди; Чүнки улар мәндин күчлүк еди.
19 Külpetke uchrighan künümde, ular manga qarshi hujumgha ötti; Biraq Perwerdigar méning tayanchim idi.
Күлпәткә учриған күнүмдә, улар маңа қарши һуҗумға өтти; Бирақ Пәрвәрдигар мениң таянчим еди.
20 U méni kengri-azade bir jaygha élip chiqardi; U méni qutquzdi, chünki U mendin xursen boldi.
У мени кәңри-азатә бир җайға елип чиқарди; У мени қутқузди, чүнки У мәндин хурсән болди.
21 Perwerdigar heqqaniyliqimgha qarap manga iltipat körsetti; Qolumning halalliqini U manga qayturdi;
Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап маңа илтипат көрсәтти; Қолумниң һалаллиғини У маңа қайтурди;
22 Chünki Perwerdigarning yollirini tutup keldim; Rezillik qilip Xudayimdin ayrilip ketmidim;
Чүнки Пәрвәрдигарниң йоллирини тутуп кәлдим; Рәзиллик қилип Худайимдин айрилип кәтмидим;
23 Chünki uning barliq hökümliri aldimdidur; Men Uning belgilimiliridin chetnep ketmidim;
Чүнки униң барлиқ һөкүмлири алдимдидур; Мән Униң бәлгүлимилиридин чәтнәп кәтмидим;
24 Men Uning bilen ghubarsiz yürdum, Özümni gunahtin néri qildim.
Мән Униң билән ғубарсиз жүрдум, Өзүмни гунадин нери қилдим.
25 We Perwerdigar heqqaniyliqimgha qarap, Köz aldida bolghan halalliqim boyiche qilghanlirimni qayturdi.
Вә Пәрвәрдигар һәққанийлиғимға қарап, Көз алдида болған һалаллиғим бойичә қилғанлиримни қайтурди.
26 Wapadar-méhribanlargha Özüngni wapadar-méhriban körsitisen; Ghubarsizlargha Özüngni ghubarsiz körsitisen;
Вападар-меһриванларға Өзүңни вападар-меһриван көрситисән; Ғубарсизларға Өзүңни ғубарсиз көрситисән;
27 Sap dilliqlargha Özüngni sap dilliq körsitisen; Tetürlerge Özüngni tetür körsitisen;
Сап диллиқларға Өзүңни сап диллиқ көрситисән; Тәтүрләргә Өзүңни тәтүр көрситисән;
28 Chünki Sen ajiz mömin xelqni qutquzisen; Biraq közliringni tekebbur üstige tikip, Ularni shermende qilisen;
Чүнки Сән аҗиз мөмин хәлиқни қутқузисән; Бирақ көзлириңни тәкәббур үстигә тикип, Уларни шәрмәндә қилисән;
29 Chünki Sen Perwerdigar méning chiraghimdursen; Perwerdigar méni basqan qarangghuluqni nurlanduridu;
Чүнки Сән Пәрвәрдигар мениң чирақимдурсән; Пәрвәрдигар мени басқан қараңғулуқни нурландуриду;
30 Chünki Sen arqiliq düshmen qoshuni arisidin yügürüp öttüm; Sen Xudayim arqiliq men sépildin atlap öttüm.
Чүнки Сән арқилиқ дүшмән қошуни арисидин жүгүрүп өттүм; Сән Худайим арқилиқ мән сепилдин атлап өттүм.
31 Tengrim — Uning yoli mukemmeldur; Perwerdigarning sözi sinap ispatlan’ghandur; U Özige tayan’ghanlarning hemmisige qalqandur.
Тәңрим — Униң йоли мукәммәлдур; Пәрвәрдигарниң сөзи синап испатланғандур; У Өзигә таянғанларниң һәммисигә қалқандур.
32 Chünki Perwerdigardin bashqa yene kim ilahtur? Bizning Xudayimizdin bashqa kim qoram tashtur?
Чүнки Пәрвәрдигардин башқа йәнә ким илаһтур? Бизниң Худайимиздин башқа ким қорам таштур?
33 Tengri méning mustehkem qorghinimdur; U yolumni mukemmel, tüp-tüz qilidu;
Тәңри мениң мустәһкәм қорғинимдур; У йолумни мукәммәл, түп-түз қилиду;
34 U méning putlirimni kéyikningkidek qilidu; U méni yuqiri jaylirimgha turghuzidu;
У мениң путлиримни кейикниңкидәк қилиду; У мени жуқури җайлиримға турғузиду;
35 Qollirimni urush qilishqa ögitidu, Shunglashqa bileklirim mis kamanni kéreleydu;
Қоллиримни уруш қилишқа үгитиду, Шуңлашқа биләклирим мис каманни керәләйду;
36 Sen manga nijatingdiki qalqanni berding, Séning mulayim kemterliking méni ulugh qildi.
Сән маңа ниҗатиңдики қалқанни бәрдиң, Сениң мулайим кәмтәрлигиң мени улуқ қилди.
37 Sen qedemlirim astidiki jayni keng qilding, Méning putlirim téyilip ketmidi.
Сән қәдәмлирим астидики җайни кәң қилдиң, Мениң путлирим тейилип кәтмиди.
38 Men düshmenlirimni qoghlap yoqattim, Ular halak bolmighuche héch yanmidim.
Мән дүшмәнлиримни қоғлап йоқаттим, Улар һалак болмиғичә һеч янмидим.
39 Qayta turalmighudek qilip, Ularni halak qilip yanjidim, Ular putlirim astida yiqildi.
Қайта туралмиғидәк қилип, Уларни һалак қилип янҗидим, Улар путлирим астида жиқилди.
40 Sen jeng qilishqa küch bilen bélimni baghliding; Sen manga hujum qilghanlarni putum astida égildürdüng;
Сән җәң қилишқа күч билән белимни бағлидиң; Сән маңа һуҗум қилғанларни путум астида егилдүрдүң;
41 Düshmenlirimni manga arqini qilip qachquzdung, Shuning bilen men manga öchmenlerni yoqattim.
Дүшмәнлиримни маңа арқини қилип қачқуздуң, Шуниң билән мән маңа өчмәнләрни йоқаттим.
42 Ular telmürdi, biraq qutquzidighan héchkim yoq idi; Hetta Perwerdigargha qariwidi, Umu ulargha jawab bermidi.
Улар тәлмүрди, бирақ қутқузидиған һеч ким йоқ еди; Һәтта Пәрвәрдигарға қаривиди, Уму уларға җавап бәрмиди.
43 Men ularni soqup yerdiki topidek qiliwettim; Kochidiki patqaqtek men ularni cheyliwettim; Ularning üstidin pétiqdiwettim.
Мән уларни соқуп йәрдики топидәк қиливәттим; Кочидики патқақтәк мән уларни чәйливәттим; Уларниң үстидин петиқдивәттим.
44 Sen méni xelqimning nizaliridin qutquzghansen; Sen méni ellerning béshi bolushqa saqliding; Manga yat bolghan bir xelq xizmitimde bolmaqta.
Сән мени хәлқимниң низалиридин қутқузғансән; Сән мени әлләрниң беши болушқа сақлидиң; Маңа ят болған бир хәлиқ хизмитимдә болмақта.
45 Yat eldikiler manga zeipliship teslim bolidu; Anglishi bilenla ular manga itaet qilidu;
Ят әлдикиләр маңа зәиплишип тәслим болиду; Аңлиши биләнла улар маңа итаәт қилиду;
46 Yat eldikiler chüshkünliship kétidu; Ular öz istihkamliridin titrigen halda chiqip kélidu;
Ят әлдикиләр чүшкүнлишип кетиду; Улар өз истиһкамлиридин титригән һалда чиқип келиду;
47 Perwerdigar hayattur! Méning Qoram Téshim mubareklensun; Nijatim bolghan qoram tash Xuda aliydur, dep medhiyilensun!
Пәрвәрдигар һаяттур! Мениң Қорам Тешим мубарәкләнсун; Ниҗатим болған қорам таш Худа алийдур, дәп мәдһийиләнсун!
48 U, yeni men üchün toluq qisas alghuchi Tengri, Xelqlerni manga boysundurghuchidur;
У, йәни мән үчүн толуқ қисас алғучи Тәңри, Хәлиқләрни маңа бойсундурғучидур;
49 U méni düshmenlirim arisidin chiqarghan; Berheq, Sen méni manga hujum qilghanlardin yuqiri kötürdüng; Zorawan ademdin Sen méni qutuldurdung.
У мени дүшмәнлирим арисидин чиқарған; Бәрһәқ, Сән мени маңа һуҗум қилғанлардин жуқури көтәрдиң; Зораван адәмдин Сән мени қутулдурдуң.
50 Mushu seweblik men eller arisida sanga teshekkür éytimen, i Perwerdigar; Namingni ulughlap küylerni éytimen;
Мошу сәвәплик мән әлләр арисида саңа тәшәккүр ейтимән, и Пәрвәрдигар; Намиңни улуқлап күйләрни ейтимән;
51 U bolsa Özi tikligen padishahqa zor qutquzushlarni béghishlaydu; Özi mesih qilghinigha, Yeni Dawutqa hem uning neslige menggüge özgermes muhebbetni körsitidu.
У болса Өзи тиклигән падишаға зор қутқузушларни беғишлайду; Өзи мәсиһ қилғиниға, Йәни Давутқа һәм униң нәслигә мәңгүгә өзгәрмәс муһәббәтни көрситиду.

< Samuil 2 22 >