< Samuil 2 16 >

1 Dawut taghning choqqisidin emdila ötüshige Mefiboshetning xizmetkari Ziba ikki yüz nan, bir yüz kishmish poshkili, yüz yazliq méwe poshkili we bir tulum sharabni ikki éshekke artip uning aldigha chiqti.
Давут тағниң чоққисидин әндила өтүшигә Мәфибошәтниң хизмәткари Зиба икки йүз нан, бир йүз кишмиш пошкили, йүз язлиқ мевә пошкили вә бир тулум шарапни икки ешәккә артип униң алдиға чиқти.
2 Padishah Zibagha: Bularni néme üchün ekelding? dédi. Ziba: Ésheklerni padishahning ailisidikiler ménishi üchün, nanlar bilen yazliq miwilerni ghulamlarning yéyishi üchün, sharabni chölde hérip ketkenlerning ichishi üchün ekeldim — dédi.
Падиша Зибаға: Буларни немә үчүн әкәлдиң? деди. Зиба: Ешәкләрни падишаниң аилисидикиләр мениши үчүн, нанлар билән язлиқ мивиләрни ғуламларниң йейиши үчүн, шарапни чөлдә һерип кәткәнләрниң ичиши үчүн әкәлдим — деди.
3 Padishah: Ghojangning oghli nede? — dep soridi. Ziba padishahqa jawab bérip: U yenila Yérusalémda qaldi, chünki u: Bügün Israil jemetidikiler atamning padishahliqini manga yandurup béridu, dep olturidu — dédi.
Падишаһ: Ғоҗаңниң оғли нәдә? — дәп сориди. Зиба падишаға җавап берип: У йәнила Йерусалимда қалди, чүнки у: Бүгүн Исраил җәмәтидикиләр атамниң падишалиғини маңа яндуруп бериду, дәп олтириду — деди.
4 Padishah Zibagha: Mana Mefiboshetning hemmisi sanga tewe bolsun, déwidi, Ziba: Men silige tezim qilimen; silining aldilirida iltipat tapsam, i ghojam padishah, — dédi.
Падиша Зибаға: Мана Мәфибошәтниң һәммиси саңа тәвә болсун, девиди, Зиба: Мән силигә тазим қилимән; силиниң алдилирида илтипат тапсам, и ғоҗам падиша, — деди.
5 Dawut padishah Bahurimgha kelgende, mana Saulning jemetidin bolghan, Géraning oghli Shimey isimlik bir adem shu yerdin uning aldigha chiqti; u bu yaqqa kelgech kimdu birini qarghawatatti.
Давут падиша Баһуримға кәлгәндә, мана Саулниң җәмәтидин болған, Гераниң оғли Шимәй исимлиқ бир адәм шу йәрдин униң алдиға чиқти; у бу яққа кәлгәч кимду бирини қарғавататти.
6 U Dawutning özige we Dawut padishahning barliq xizmetkarlirigha qarap tashlarni atti; hemme xelq bilen barliq palwanlar padishahning ong teripide we sol teripide turatti.
У Давутниң өзигә вә Давут падишаниң барлиқ хизмәткарлириға қарап ташларни атти; һәммә хәлиқ билән барлиқ палванлар падишаниң оң тәрипидә вә сол тәрипидә туратти.
7 Shimey qarghap: Yoqal, yoqal, hey sen qanxor, iplas!
Шимәй қарғап: Йоқал, йоқал, һәй сән қанхор, иплас!
8 Sen Saulning ornida padishah boldung, lékin Perwerdigar uning jemetining qénini séning béshinggha qayturdi; emdi Perwerdigar padishahliqni oghlung Abshalomning qoligha berdi; mana, özüngning rezilliking séning üstüngge chüshti, chünki sen bir qanxorsen! — dédi.
Сән Саулниң орнида падиша болдуң, лекин Пәрвәрдигар униң җәмәтиниң қенини сениң бешиңға қайтурди; әнди Пәрвәрдигар падишалиқни оғлуң Абшаломниң қолиға бәрди; мана, өзүңниң рәзиллигиң сениң үстүңгә чүшти, чүнки сән бир қанхорсән! — деди.
9 Zeruiyaning oghli Abishay padishahqa: Némishqa bu ölük it ghojam padishahni qarghisun? U yerge bérip uning béshini keskili manga ijazet bergeysen! — dédi.
Зәруияниң оғли Абишай падишаға: Немишкә бу өлүк ишт ғоҗам падишани қарғисун? У йәргә берип униң бешини кәскили маңа иҗазәт бәргәйсән! — деди.
10 Lékin padishah: I Zeruiyaning oghulliri, méning bilen néme karinglar? U qarghisa qarghisun! Eger Perwerdigar uninggha, Dawutni qarghighin, dep éytqan bolsa, undaqta kim uninggha: Némishqa bundaq qilisen? — déyelisun?
Лекин падиша: И Зәруияниң оғуллири, мениң билән немә кариңлар? У қарғиса қарғисун! Әгәр Пәрвәрдигар униңға, Давутни қарғиғин, дәп ейтқан болса, ундақта ким униңға: Немишкә бундақ қилисән? — дейәлисун?
11 Dawut Abishaygha we barliq xizmetkarlirigha: Mana öz pushtumdin bolghan oghlum méning jénimni izdigen yerde, bu Binyamin kishi uningdin artuqraq qilmamdu? Uni qarghighili qoyghin, chünki Perwerdigar uninggha shundaq buyruptu.
Давут Абишайға вә барлиқ хизмәткарлириға: Мана өз пуштумдин болған оғлум мениң җенимни издигән йәрдә, бу Бинямин киши униңдин артуқрақ қилмамду? Уни қарғиғили қойғин, чүнки Пәрвәрдигар униңға шундақ буйрупту.
12 Perwerdigar belkim méning derdlirimni nezirige élip, bu ademning bügün méni qarghighanlirining ornida manga yaxshiliq yandurar, dédi.
Пәрвәрдигар бәлким мениң дәрдлиримни нәзиригә елип, бу адәмниң бүгүн мени қарғиғанлириниң орнида маңа яхшилиқ яндурар, деди.
13 Shuning bilen Dawut öz ademliri bilen yolda méngiwerdi. Shimey bolsa Dawutning uduldiki tagh baghrida mangghach qarghaytti hem tash étip topa-chang chachatti.
Шуниң билән Давут өз адәмлири билән йолда меңивәрди. Шимәй болса Давутниң удулдики тағ бағрида маңғач қарғайтти һәм таш етип топа-чаң чачатти.
14 Padishah we uning bilen bolghan xelqning hemmisi hérip, menzilge barghanda u yerde aram aldi.
Падиша вә униң билән болған хәлиқниң һәммиси һерип, мәнзилгә барғанда у йәрдә арам алди.
15 Emdi Abshalom barliq Israillar bilen Yérusalémgha keldi; Ahitofel uning bilen bille idi.
Әнди Абшалом барлиқ Исраиллар билән Йерусалимға кәлди; Аһитофәл униң билән биллә еди.
16 Dawutning dosti arkiliq Hushay Abshalomning qéshigha kelgende, u Abshalomgha: Padishah yashisun! Padishah yashisun! — dédi.
Давутниң дости аркилиқ Һушай Абшаломниң қешиға кәлгәндә, у Абшаломға: Падиша яшисун! Падиша яшисун! — деди.
17 Abshalom Hushaygha: Bu séning dostunggha körsitidighan himmitingmu? Némishqa dostung bilen barmiding? — dédi.
Абшалом Һушайға: Бу сениң достуңға көрситидиған һиммитиңму? Немишкә достуң билән бармидиң? — деди.
18 Hushay Abshalomgha: Yaq, undaq emes, belki Perwerdigar we bu xelq hemde Israillarning hemmisi kimni tallisa, men uninggha tewe bolay we uning yénida turimen.
Һушай Абшаломға: Яқ, ундақ әмәс, бәлки Пәрвәрдигар вә бу хәлиқ һәмдә Исраилларниң һәммиси кимни таллиса, мән униңға тәвә болай вә униң йенида туримән.
19 Shuningdin bashqa kimning xizmitide bolay? Uning oghlining qéshida xizmet qilmamdim? Séning atangning qéshida xizmet qilghandek, emdi séning qéshingda xizmet qilay, — dédi.
Шуниңдин башқа кимниң хизмитидә болай? Униң оғлиниң қешида хизмәт қилмамдим? Сениң атаңниң қешида хизмәт қилғандәк, әнди сениң қешиңда хизмәт қилай, — деди.
20 Andin Abshalom Ahitofelge: Meslihetliship yol körsitinglar; qandaq qilsaq bolar? — dédi.
Андин Абшалом Аһитофәлгә: Мәслиһәтлишип йол көрситиңлар; қандақ қилсақ болар? — деди.
21 Ahitofel Abshalomgha: Atangning ordisigha qarighili qoyghan kénizekliri bilen bille yatqin; shuning bilen pütkül Israil séning özüngni atanggha nepretlik qilghanliqingni anglaydu; shundaq qilip sanga egeshkenlerning qolliri küchlendürülidu, dédi.
Аһитофәл Абшаломға: Атаңниң ордисиға қариғили қойған кенизәклири билән биллә ятқин; шуниң билән пүткүл Исраил сениң өзүңни атаңға нәпрәтлик қилғанлиғиңни аңлайду; шундақ қилип саңа әгәшкәнләрниң қоллири күчләндүрүлиду, деди.
22 Shuning bilen ular Abshalom üchün ordining ögziside bir chédir tikti; Abshalom hemme Israilning közliri aldida öz atisining kénizekliri bilen bille boldi.
Шуниң билән улар Абшалом үчүн ординиң өгүзидә бир чедир тикти; Абшалом һәммә Исраилниң көзлири алдида өз атисиниң кенизәклири билән биллә болди.
23 U künlerde Ahitofelning bergen mesliheti xuddi kishi Xudadin sorap érishken söz-kalamdek hésablinatti. Uning Dawutqa we Abshalomgha bergen hemme meslihetimu hem shundaq qarilatti.
У күнләрдә Аһитофәлниң бәргән мәслиһәти худди киши Худадин сорап еришкән сөз-каламдәк һесаплинатти. Униң Давутқа вә Абшаломға бәргән һәммә мәслиһәтиму һәм шундақ қарилатти.

< Samuil 2 16 >