< Padishahlar 2 25 >
1 Andin shundaq boldiki, uning seltenitining toqquzinchi yili, oninchi ayning oninchi künide Babil padishahi Néboqednesar pütkül qoshunigha yétekchilik qilip Yérusalémgha hujum qilishqa keldi; hemde uni qorshiwélip bargah qurup, uning etrapida qasha-poteylerni qurushti.
Андин шундақ болдики, униң сәлтәнитиниң тоққузинчи жили, онинчи айниң онинчи күнидә Бабил падишаси Небоқәднәсар пүткүл қошуниға йетәкчилик қилип Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди; һәмдә уни қоршивелип баргаһ қуруп, униң әтрапида қаша-потәйләрни қурушти.
2 Shuning bilen sheher Zedekiyaning on birinchi yilighiche muhasiride turdi.
Шуниң билән шәһәр Зәдәкияниң он биринчи жилиғичә муһасиридә турди.
3 Shu yili tötinchi ayning toqquzinchi küni sheherde éghir qehetchilik hemmini basqan we zémindikiler üchünmu héch ash-ozuq qalmighanidi.
Шу жили төртинчи айниң тоққузинчи күни шәһәрдә еғир қәһәтчилик һәммини басқан вә зиминдикиләр үчүнму һеч аш-озуқ қалмиған еди.
4 Sheher sépili bösüldi; barliq jenggiwar leshkerler qachmaqchi bolup, tün kéchide beder tikiwétishti. Ular padishahning baghchisigha yéqin «ikki sépil» ariliqidiki derwazidin kétishti (kaldiyler bolsa sheherning heryénida turatti). Ular [Iordan jilghisidiki] «Arabah tüzlengliki»ni boylap qéchishti.
Шәһәр сепили бөсүлди; барлиқ җәңгивар ләшкәрләр қачмақчи болуп, түн кечидә бәдәр тикиветишти. Улар падишаниң бағчисиға йеқин «икки сепил» арилиғидики дәрвазидин кетишти (калдийләр болса шәһәрниң һәрйенида туратти). Улар [Иордан җилғисидики] «Арабаһ түзләңлиги»ни бойлап қечишти.
5 Lékin kaldiylerning qoshuni padishahni qoghlap Yérixo tüzlenglikide Zedekiyagha yétishti; uning pütün qoshuni uningdin tarqilip ketkenidi.
Лекин калдийләрниң қошуни падишани қоғлап Йерихо түзләңлигидә Зәдәкияға йетишти; униң пүтүн қошуни униңдин тарқилип кәткән еди.
6 We ular padishahni tutup, Riblah shehirige, Babil padishahining aldigha apardi; ular shu yerde uning üstige höküm chiqardi.
Вә улар падишани тутуп, Риблаһ шәһиригә, Бабил падишасиниң алдиға апарди; улар шу йәрдә униң үстигә һөкүм чиқарди.
7 [Babil padishahi] Zedekiyaning oghullirini uning köz aldida qetl qildi; andin Zedekiyaning közlirini oyuwetti; u uni mis kishenler bilen baghlap, Babilgha élip bardi.
[Бабил падишаси] Зәдәкияниң оғуллирини униң көз алдида қәтл қилди; андин Зәдәкияниң көзлирини оювәтти; у уни мис кишәнләр билән бағлап, Бабилға елип барди.
8 We beshinchi ayning yettinchi künide (bu Babil padishahi Néboqednesarning on toqquzinchi yili idi) Babil padishahining xizmetkari, pasiban bégi Nébozar-Adan Yérusalémgha yétip keldi.
Вә бәшинчи айниң йәттинчи күнидә (бу Бабил падишаси Небоқәднәсарниң он тоққузинчи жили еди) Бабил падишасиниң хизмәткари, пасибан беги Небозар-Адан Йерусалимға йетип кәлди.
9 U Perwerdigarning öyini, padishahning ordisini we sheherdiki barliq öylerni köydüriwetti; barliq beheywet imaretlerge u ot qoyup köydüriwetti.
У Пәрвәрдигарниң өйини, падишаниң ордисини вә шәһәрдики барлиқ өйләрни көйдүривәтти; барлиқ бәһәйвәт имарәтләргә у от қоюп көйдүривәтти.
10 We pasiban bégi yétekchilikidiki kaldiylerning pütkül qoshuni Yérusalémning etrapidiki pütkül sépilini örüwetti.
Вә пасибан беги йетәкчилигидики калдийләрниң пүткүл қошуни Йерусалимниң әтрапидики пүткүл сепилини өрүвәтти.
11 Pasiban bégi Nébozar-Adan sheherde qalghan bashqa kishilerni, Babil padishahi terepke qéchip teslim bolghanlarni we qalghan hünerwenlerni esir qilip ularni élip ketti.
Пасибан беги Небозар-Адан шәһәрдә қалған башқа кишиләрни, Бабил падишаси тәрәпкә қечип тәслим болғанларни вә қалған һүнәрвәнләрни әсир қилип уларни елип кәтти.
12 Lékin pasiban bégi zémindiki eng namratlarning bir qismini üzümzarliqlarni perwish qilishqa we tériqchiliq qilishqa qaldurdi.
Лекин пасибан беги зиминдики әң намратларниң бир қисмини үзүмзарлиқларни пәрвиш қилишқа вә териқчилиқ қилишқа қалдурди.
13 Kaldiyler Perwerdigarning öyidiki mistin yasalghan ikki tüwrükni, das tegliklirini we Perwerdigarning öyidiki mistin yasalghan «déngiz»ni chéqip, barliq mislirini Babilgha élip ketti.
Калдийләр Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған икки түврүкни, дас тәгликлирини вә Пәрвәрдигарниң өйидики мистин ясалған «деңиз»ни чеқип, барлиқ мислирини Бабилға елип кәтти.
14 Ular yene [ibadette ishlitilidighan] idishlar, gürjek-belgürjekler, laxshigirlar, piyale-texsiler hem mistin yasalghan barliq eswablarni élip ketti;
Улар йәнә [ибадәттә ишлитилидиған] идишлар, гүҗәк-бәлгүҗәкләр, лахшигирлар, пиялә-тәхсиләр һәм мистин ясалған барлиқ әсвапларни елип кәтти;
15 xushbuydanlar we qachilarni bolsa, altundin yasalghan bolsimu, kümüshtin yasalghan bolsimu, ularning hemmisini pasiban bégi élip ketti.
хушбуйданлар вә қачиларни болса, алтундин ясалған болсиму, күмүчтин ясалған болсиму, уларниң һәммисини пасибан беги елип кәтти.
16 We Sulayman [padishah] Perwerdigarning öyi üchün mistin yasatqan ikki tüwrük we «déngiz»ni, shundaqla das tegliklirini élip ketti; bu mis saymanlarning éghirliqini ölchesh mumkin emes idi.
Вә Сулайман [падиша] Пәрвәрдигарниң өйи үчүн мистин ясатқан икки түврүк вә «деңиз»ни, шундақла дас тәгликлирини елип кәтти; бу мис сайманларниң еғирлиғини өлчәш мүмкин әмәс еди.
17 Birinchi tüwrükning égizliki on sekkiz gez, uning üstidiki taji bolsa mis bolup, égizliki üch gez idi; uning pütün aylanmisi tor sheklide hem anar nusxisida bézelgenidi, hemmisi mistin idi; ikkinchi tüwrükmu uninggha oxshash bolup, umu anar nusxisida bézelgenidi.
Биринчи түврүкниң егизлиги он сәккиз гәз, униң үстидики таҗи болса мис болуп, егизлиги үч гәз еди; униң пүтүн айланмиси тор шәклидә һәм анар нусхисида безәлгән еди, һәммиси мистин еди; иккинчи түврүкму униңға охшаш болуп, уму анар нусхисида безәлгән еди.
18 Pasiban bégi Nébuzar-Adan bolsa bash kahin Séraya, orunbasar kahin Zefaniya we ibadetxanidiki üch neper ishikbaqarnimu esirge aldi.
Пасибан беги Небузар-Адан болса баш каһин Серая, орунбасар каһин Зәфания вә ибадәтханидики үч нәпәр ишикбақарниму әсиргә алди.
19 U sheherdin leshkerlerni bashquridighan bir aghwat emeldarni, sheherdin tapqan orda meslihetchiliridin beshini, yerlik xelqni leshkerlikke tizimlighuchi, yeni qoshunning serdarining katipini we sheherdin atmish neper yerlik kishini tutti.
У шәһәрдин ләшкәрләрни башқуридиған бир ағват әмәлдарни, шәһәрдин тапқан орда мәслиһәтчилиридин бәшини, йәрлик хәлиқни ләшкәрликкә тизимлиғучи, йәни қошунниң сәрдариниң кативини вә шәһәрдин атмиш нәпәр йәрлик кишини тутти.
20 Pasiban bégi Nébuzar-Adan bularni Babil padishahining aldigha, Riblahgha élip bardi.
Пасибан беги Небузар-Адан буларни Бабил падишасиниң алдиға, Риблаһға елип барди.
21 Babil padishahi Xamat zéminidiki Riblahda bu kishilerni qilichlap öltürüwetti. Shu yol bilen Yehuda öz zéminidin sürgün qilindi.
Бабил падишаси Хамат зиминидики Риблаһда бу кишиләрни қиличлап өлтүрүвәтти. Шу йол билән Йәһуда өз зиминидин сүргүн қилинди.
22 Yehuda zéminida qalghan kishilerni, yeni Babil padishahi Néboqadnesar qaldurghan kishilerni bolsa, u ularni idare qilish üchün, ularning üstige Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliyani teyinlidi.
Йәһуда зиминида қалған кишиләрни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсар қалдурған кишиләрни болса, у уларни идарә қилиш үчүн, уларниң үстигә Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни тайинлиди.
23 Dalada qalghan Yehudaning leshker bashliqliri hem leshkerliri Babil padishahining Shafanning newrisi, Ahikamning oghli Gedaliyani zémin üstige hökümranliq qilishqa belgiligenlikini anglap qaldi; shuning bilen [bu leshker bashliqliri ademliri bilen] Mizpah shehirige, Gedaliyaning yénigha keldi; bashliqlar bolsa Netaniyaning oghli Ishmail, Karéahning oghli Yohanan, Netofatliq Tanxumetning oghli Séraya we Maakat jemetidin birsining oghli Jaazaniya idi.
Далада қалған Йәһуданиң ләшкәр башлиқлири һәм ләшкәрлири Бабил падишасиниң Шафанниң нәвриси, Аһикамниң оғли Гәдалияни зимин үстигә һөкүмранлиқ қилишқа бәлгүлигәнлигини аңлап қалди; шуниң билән [бу ләшкәр башлиқлири адәмлири билән] Мизпаһ шәһиригә, Гәдалияниң йениға кәлди; башлиқлар болса Нәтанияниң оғли Ишмаил, Кареаһниң оғли Йоһанан, Нәтофатлиқ Танхумәтниң оғли Серая вә Маакат җәмәтидин бирисиниң оғли Җаазания еди.
24 Gedaliya ular we ademlirige: «Kaldiylerge béqinishtin qorqmanglar; zéminda olturaqliship Babil padishahigha béqininglar, shundaq qilsanglar silerge yaxshi bolidu» dep qesem qildi.
Гәдалия улар вә адәмлиригә: «Калдийләргә беқиништин қорқмаңлар; зиминда олтирақлишип Бабил падишасиға беқиниңлар, шундақ қилсаңлар силәргә яхши болиду» дәп қәсәм қилди.
25 Emdi yettinchi ayda shundaq boldiki, shahzade Elishamaning newrisi, Netaniyaning oghli Ishmail on adem élip kélip, Gedaliyani hem Mizpahda uning yénida turghan Yehudiylar we Kaldiylerni urup öltürdi.
Әнди йәттинчи айда шундақ болдики, шаһзадә Әлишаманиң нәвриси, Нәтанияниң оғли Ишмаил он адәм елип келип, Гәдалияни һәм Мизпаһда униң йенида турған Йәһудийлар вә Калдийләрни уруп өлтүрди.
26 Shuning bilen barliq xelq, kichik bolsun, chong bolsun, we leshker bashliqliri ornidin turup Misirgha kirdi; chünki ular Kaldiylerdin qorqatti.
Шуниң билән барлиқ хәлиқ, кичик болсун, чоң болсун, вә ләшкәр башлиқлири орнидин туруп Мисирға кирди; чүнки улар Калдийләрдин қорқатти.
27 We shundaq boldiki, Yehuda padishahi Yehoakin sürgün bolghan ottuz yettinchi yili on ikkinchi ayning yigirme yettinchi küni munu ish yüz berdi; Ewil-Mérodaq Babilgha padishah bolghan birinchi yili, Yehuda padishahi Yehoakinning qeddini kötürüp, uni zindandin chiqardi;
Вә шундақ болдики, Йәһуда падишаси Йәһоакин сүргүн болған оттуз йәттинчи жили он иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни муну иш йүз бәрди; Әвил-Меродақ Бабилға падиша болған биринчи жили, Йәһуда падишаси Йәһоакинниң қәддини көтирип, уни зиндандин чиқарди;
28 U uninggha mulayim söz qilip, uning ornini özi bilen birge Babilda turghan bashqa padishahlarning ornidin yuqiri qildi;
У униңға мулайим сөз қилип, униң орнини өзи билән биргә Бабилда турған башқа падишаларниң орнидин жуқури қилди;
29 Shuning bilen Yehoakin zindandiki kiyimlirini séliwétip, ömrining qalghan herbir künide herdaim padishah bilen bille hemdastixan bolushqa muyesser boldi.
Шуниң билән Йәһоакин зиндандики кийимлирини селиветип, өмриниң қалған һәр бир күнидә һәрдайим падиша билән биллә һәмдәстихан болушқа муйәссәр болди.
30 Uning nésiwisi bolsa, [Babil] padishahining uninggha béghishlighan daimliq iltipati idi; bu iltipat kündilik idi, yeni uninggha ömrining herbir küni muyesser qilin’ghan.
Униң несивиси болса, [Бабил] падишасиниң униңға беғишлиған дайимлиқ илтипати еди; бу илтипат күндилик еди, йәни униңға өмриниң һәр бир күни муйәссәр қилинған.