< Padishahlar 2 13 >
1 Ahaziyaning oghli, Yehudaning padishahi Yoashning seltenitining yigirme üchinchi yili, Yehuning oghli Yehoahaz Samariyede Israilgha padishah bolup, Samariyede on yette yil seltenet qildi.
Аһазияниң оғли, Йәһуданиң падишаси Йоашниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жили, Йәһуниң оғли Йәһоаһаз Самарийәдә Исраилға падиша болуп, Самарийәдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди.
2 U Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qilip, Israilni gunahqa putlashturghan Nibatning oghli Yeroboamning gunahlirigha egiship mangdi; u ulardin héch chiqmidi.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириға әгишип маңди; у улардин һеч чиқмиди.
3 Buning üchün Perwerdigarning ghezipi Israilgha qozghaldi; u ularni Suriyening padishahi Hazaelning we Hazaelning oghli Ben-Hadadning qoligha tapshurup berdi.
Буниң үчүн Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғалди; у уларни Сурийәниң падишаси Һазаәлниң вә Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолиға тапшуруп бәрди.
4 Yehoahaz Perwerdigardin rehim tilidi; we Perwerdigar Israilning qisilip qalghanliqini körüp duasigha qulaq saldi. Chünki Suriyening padishahi ulargha zulum qiliwatatti.
Йәһоаһаз Пәрвәрдигардин рәһим тилиди; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қисилип қалғанлиғини көрүп дуасиға қулақ салди. Чүнки Сурийәниң падишаси уларға зулум қиливататти.
5 Perwerdigar Israilgha bir qutquzghuchi teyinlidi; shuning bilen ular Suriylerning qolidin azad bolup qutuldi. Kéyin Israil yene burunqidek öz öy-chédirliride makanlashti.
Пәрвәрдигар Исраилға бир қутқузғучи тайинлиди; шуниң билән улар Сурийләрниң қолидин азат болуп қутулди. Кейин Исраил йәнә бурунқидәк өз өй-чедирлиридә маканлашти.
6 Lékin ular Israilni gunahqa putlashturghan Yeroboam jemetining gunahliridin chiqmidi; ular yenila shu yolda mangatti. Hetta Samariyede bir «Asherah» butmu qalghanidi.
Лекин улар Исраилни гунаға путлаштурған Йәробоам җәмәтиниң гуналиридин чиқмиди; улар йәнила шу йолда маңатти. Һәтта Самарийәдә бир «Ашәраһ» бутму қалған еди.
7 [Suriyening padishahi] Yehoahazgha peqet ellik atliq leshkerni, on jeng harwisi bilen on ming piyade eskirinila qaldurghanidi. Chünki u Yehoahazning [qoshunini] yoqitip xamandiki topa-changdek qiliwetkenidi.
[Сурийәниң падишаси] Йәһоаһазға пәқәт әллик атлиқ ләшкәрни, он җәң һарвуси билән он миң пиядә әскиринила қалдурған еди. Чүнки у Йәһоаһазниң [қошунини] йоқитип хамандики топа-чаңдәк қиливәткән еди.
8 Emdi Yehoahazning bashqa ishliri hem qilghanlirining hemmisi, jümlidin seltenitining hemme qudriti «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
Әнди Йәһоаһазниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин сәлтәнитиниң һәммә қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
9 Yehoahaz ata-bowilirining arisida uxlidi we Samariyede depne qilindi. Andin oghli Yoash ornida padishah boldi.
Йәһоаһаз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Самарийәдә дәпнә қилинди. Андин оғли Йоаш орнида падиша болди.
10 Yehudaning padishahi Yoashning seltenitining ottuz yettinchi yilida Yehoahazning oghli Yehoash Samariyede Israilgha padishah bolup, on alte yil seltenet qildi.
Йәһуданиң падишаси Йоашниң сәлтәнитиниң оттуз йәттинчи жилида Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Самарийәдә Исраилға падиша болуп, он алтә жил сәлтәнәт қилди.
11 U Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi; u Israilni gunahqa putlashturghan, Nibatning oghli Yeroboamning gunahlirining héchqaysisini tashlimidi; u shu yolda mangatti.
У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; у Исраилни гунаға путлаштурған, Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналириниң һеч қайсисини ташлимиди; у шу йолда маңатти.
12 Emdi Yoashning bashqa ishliri hem qilghanlirining hemmisi, jümlidin uning Yehudaning padishahi Amaziya bilen jeng qilip körsetken qudriti «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
Әнди Йоашниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси, җүмлидин униң Йәһуданиң падишаси Амазия билән җәң қилип көрсәткән қудрити «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
13 Yoash ata-bowilirining arisida uxlidi we Yeroboam uning textige olturdi. Yoash Samariyede Israilning padishahliri arisida depne qilindi.
Йоаш ата-бовилириниң арисида ухлиди вә Йәробоам униң тәхтигә олтарди. Йоаш Самарийәдә Исраилниң падишалири арисида дәпнә қилинди.
14 Élisha öz ejilini yetküzidighan késel bilen yatti. Israilning padishahi Yoash uning qéshigha kélip uning yüzige éngiship yighlap: I atam, i atam, Israilning jeng harwisi hem atliq eskerliri!» dep peryad kötürdi.
Елиша өз әҗилини йәткүзидиған кесәл билән ятти. Исраилниң падишаси Йоаш униң қешиға келип униң йүзигә еңишип жиғлап: И атам, и атам, Исраилниң җәң һарвуси һәм атлиқ әскәрлири!» дәп пәряд көтәрди.
15 Élisha uninggha: Bir ya bilen ya oqlirini keltürgin, dédi. U ya bilen ya oqlirini keltürgende
Елиша униңға: Бир я билән я оқлирини кәлтүргин, деди. У я билән я оқлирини кәлтүргәндә
16 Élisha Israilning padishahigha: Qolungni yagha sélip tutqin, dédi. U qolini qoyghanda Élishamu qollirini padishahning qollirining üstige qoyup, uninggha:
Елиша Исраилниң падишасиға: Қолуңни яға селип тутқин, деди. У қолини қойғанда Елишаму қоллирини падишаниң қоллириниң үстигә қоюп, униңға:
17 — Meshriq tereptiki dérizini achqin, dédi. U uni achqanda Élisha: Atqin, dédi. U étiwidi, Élisha uninggha: Mana bu Perwerdigarning nusret ya oqi, yeni Suriyening üstidin nusret qazinidighan ya oqidur. Sen Suriylerni yoqatquche Afeqte ular bilen jeng qilisen, dédi.
— Мәшриқ тәрәптики деризини ачқин, деди. У уни ачқанда Елиша: Атқин, деди. У етивиди, Елиша униңға: Мана бу Пәрвәрдигарниң нусрәт я оқи, йәни Сурийәниң үстидин нусрәт қазинидиған я оқидур. Сән Сурийләрни йоқатқичә Афәқтә улар билән җәң қилисән, деди.
18 Andin u: — Ya oqlirini qolunggha alghin, dédi. Ularni alghanda, Élisha Israilning padishahigha: Ular bilen yerge urghin, dédi. U üch qétim urup toxtidi.
Андин у: — Я оқлирини қолуңға алғин, деди. Уларни алғанда, Елиша Исраилниң падишасиға: Улар билән йәргә урғин, деди. У үч қетим уруп тохтиди.
19 Xudaning adimi uninggha achchiqlinip: Sen besh-alte qétim urushunggha toghra kéletti. Shundaq qilghan bolsang, sen Suriylerni urup yoqitip üzül-késil meghlup qilatting; lékin emdi Suriylerni urup, peqet üch qétimla meghlup qilalaysen, dédi.
Худаниң адими униңға аччиқлинип: Сән бәш-алтә қетим урушуңға тоғра келәтти. Шундақ қилған болсаң, сән Сурийләрни уруп йоқитип үзүл-кесил мәғлуп қилаттиң; лекин әнди Сурийләрни уруп, пәқәт үч қетимла мәғлуп қилалайсән, деди.
20 Élisha ölüp depne qilindi. Emdi her yili, yil béshida Moablardin top-top bulangchilar yurtqa parakendichilik salatti.
Елиша өлүп дәпнә қилинди. Әнди һәр жили, жил бешида Моаблардин топ-топ булаңчилар жутқа паракәндичилик салатти.
21 Bir küni shundaq boldiki, xelq bir ölgen ademni yerlikige qoyuwatqanda, mana, ular bir top bulangchilarni körüp qaldi, ular jesetni Élishaning görige tashlidi. Jeset Élishaning ustixinigha tegkende, u tirilip, qopup tik turdi.
Бир күни шундақ болдики, хәлиқ бир өлгән адәмни йәрлигигә қоюватқанда, мана, улар бир топ булаңчиларни көрүп қалди, улар җәсәтни Елишаниң гөригә ташлиди. Җәсәт Елишаниң устихиниға тәккәндә, у тирилип, қопуп тик турди.
22 Emma Suriyening padishahi Hazael bolsa Yehoahazning hemme künliride Israilgha zalimliq qilatti.
Амма Сурийәниң падишаси Һазаәл болса Йәһоаһазниң һәммә күнлиридә Исраилға залимлиқ қилатти.
23 Lékin Perwerdigar ulargha méhriban bolup ich aghritatti; Ibrahim bilen Ishaq we Yaqupqa baghlighan ehdisi tüpeylidin U ulargha iltipat qilip, ularni bügün’ge qeder halak qilmay, Öz huzuridin chiqiriwétishni xalimighanidi.
Лекин Пәрвәрдигар уларға меһриван болуп ич ағритатти; Ибраһим билән Исһақ вә Яқупқа бағлиған әһдиси түпәйлидин У уларға илтипат қилип, уларни бүгүнгә қәдәр һалак қилмай, Өз һозуридин чиқириветишни халимиған еди.
24 Suriyening padishahi Hazael öldi we oghli Ben-Hadad uning ornida padishah boldi.
Сурийәниң падишаси Һазаәл өлди вә оғли Бән-Һадад униң орнида падиша болди.
25 Andin kéyin Yehoahazning oghli Yehoash Hazaelning oghli Ben-Hadadning qolidin Hazael öz atisi Yehoahazdin jengde tartiwalghan sheherlerni yanduruwaldi. Yehoash uni urup, üch qétim meghlup qilip, shuning bilen Israilning sheherlirini yandurwaldi.
Андин кейин Йәһоаһазниң оғли Йәһоаш Һазаәлниң оғли Бән-Һададниң қолидин Һазаәл өз атиси Йәһоаһаздин җәңдә тартивалған шәһәрләрни яндурувалди. Йәһоаш уни уруп, үч қетим мәғлуп қилип, шуниң билән Исраилниң шәһәрлирини яндурвалди.