< Padishahlar 2 1 >
1 Ahab ölgendin kéyin Moab Israilgha isyan kötürdi.
Аһаб өлгәндин кейин Моаб Исраилға исян көтәрди.
2 Ahaziya Samariyede turghanda [ordisidiki] balixanining penjirisidin yiqilip chüshüp, késel bolup qaldi. U xewerchilerni ewetip ulargha: — Ekron shehiridiki ilah Baal-Zebubdin méning toghramda, késilidin saqiyamdu, dep soranglar, dédi.
Аһазия Самарийәдә турғанда [ордисидики] балиханиниң пәнҗирисидин жиқилип чүшүп, кесәл болуп қалди. У хәвәрчиләрни әвәтип уларға: — Әкрон шәһиридики илаһ Баал-Зәбубдин мениң тоғрамда, кесилидин сақиямду, дәп сораңлар, деди.
3 Lékin Perwerdigarning Perishtisi bolsa Tishbiliq Iliyasqa: — Ornungdin tur, Samariye padishahining elchilirining aldigha bérip, ulargha: — Israilda Xuda yoqmu, Ekrondiki ilah Baal-Zebubdin yol sorighili mangdinglarmu?
Лекин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси болса Тишбилиқ Илиясқа: — Орнуңдин тур, Самарийә падишасиниң әлчилириниң алдиға берип, уларға: — Исраилда Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили маңдиңларму?
4 Shuning üchün Perwerdigar hazir mundaq dédiki: «Sen chiqqan kariwattin chüshelmeysen; sen choqum ölisen» dégin, — dédi. Shuning bilen Iliyas yolgha chiqti.
Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һазир мундақ дедики: «Сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән» дегин, — деди. Шуниң билән Илияс йолға чиқти.
5 Xewerchiler padishahning yénigha qaytip keldi; u ulardin: Némishqa yénip keldinglar, dep soridi.
Хәвәрчиләр падишаниң йениға қайтип кәлди; у улардин: Немишкә йенип кәлдиңлар, дәп сориди.
6 Ular uninggha: — Bir adem bizge uchrap bizge: — Silerni ewetken padishahning yénigha qaytip bérip uninggha: «Perwerdigar mundaq deydu: — Israilda Xuda yoqmu, Ekrondiki ilah Baal-Zebubdin yol sorighili ademlerni ewettingmu? Shuning üchün sen chiqqan kariwattin chüshelmeysen; sen choqum ölisen!» denglar, — dédi.
Улар униңға: — Бир адәм бизгә учрап бизгә: — Силәрни әвәткән падишаниң йениға қайтип берип униңға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилда Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили адәмләрни әвәттиңму? Шуниң үчүн сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән!» дәңлар, — деди.
7 Padishah ulardin: Silerge uchrap bu sözlerni qilghan adem qandaq adem iken? — dep soridi.
Падиша улардин: Силәргә учрап бу сөзләрни қилған адәм қандақ адәм екән? — дәп сориди.
8 Ular uninggha: U tüklük, bélige tasma baghlighan adem iken, dédi. Padishah: U Tishbiliq Iliyas iken, dédi.
Улар униңға: У түклүк, белигә тасма бағлиған адәм екән, деди. Падишаһ: У Тишбилиқ Илияс екән, деди.
9 Andin padishah bir ellikbéshini qol astidiki ellik adimi bilen Iliyasning qéshigha mangdurdi; bu kishi Iliyasning qéshigha barghanda, mana u bir döngning üstide olturatti. U uninggha: I Xudaning adimi, padishah séni chüshüp kelsun! deydu, dédi.
Андин падиша бир әллик бешини қол астидики әллик адими билән Илиясниң қешиға маңдурди; бу киши Илиясниң қешиға барғанда, мана у бир дөңниң үстидә олтиратти. У униңға: И Худаниң адими, падиша сени чүшүп кәлсун! дәйду, деди.
10 Lékin Iliyas ellikbéshigha: Eger men Xudaning adimi bolsam, asmandin ot chüshüp sen bilen ellik adimingni köydürsun, dep jawab berdi. Shuan asmandin ot chüshüp, uning özi bilen ellik adimini köydürüwetti.
Лекин Илияс әллик бешиға: Әгәр мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун, дәп җавап бәрди. Шуан асмандин от чүшүп, униң өзи билән әллик адимини көйдүрүвәтти.
11 Shuning bilen padishah yene bir ellikbéshini uning qol astidiki ellik adimi bilen uning qéshigha mangdurdi. U uninggha: I Xudaning adimi, padishah éytti: Séni derhal chüshüp kelsun! — dédi.
Шуниң билән падиша йәнә бир әллик бешини униң қол астидики әллик адими билән униң қешиға маңдурди. У униңға: И Худаниң адими, падиша ейтти: Сени дәрһал чүшүп кәлсун! — деди.
12 Lékin Iliyas ellikbéshigha: Eger men Xudaning adimi bolsam, asmandin ot chüshüp sen bilen ellik adimingni köydürsun, dep jawab berdi. Shuan Xudaning oti asmandin chüshüp uning özi bilen ellik adimini köydürüwetti.
Лекин Илияс әллик бешиға: Әгәр мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун, дәп җавап бәрди. Шуан Худаниң оти асмандин чүшүп униң өзи билән әллик адимини көйдүрүвәтти.
13 Padishah emdi üchinchi bir ellikbéshini qol astidiki ellik adimi bilen uning qéshigha mangdurdi; ellikbéshi bérip Iliyasning aldigha chiqip, tizlinip uninggha yalwurup: I Xudaning adimi, méning jénim bilen séning bu ellik qulungning janliri neziringde eziz bolsun!
Падиша әнди үчинчи бир әллик бешини қол астидики әллик адими билән униң қешиға маңдурди; әллик беши берип Илиясниң алдиға чиқип, тизлинип униңға ялвуруп: И Худаниң адими, мениң җеним билән сениң бу әллик қулуңниң җанлири нәзириңдә әзиз болсун!
14 Derweqe, asmandin ot chüshüp, ilgiriki ikki ellikbéshini ularning qol astidiki ellik adimi bilen köydürüwetti. Lékin hazir méning jénim séning neziringde eziz bolsun, dédi.
Дәрвәқә, асмандин от чүшүп, илгәрки икки әллик бешини уларниң қол астидики әллик адими билән көйдүрүвәтти. Лекин һазир мениң җеним сениң нәзириңдә әзиз болсун, деди.
15 Perwerdigarning Perishtisi Iliyasqa: Sen chüshüp uning bilen barghin; uningdin qorqmighin, dédi. U ornidin turup uning bilen chüshüp padishahning qéshigha bérip
Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Илиясқа: Сән чүшүп униң билән барғин; униңдин қорқмиғин, деди. У орнидин туруп униң билән чүшүп падишаниң қешиға берип
16 padishahqa: Perwerdigar söz qilip: «Israilda wehiy sorighili bolidighan Xuda yoqmu, Ekrondiki ilah Baal-Zebubdin yol sorighili elchilerni ewettingghu? Shuning üchün sen chiqqan kariwattin chüshelmeysen; sen choqum ölisen!» deydu, — dédi.
падишаға: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Исраилда вәһий сориғили болидиған Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили әлчиләрни әвәттиңғу? Шуниң үчүн сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән!» дәйду, — деди.
17 Shuning bilen Iliyas dégendek, Perwerdigarning sözi boyiche Ahaziya öldi. Uning oghli bolmighachqa, Yehoram uning ornida padishah boldi. Bu Yehoshafatning oghli, Yehuda padishahi Yehoramning ikkinchi yili idi.
Шуниң билән Илияс дегәндәк, Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Аһазия өлди. Униң оғли болмиғачқа, Йәһорам униң орнида падиша болди. Бу Йәһошафатниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһорамниң иккинчи жили еди.
18 Emdi Ahaziyaning bashqa ishliri, uning qilghan emelliri bolsa, ular «Israil padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgen emesmidi?
Әнди Аһазияниң башқа ишлири, униң қилған әмәллири болса, улар «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?