< Tarix-tezkire 2 8 >
1 Shundaq boldiki, yigirme yil ötüp, Sulayman Perwerdigarning öyi bilen padishahning öyini yasap bolghandin kéyin,
Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаниң өйини ясап болғандин кейин,
2 u Hiram özige sowgha qilghan sheherlerni qaytidin qurup chiqti; Israillar shu yerde olturaqlashti.
у Һирам өзигә соға қилған шәһәрләрни қайтидин қуруп чиқти; Исраиллар шу йәрдә олтирақлашти.
3 Sulayman Xamat-Zobah shehirige bérip uni ishghal qildi.
Сулайман Хамат-Зобаһ шәһиригә берип уни ишғал қилди.
4 U yene chöldiki Tadmorni we özining Xamatta qurghan barliq xezine sheherlirini yene ongshitip qurdi.
У йәнә чөлдики Тадморни вә өзиниң Хаматта қурған барлиқ ғәзнә шәһәрлирини йәнә оңшитип қурди.
5 U yene Üstünki Beyt-Horon bilen Astinqi Beyt-Horonni sépil, baldaqliq qowuqliri bolghan qorghanliq sheherlerge aylandurdi;
У йәнә Үстүнки Бәйт-Һорон билән Астинқи Бәйт-Һоронни сепил, балдақлиқ қовуқлири болған қорғанлиқ шәһәрләргә айландурди;
6 Baalatni, shundaqla özige xas hemme xezine sheherlirini, «jeng harwisi sheherliri»ni, atliqlarni orunlashturghan sheherlerni we Yérusalémda, Liwanda we özi soraydighan barliq zéminda xalighinini bina qildi.
Баалатни, шундақла өзигә хас һәммә ғәзнә шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, атлиқларни орунлаштурған шәһәрләрни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
7 Israildin bolmighan Hittiylar, Amoriylar, Perizziyler, Hiwiylar we Yebusiylardin [Israil] zéminida qélip qalghanlarning hemmisini bolsa,
Исраилдин болмиған Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин [Исраил] зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса,
8 Sulayman bularni, yeni Israillar pütünley yoqatmighan ellerning qalghan ewladlirini qulluq hashagha tutti. Ular bügünki kün’giche shundaq bolup keldi.
Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләрниң қалған әвлатлирини қуллуқ һашаға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди.
9 Lékin Israillardin Sulayman öz ishliri üchün héchkimni qul qilmay, belki ularni leshker, hökümdar-emeldar, harwa bilen atliqlarning serdarliri qildi.
Лекин Исраиллардин Сулайман өз ишлири үчүн һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди.
10 Bulardin padishah Sulaymanning ishligüchilerning üstige qoyghan chong nazaretchiliri bolup, ikki yüz ellik idi.
Булардин падиша Сулайманниң ишлигүчиләрниң үстигә қойған чоң назарәтчилири болуп, икки йүз әллик еди.
11 Sulayman Pirewnning qizini «Dawutning shehiri»din özi uninggha saldurghan ordigha ekeltürdi; chünki u: «Ayalimning Israil padishahi Dawutning ordisida turushi muwapiq emes; chünki Perwerdigarning ehde sanduqi barghanliki jaylarning hemmisi muqeddestur», — dédi.
Сулайман Пирәвнниң қизини «Давутниң шәһири»дин өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс; чүнки Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи барғанлиги җайларниң һәммиси муқәддәстур», — деди.
12 Sulayman bu chaghda Perwerdigarning qurban’gahida, yeni [muqeddes jayning] aywanining aldigha saldurghan qurban’gahta Perwerdigargha atap köydürme qurbanliq teqdim qilatti;
Сулайман бу чағда Пәрвәрдигарниң қурбангаһида, йәни [муқәддәс җайниң] айваниниң алдиға салдурған қурбангаһта Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ тәқдим қилатти;
13 — yeni Musa peyghemberning tapshuruqi boyiche, her küni, shabat künliride, ayning birinchi künliride we her yilda üch qétim ötküzülidighan alahide héyt künliride — «pétir nan héyti», «heptiler héyti» we «kepiler héyti»diki künlerde békitilgen burchluq qurbanliqlarni qilatti.
— йәни Муса пәйғәмбәрниң тапшуруғи бойичә, һәр күни, шабат күнлиридә, айниң биринчи күнлиридә вә һәр жилда үч қетим өткүзүлидиған алаһидә һейт күнлиридә — «петир нан һейти», «һәптиләр һейти» вә «кәпиләр һейти»дики күнләрдә бекитилгән бурчлуқ қурбанлиқларни қилатти.
14 Sulayman yene atisi Dawutning belgilep bergini boyiche kahinlarning xizmetlirining we Lawiylarning burchlirining ada qilinishi üchün nöwet-guruppilarni békitti; Lawiylarning her küni medhiye oqush we kahinlarning aldida xizmetlerni ada qilish burchi bar idi. Sulayman yene derwaziwenlerni nöwiti boyiche her derwazining xizmitini qilishqa békitti; chünki Xudaning adimi Dawutning buyruqi shundaq idi.
Сулайман йәнә атиси Давутниң бәлгүләп бәргини бойичә каһинларниң хизмәтлириниң вә Лавийларниң бурчлириниң ада қилиниши үчүн нөвәт-гуруппиларни бекитти; Лавийларниң һәр күни мәдһийә оқуш вә каһинларниң алдида хизмәтләрни ада қилиш бурчи бар еди. Сулайман йәнә дәрвазивәнләрни нөвити бойичә һәр дәрвазиниң хизмитини қилишқа бекитти; чүнки Худаниң адими Давутниң буйруғи шундақ еди.
15 [Kahin-lawiylar] padishahning kahinlargha we Lawiylargha buyrughanliridin, meyli qandaq ish bolsun yaki xezinilerge dair ish bolsun héch bash tartmaytti.
[Каһин-лавийлар] падишаниң каһинларға вә Лавийларға буйруғанлиридин, мәйли қандақ иш болсун яки ғәзниләргә даир иш болсун һеч баш тартмайтти.
16 Perwerdigarning öyini sélishta, öy uli sélin’ghan kündin tartip pütküche Sulaymanning barliq qurulush ishliri puxta tamamlandi. Shundaq qilip Perwerdigarning öyi pütti.
Пәрвәрдигарниң өйини селишта, өй ули селинған күндин тартип пүткичә Сулайманниң барлиқ қурулуш ишлири пухта тамамланди. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйи пүтти.
17 Andin Sulayman Édom zéminida [Qizil] déngiz boyidiki Ezion-Geberge we Élatqa qarap mangdi.
Андин Сулайман Едом зиминида [Қизил] деңиз бойидики Әзион-Гәбәргә вә Елатқа қарап маңди.
18 Huram [padishah] öz xizmetkarliri arqiliq kémiler we déngiz yollirigha pishshiq ademlirini Sulaymanning yénigha ewetti. Ular Sulaymanning xizmetkarliri bilen bille Ofirgha bérip, u yerdin töt yüz ellik talant altun élip, uni padishah Sulaymanning qéshigha yetküzüp keldi.
Һурам [падиша] өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар Сулайманниң хизмәткарлири билән биллә Офирға берип, у йәрдин төрт йүз әллик талант алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди.