< Tarix-tezkire 2 7 >

1 Sulayman duasini tügitishigila, asmandin ot chüshüp köydürme qurbanliq hemde bashqa qurbanliqlarni qoymay köydürüwetti; Perwerdigarning shan-sheripi öyni toldurdi.
Сулайман дуасини түгитишигила, асмандин от чүшүп көйдүрмә қурбанлиқ һәмдә башқа қурбанлиқларни қоймай көйдүрүвәтти; Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйни толдурди.
2 Perwerdigarning shan-sheripi öyni tolduruwetkechke, kahinlar Perwerdigarning öyige kirelmidi.
Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйни толдурувәткәчкә, каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кирәлмиди.
3 Ot chüshkenlikini we Perwerdigarning shan-sheripi öyning üstide toxtighanliqini körüp, Israillarning hemmisi tash yatquzulghan meydanda yükünüp bash urup: «Perwerdigar méhribandur, Uning özgermes muhebbiti menggügiche turidu!» dep Perwerdigargha ibadet qilip teshekkür-medhiye oqushti.
От чүшкәнлигини вә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви өйниң үстидә тохтиғанлиғини көрүп, Исраилларниң һәммиси таш ятқузулған мәйданда жүкүнүп баш уруп: «Пәрвәрдигар меһривандур, Униң өзгәрмәс муһәббити мәңгүгичә туриду!» дәп Пәрвәрдигарға ибадәт қилип тәшәккүр-мәдһийә оқушти.
4 Padishah we pütkül xelq Perwerdigarning aldida qurbanliqlirini sundi.
Падиша вә пүткүл хәлиқ Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқлирини сунди.
5 Sulayman padishah yigirme ikki ming kala, bir yüz yigirme ming qoyni qurbanliq qilip sundi. Shundaq qilip padishah we pütkül xelq Xudaning öyini [Xudagha] béghishlidi.
Сулайман падиша жигирмә икки миң кала, бир йүз жигирмә миң қойни қурбанлиқ қилип сунди. Шундақ қилип падиша вә пүткүл хәлиқ Худаниң өйини [Худаға] беғишлиди.
6 Kahinlar we shundaqla Perwerdigargha atighan sazlarni tutqan Lawiylar öz orunlirida turatti (padishah Dawut bu sazlarni Perwerdigarning medhiyiside ishletkili yasighanidi, [u Perwerdigargha]: «Uning özgermes muhebbiti ebedgichidur» dep medhiye oqughinida ularni ishlitetti); kahinlar Lawiylarning udulida turup kanay chélishatti; Israillarning hemmisi shu yerde öre turushqanidi.
Каһинлар вә шундақла Пәрвәрдигарға атиған сазларни тутқан Лавийлар өз орунлирида туратти (падиша Давут бу сазларни Пәрвәрдигарниң мәдһийисидә ишләткили ясиған еди, [у Пәрвәрдигарға]: «Униң өзгәрмәс муһәббити әбәткичидур» дәп мәдһийә оқуғинида уларни ишлитәтти); каһинлар Лавийларниң удулида туруп канай челишатти; Исраилларниң һәммиси шу йәрдә өрә турушқан еди.
7 Sulayman Perwerdigarning öyining aldidiki hoylisining otturisini ayrip muqeddes qilip, u yerde köydürme qurbanliqlar we inaqliq qurbanliqilirining yaghlirini sundi; chünki Sulayman yasatqan mis qurban’gah köydürme qurbanliqlar, ash hediyiliri we qurbanliqlarning yaghlirini qobul qilishqa kichik keldi.
Сулайман Пәрвәрдигарниң өйиниң алдидики һойлисиниң оттурисини айрип муқәддәс қилип, у йәрдә көйдүрмә қурбанлиқлар вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини сунди; чүнки Сулайман ясатқан мис қурбангаһ көйдүрмә қурбанлиқлар, аш һәдийилири вә қурбанлиқларниң яғлирини қобул қилишқа кичик кәлди.
8 Shuning bilen u waqitta Sulayman we uning bilen bolghan pütün Israil, yeni Xamat rayonigha kirish éghizidin tartip Misir éqinighiche hemme yerlerdin kelgen zor bir jamaet héyt ötküzdi.
Шуниң билән у вақитта Сулайман вә униң билән болған пүтүн Исраил, йәни Хамат райониға кириш еғизидин тартип Мисир еқиниғичә һәммә йәрләрдин кәлгән зор бир җамаәт һейт өткүзди.
9 Sekkizinchi küni ular tentenilik bir ibadet yighilishi ötküzdi; ular yette kün qurban’gahni Xudagha atap béghishlighanidi andin ular yene yette kün héyt ötküzdi.
Сәккизинчи күни улар тәнтәнилик бир ибадәт жиғилиши өткүзди; улар йәттә күн қурбангаһни Худаға атап беғишлиған еди андин улар йәнә йәттә күн һейт өткүзди.
10 Yettinchi ayning yigirme üchinchi küni padishah xelqni öz öy-chédirlirige qayturdi; ular Perwerdigarning Dawutqa, Sulayman’gha we Öz xelqi Israilgha qilghan yaxshiliqliri üchün qelbide shad-xuram bolup qaytip ketti.
Йәттинчи айниң жигирмә үчинчи күни падиша хәлиқни өз өй-чедирлиригә қайтурди; улар Пәрвәрдигарниң Давутқа, Сулайманға вә Өз хәлқи Исраилға қилған яхшилиқлири үчүн қәлбидә шат-хурам болуп қайтип кәтти.
11 Shundaq qilip Sulayman Perwerdigarning öyini we padishahning ordisini yasap püttürdi. Sulaymanning könglige Perwerdigarning öyide we özining ordisida néme qilish kelgen bolsa, shu ishlarning hemmisi ongushluq pütti.
Шундақ қилип Сулайман Пәрвәрдигарниң өйини вә падишаниң ордисини ясап пүттүрди. Сулайманниң көңлигә Пәрвәрдигарниң өйидә вә өзиниң ордисида немә қилиш кәлгән болса, шу ишларниң һәммиси оңушлуқ пүтти.
12 Andin Perwerdigar kéchide Sulayman’gha ayan bolup uninggha: «Men séning duayingni anglidim we Özümgimu bu jayni «qurbanliq öyi» bolushqa tallidim.
Андин Пәрвәрдигар кечидә Сулайманға аян болуп униңға: «Мән сениң дуайиңни аңлидим вә Өзүмгиму бу җайни «қурбанлиқ өйи» болушқа таллидим.
13 Eger Men asmanni yamghur yaghmaydighan qilip étiwetsem yaki chéketkilerge zémindiki mehsulatlarni yep tashlashni buyrusam we yaki xelqim arisigha waba tarqitiwetsem,
Әгәр Мән асманни ямғур яғмайдиған қилип етивәтсәм яки чекәткиләргә зиминдики мәһсулатларни йәп ташлашни буйрусам вә яки хәлқим арисиға ваба тарқитивәтсәм,
14 [shu chaghda] namim bilen atalghan bu xelqim özini kemter tutup, dua qilip yüzümni izlep, rezil yolliridin yansa, Men asmanda turup anglap, ularning gunahini kechürimen we zéminini saqaytimen.
[шу чағда] намим билән аталған бу хәлқим өзини кәмтәр тутуп, дуа қилип йүзүмни изләп, рәзил йоллиридин янса, Мән асманда туруп аңлап, уларниң гунайини кәчүримән вә зиминини сақайтимән.
15 Emdi bu yerde qilin’ghan dualargha Méning közlirim ochuq we qulaqlirim ding bolidu.
Әнди бу йәрдә қилинған дуаларға Мениң көзлирим очуқ вә қулақлирим диң болиду.
16 Men emdi namim menggü bu yerde ayan qilinsun dep bu öyni tallap, uni Özümge muqeddes qildim; közümmu, qelbimmu hemishe shu yerde bolidu.
Мән әнди намим мәңгү бу йәрдә аян қилинсун дәп бу өйни таллап, уни Өзүмгә муқәддәс қилдим; көзүмму, қәлбимму һемишә шу йәрдә болиду.
17 Sen bolsang, atang Dawutning aldimda mangghinidek senmu sanga buyrughinimning hemmisige muwapiq emel qilish üchün belgilimilirim we hökümlirimni tutup aldimda mangsang,
Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп алдимда маңсаң,
18 Men emdi atang Dawutqa: «Israilning textide sanga ewladingdin olturushqa bir zat kem bolmaydu» dep ehde qilghinimdek, Men séning padishahliq textingni Israilning üstide mehkem qilimen.
Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп әһдә қилғинимдәк, Мән сениң падишалиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә мәһкәм қилимән.
19 Biraq eger siler Méningdin yüz örüp, Men silerning aldinglarda jakarlighan belgilimilirim we emrlirimni tashlap, bashqa ilahlarning qulluqigha kirip choqunsanglar,
Бирақ әгәр силәр Мениңдин йүз өрүп, Мән силәрниң алдиңларда җакалиған бәлгүлимилирим вә әмирлиримни ташлап, башқа илаһларниң қуллуғиға кирип чоқунсаңлар,
20 shu chaghda Men Israilni ulargha teqdim qilghan zéminidin yulup tashlaymen; we Öz namimni körsitishke Özümge muqeddes qilghan bu öyni nezirimdin tashlaymen we Israilni hemme xelqler arisida söz-chöchek we tapa-tenining obyékti qilimen;
шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин жулуп ташлаймән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраилни һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти қилимән;
21 bu öy gerche hazir ulugh bolsimu, shu zamanda uningdin ötkenlerning hemmisi qattiq heyran qiliship: «Perwerdigar bu zémin’gha we bu öyge némishqa shundaq qilghandu?» dep soraydu.
бу өй гәрчә һазир улуқ болсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси қаттиқ һәйран қилишип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилғанду?» дәп сорайду.
22 Kishiler: — Chünki [zémindiki xelqler] ata-bowilirining Xudasi, yeni ularni Misir zéminidin chiqarghan Perwerdigarni tashlap, özlirini bashqa ilarhlargha baghlap, ulargha sejde qilip qulluqida bolghanliqi üchün, U bu pütkül külpetni ularning béshigha chüshürüptu, dep jawab béridu.
Кишиләр: — Чүнки [зиминдики хәлиқләр] ата-бовилириниң Худаси, йәни уларни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигарни ташлап, өзлирини башқа иларһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, У бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.

< Tarix-tezkire 2 7 >