< Tarix-tezkire 2 36 >
1 [Yehuda] zéminidiki xelq Yosiyaning oghli Yehoahazni tallap, Yérusalémda atisining ornigha padishah qilip tiklidi.
[Йәһуда] зиминидики хәлиқ Йосияниң оғли Йәһоаһазни таллап, Йерусалимда атисиниң орниға падиша қилип тиклиди.
2 Yehoahaz textke chiqqan chéghida yigirme üch yashta idi; u Yérusalémda üch ay seltenet qildi.
Йәһоаһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә үч яшта еди; у Йерусалимда үч ай сәлтәнәт қилди.
3 Misir padishahi uni Yérusalémda padishahliqtin bikar qildi we Yehuda zéminigha bir yüz talant kümüsh, bir talant altun jerimane qoydi.
Мисир падишаси уни Йерусалимда падишалиқтин бекар қилди вә Йәһуда зиминиға бир йүз талант күмүч, бир талант алтун җәриманә қойди.
4 Andin Misir padishahi Yehoahazning ornigha uning inisi Éliakimni Yehuda bilen Yérusalém üstige padishah qilip, uning ismini Yehoakimgha özgertti; andin Neqo inisi Yehoahazni Misirgha élip ketti.
Андин Мисир падишаси Йәһоаһазниң орниға униң иниси Елиакимни Йәһуда билән Йерусалим үстигә падиша қилип, униң исмини Йәһоакимға өзгәртти; андин Нәқо иниси Йәһоаһазни Мисирға елип кәтти.
5 Yehoakim textke chiqqan chéghida yigirme besh yashta bolup, u Yérusalémda on bir yil seltenet qildi; u Perwerdigar Xudasining neziride rezil bolghanni qildi.
Йәһоаким тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта болуп, у Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигар Худасиниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
6 Babil padishahi Néboqadnesar uninggha hujum qilghili chiqip, uni mis zenjir bilen baghlap Babilgha élip ketti.
Бабил падишаси Небоқаднәсар униңға һуҗум қилғили чиқип, уни мис зәнҗир билән бағлап Бабилға елип кәтти.
7 Nébuqadnesar yene Perwerdigar öyidiki bir qisim eswab-buyumlarni Babilgha apirip, özining Babildiki butxanisigha qoydi.
Небуқаднәсар йәнә Пәрвәрдигар өйидики бир қисим әсвап-буюмларни Бабилға апирип, өзиниң Бабилдики бутханисиға қойди.
8 Yehoakimning qalghan ishliri, uning yirginchlik ishliri, uningdiki eyibler bolsa mana, «Israil we Yehuda padishahlirining tarix-tezkiriliri» dégen kitabta pütülgendur. Uning oghli Yehoakin uning ornigha padishah boldi.
Йәһоакимниң қалған ишлири, униң жиркиничлик ишлири, униңдики әйипләр болса мана, «Исраил вә Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. Униң оғли Йәһоакин униң орниға падиша болди.
9 Yehoakin textke chiqqan chéghida on sekkiz yashta bolup, u Yérusalémda üch ay on kün seltenet qildi; u Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi.
Йәһоакин тәхткә чиққан чеғида он сәккиз яшта болуп, у Йерусалимда үч ай он күн сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
10 Yéngi yil ötkende, Néboqadnesar adem ewetip Yehoakinni Perwerdigar öyidiki ésil buyumlar bilen birlikte Babilgha ekeldürüp, Yehoakinning taghisi Zedekiyani Yehuda we Yérusalém üstige padishah qilip tiklidi.
Йеңи жил өткәндә, Небоқаднәсар адәм әвәтип Йәһоакинни Пәрвәрдигар өйидики есил буюмлар билән бирликтә Бабилға әкәлдүрүп, Йәһоакинниң тағиси Зәдәкияни Йәһуда вә Йерусалим үстигә падиша қилип тиклиди.
11 Zedekiya textke chiqqan chéghida yigirme bir yashta bolup, Yérusalémda on bir yil seltenet qildi;
Зәдәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бир яшта болуп, Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди;
12 u Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi; Yeremiya peyghember uninggha Perwerdigarning sözlirini yetküzgen bolsimu, u Yeremiyaning aldida özini töwen qilmidi;
у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; Йәрәмия пәйғәмбәр униңға Пәрвәрдигарниң сөзлирини йәткүзгән болсиму, у Йәрәмияниң алдида өзини төвән қилмиди;
13 u özini Xudaning namida [béqinish] qesimini ichküzgen Néboqadnesardin yüz öridi; boynini qattiq qilip, Israilning Xudasi Perwerdigargha towa qilip yénishqa könglini jahil qildi.
у өзини Худаниң намида [беқиниш] қәсимини ичкүзгән Небоқаднәсардин йүз өриди; бойнини қаттиқ қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға товва қилип йенишқа көңлини җаһил қилди.
14 Uning üstige, kahinlarning barliq bashliri bilen xelqning hemmisi yat elliklerning hemme yirginchlik ishlirini dorap, asiyliqlirini ashurdi; ular Perwerdigar Yérusalémda Özige atap muqeddes qilghan öyni bulghiwetti.
Униң үстигә, каһинларниң барлиқ башлири билән хәлиқниң һәммиси ят әлликләрниң һәммә жиркинчлик ишлирини дорап, асийлиқлирини ашурди; улар Пәрвәрдигар Йерусалимда Өзигә атап муқәддәс қилған өйни булғивәтти.
15 Ularning ata-bowilirining Xudasi bolghan Perwerdigar Öz xelqige we turalghusigha ichini aghritqachqa, tang seherde ornidin turup elchilirini ewetip ularni izchil agahlandurup turdi.
Уларниң ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқигә вә туралғусиға ичини ағритқачқа, таң сәһәрдә орнидин туруп әлчилирини әвәтип уларни изчил агаһландуруп турди.
16 Biraq ular Xudaning elchilirini mazaq qilip, söz-kalamlirini mensitmeytti, peyghemberlirini zangliq qilatti; axir bérip Perwerdigarning qehri örlep, qutquzghili bolmaydighan derijide xelqining üstige chüshti.
Бирақ улар Худаниң әлчилирини мазақ қилип, сөз-каламлирини мәнситмәйтти, пәйғәмбәрлирини заңлиқ қилатти; ахир берип Пәрвәрдигарниң қәһри өрләп, қутқузғили болмайдиған дәриҗидә хәлқиниң үстигә чүшти.
17 Perwerdigar shuning bilen kaldiylerning padishahini ulargha hujumgha séliwidi, padishah ularning muqeddes öyide yashlirini qilichlidi; qiz-yigitler, qérilar, béshi aqarghanlargha héch ich aghritip olturmay, hemmini öltürüwetti; [Xuda] bularning hemmisini [Kaldiye] padishahining qoligha tapshurdi.
Пәрвәрдигар шуниң билән калдийләрниң падишасини уларға һуҗумға селивиди, падиша уларниң муқәддәс өйидә яшлирини қиличлиди; қиз-жигитләр, қерилар, беши ақарғанларға һеч ич ағритип олтармай, һәммини өлтүрүвәтти; [Худа] буларниң һәммисини [Калдийә] падишасиниң қолиға тапшурди.
18 Kaldiye padishahi Xudaning öyidiki chong-kichik démey, barliq qacha-buyumlarni, shundaqla Perwerdigar öyidiki xezinilerni, shuningdek padishahning we emeldarlirining xezinilirini qoymay, Babilgha élip ketti.
Калдийә падишаси Худаниң өйидики чоң-кичик демәй, барлиқ қача-буюмларни, шундақла Пәрвәрдигар өйидики ғәзниләрни, шуниңдәк падишаниң вә әмәлдарлириниң ғәзнилирини қоймай, Бабилға елип кәтти.
19 Kaldiyler Xudaning öyini köydürüwetti, Yérusalémning sépilini chéqiwetti, sheherdiki hemme orda-qorghanlargha ot qoyup köydürüp, Yérusalémdiki barliq qimmetlik qacha-buyumlarni chéqip kukum-talqan qildi.
Калдийләр Худаниң өйини көйдүрүвәтти, Йерусалимниң сепилини чеқивәтти, шәһәрдики һәммә орда-қорғанларға от қоюп көйдүрүп, Йерусалимдики барлиқ қиммәтлик қача-буюмларни чеқип кукум-талқан қилди.
20 Qilichtin aman qalghanlarning hemmisini [Kaldiye padishahi] Babilgha tutqun qilip eketti; ular taki Pars padishahliqining seltenitikiche Babil padishahi we ewladlirining qulluqida bolup turdi.
Қиличтин аман қалғанларниң һәммисини [Калдийә падишаси] Бабилға тутқун қилип әкәтти; улар таки Парс падишалиғиниң сәлтәнитикичә Бабил падишаси вә әвлатлириниң қуллуғида болуп турди.
21 Bularning hemmisi Perwerdigarning Yeremiyaning wastisi bilen [aldin] éytqan [agah] sözi ishqa ashurulush üchün boldi. Shuning bilen zémin özige tégishlik shabat künlirige muyesser boldi; chünki zémin yetmish yil toshquche xarabilikte turup «shabat tutup» dem élip rahetlendi.
Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән [алдин] ейтқан [агаһ] сөзи ишқа ашурулуш үчүн болди. Шуниң билән зимин өзигә тегишлик шабат күнлиригә муйәссәр болди; чүнки зимин йәтмиш жил тошқичә харабиликтә туруп «шабат тутуп» дәм елип раһәтләнди.