< Tarix-tezkire 2 26 >

1 Yehudaning barliq xelqi uning on alte yashqa kirken oghli Uzziyani tiklep, uni atisi Amaziyaning ornida padishah qildi
Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киркән оғли Уззияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди
2 (padishah atisi ata-bowilirining arisida uxlighandin kéyin, Élat shehirini qaytidin yasap, Yehudagha yene tewe qilghuchi del Uzziya idi).
(падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди).
3 Uzziya textke chiqqan chéghida on alte yash idi; u Yérusalémda jemiy ellik ikki yil padishahliq qildi. Uning anisining ismi Yekoliya bolup, Yérusalémliq idi.
Уззия тәхткә чиққан чеғида он алтә яш еди; у Йерусалимда җәмий әллик икки жил падишалиқ қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, Йерусалимлиқ еди.
4 U atisi Amaziyaning barliq qilghanliridek Perwerdigarning neziride durus bolghanni qildi.
У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
5 Xuda bergen alamet körünüshler bilen yorutulghan Zekeriya Uzziyagha telim bergechke, u hayat waqtida Uzziya Xudani izdidi; we u Perwerdigarni izdigen künlerde Xuda uning ishlirini rawan qildi.
Худа бәргән аламәт көрүнүшләр билән йорутулған Зәкәрия Уззияға тәлим бәргәчкә, у һаят вақтида Уззия Худани издиди; вә у Пәрвәрдигарни издигән күнләрдә Худа униң ишлирини раван қилди.
6 U chiqip Filistiylerge hujum qildi we Gatning sépilini, Jabnehning sépilini we Ashdodning sépilini chaqturuwetti. Yene Ashdod etrapida, shundaqla Filistiyler arisida birnechche sheher berpa qildi.
У чиқип Филистийләргә һуҗум қилди вә Гатниң сепилини, Җабнәһниң сепилини вә Ашдодниң сепилини чақтурувәтти. Йәнә Ашдод әтрапида, шундақла Филистийләр арисида бир нәччә шәһәр бәрпа қилди.
7 Xuda uning Filistiyler we Gur-baalda turuwatqan Erebler bilen Maonlargha qarshi urushigha yardem berdi.
Худа униң Филистийләр вә Гур-баалда туруватқан Әрәбләр билән Маонларға қарши урушиға ярдәм бәрди.
8 Ammoniylar Uzziyagha olpan tölidi; Uzziya tolimu qudretlik bolup, nam-shöhriti taki Misirning chégrisighiche tarqaldi.
Аммонийлар Уззияға олпан төлиди; Уззия толиму қудрәтлик болуп, нам-шөһрити таки Мисирниң чегарисиғичә тарқалди.
9 Uzziya Yérusalémdiki «Burjek derwazisi»da, «Jilgha derwazisi»da we sépilning qayrilidighan yéride munarlar saldi we ularni ajayip mustehkem qildi.
Уззия Йерусалимдики «Буҗәк дәрвазиси»да, «Җилға дәрвазиси»да вә сепилниң қайрилидиған йеридә мунарлар салди вә уларни әҗайип мустәһкәм қилди.
10 U yene chöllerde birmunche közet munarlirini salghuzdi we köp quduqlarni kolatti; chünki uning Shefelah tüzlenglikide we égizlikte nurghun charwisi bar idi; u yene tériqchiliqqa amraq bolghachqa, taghlarda we étiz-baghlarda [nurghun] baghwenlerni we üzümchilerni yallap ishletti.
У йәнә чөлләрдә бир мунчә күзәт мунарлирини салғузди вә көп қудуқларни колатти; чүнки униң Шәфәлаһ түзләңлигидә вә егизликтә нурғун чарвиси бар еди; у йәнә териқчилиққа амрақ болғачқа, тағларда вә етиз-бағларда [нурғун] бағвәнләрни вә үзүмчиләрни яллап ишләтти.
11 Uzziyaning yene urushqa mahir qoshuni bar idi. Qoshun katip Jeiyel we emeldar Maaséyah éniqlighan san’gha asasen qisim-qisimlar boyiche bölünüp, padishahning serdarliridin biri bolghan Hananiyaning yétekchiliki astida sep bolup jengge chiqatti.
Уззияниң йәнә урушқа маһир қошуни бар еди. Қошун катип Җәийәл вә әмәлдар Маасеяһ ениқлиған санға асасән қисим-қисимлар бойичә бөлүнүп, падишаниң сәрдарлиридин бири болған Һананияниң йетәкчилиги астида сәп болуп җәңгә чиқатти.
12 Bu batur jengchiler ichidiki herqaysi jemet bashliri jemiy ikki ming alte yüz kishi idi.
Бу батур җәңчиләр ичидики һәр қайси җәмәт башлири җәмий икки миң алтә йүз киши еди.
13 Ularning yétekchiliki astidiki qoshun jemiy üch yüz yetmish yette ming besh yüz bolup, hemmisi ishta qabil, jengde mahir idi, ular padishahqa yardemliship düshmen’ge hujum qilalaytti.
Уларниң йетәкчилиги астидики қошун җәмий үч йүз йәтмиш йәттә миң бәш йүз болуп, һәммиси ишта қабил, җәңдә маһир еди, улар падишаға ярдәмлишип дүшмәнгә һуҗум қилалайтти.
14 Uzziya pütkül qoshunidiki leshkerlirini qalqan, neyze, dobulgha, sawut, oqya we salghilar bilenmu qorallandurghanidi.
Уззия пүткүл қошунидики ләшкәрлирини қалқан, нәйзә, добулға, савут, оқя вә салғилар биләнму қуралландурған еди.
15 U yene Yérusalémda ustilar ijad qilghan oq béshi we yoghan tashlarni atquchi üskünilerni yasitip, ularni sépil munarlirigha we burjeklirige orunlashturghanidi. Uning nam-shöhriti yiraq-yiraqlargha ketkenidi, chünki u alamet yardemlerge érishkechke, karamet qudret tapqanidi.
У йәнә Йерусалимда устилар иҗад қилған оқ беши вә йоған ташларни атқучи үскүниләрни яситип, уларни сепил мунарлириға вә бүҗәклиригә орунлаштурған еди. Униң нам-шөһрити жирақ-жирақларға кәткән еди, чүнки у аламәт ярдәмләргә еришкәчкә, карамәт қудрәт тапқан еди.
16 Lékin u kücheygendin kéyin, meghrurlinip ketti we bu ish uni halaketke élip bardi. U Xudasi Perwerdigargha itaetsizlik qilip, xushbuygah üstide xushbuy yaqimen dep Perwerdigarning öyige kirdi.
Лекин у күчәйгәндин кейин, мәғрурлинип кәтти вә бу иш уни һалакәткә елип барди. У Худаси Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилип, хушбуйгаһ үстидә хушбуй яқимән дәп Пәрвәрдигарниң өйигә кирди.
17 Kahin Azariya bilen Perwerdigarning bashqa kahinliridin seksen ezimet uning arqidin kirdi;
Каһин Азария билән Пәрвәрдигарниң башқа каһинлиридин сәксән әзимәт униң арқидин кирди;
18 Ular padishah Uzziyani tosup: — I Uzziya, Perwerdigargha xushbuy yéqish sanga tewe ish emes, belki xushbuy yéqishqa muqeddes xizmetke atalghan kahinlar bolghan, Harunning ewladlirigha mensuptur; muqeddesxanidin chiqqin, chünki itaetsizlik qilip qoydung; sen Xuda Perwerdigardin izzet tapalmaydighan bolup qalisen, dédi.
Улар падиша Уззияни тосуп: — И Уззия, Пәрвәрдигарға хушбуй йеқиш саңа тәвә иш әмәс, бәлки хушбуй йеқишқа муқәддәс хизмәткә аталған каһинлар болған, Һарунниң әвлатлириға мәнсуптур; муқәддәсханидин чиққин, чүнки итаәтсизлик қилип қойдуң; сән Худа Пәрвәрдигардин иззәт тапалмайдиған болуп қалисән, деди.
19 Uzziya qattiq ghezeplendi; u xushbuy yaqqili turghan halette, qolida bir xushbuydanni tutup turatti; u Perwerdigarning öyidiki xushbuygahning yénida turup kahinlargha ghezepliniwatqan chaghda, kahinlarning aldidila uning pishanisigha maxaw örlep chiqti.
Уззия қаттиқ ғәзәпләнди; у хушбуй яққили турған һаләттә, қолида бир хушбуйданни тутуп туратти; у Пәрвәрдигарниң өйидики хушбуйгаһниң йенида туруп каһинларға ғәзәплиниватқан чағда, каһинларниң алдидила униң пишанисиға мохо өрләп чиқти.
20 Bash kahin Azariya bilen bashqa kahinlar qarisa, mana, birdinla uning pishanisigha maxaw örlep chiqqanidi; ular derhal uni chiqiriwétishke itterdi; u özimu chiqip kétishke aldiridi, chünki Perwerdigar uni urghanidi.
Баш каһин Азария билән башқа каһинлар қариса, мана, бирдинла униң пишанисиға мохо өрләп чиққан еди; улар дәрһал уни чиқириветишкә иттәрди; у өзиму чиқип кетишкә алдириди, чүнки Пәрвәрдигар уни урған еди.
21 Padishah Uzziyani taki ölgüche maxaw késili chirmiwaldi; u maxaw késili bolghachqa, ayrim bir öyde turdi; shuning bilen u Perwerdigarning öyige kirishtin mehrum qilindi. Uning oghli Yotam ordining ishlirini bashqurup, yurt soridi.
Падиша Уззияни таки өлгичә мохо кесили чирмивалди; у мохо кесили болғачқа, айрим бир өйдә турди; шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди. Униң оғли Йотам ординиң ишлирини башқуруп, жут сориди.
22 Uzziyaning bashqa emelliri bolsa bashtin axirighiche Amozning oghli Yeshaya peyghember teripidin yézip qaldurulghandur.
Уззияниң башқа әмәллири болса баштин ахириғичә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр тәрипидин йезип қалдурулғандур.
23 Uzziya özining ata-bowiliri arisida uxlidi; beziler: — «U maxaw bolghan adem» dégechke, u ata-bowiliri qatarida yatquzulghan bolsimu, padishahlar qebristanliqigha tewe [chetrek] bir yerlikke depne qilindi. Andin oghli Yotam uning ornigha padishah boldi.
Уззия өзиниң ата-бовилири арисида ухлиди; бәзиләр: — «У мохо болған адәм» дегәчкә, у ата-бовилири қатарида ятқузулған болсиму, падишалар қәбирстанлиғиға тәвә [чәтрәк] бир йәрликкә дәпнә қилинди. Андин оғли Йотам униң орниға падиша болди.

< Tarix-tezkire 2 26 >