< Tarix-tezkire 2 23 >
1 Yettinchi yili, Yehoyada jasaretke kélip, Yerohamning oghli Azariya, Yehohananning oghli Ismail, Obedning oghli Azariya, Adayaning oghli Maaséyah we Zikrining oghli Elishafat qatarliq birqanche yüzbéshini chaqirip ular bilen ehde tüzdi.
Йәттинчи жили, Йәһояда җасарәткә келип, Йәроһамниң оғли Азария, Йәһоһананниң оғли Исмаил, Обәдниң оғли Азария, Адаяниң оғли Маасеяһ вә Зикриниң оғли Әлишафат қатарлиқ бир қанчә йүз бешини чақирип улар билән әһдә түзди.
2 Ular Yehuda zéminini arilap, Yehudadiki herqaysi sheherlerdin Lawiylarni we Israildiki chong yolbashchilarni yighdi; ular Yérusalémgha kélishti.
Улар Йәһуда зиминини арилап, Йәһудадики һәр қайси шәһәрләрдин Лавийларни вә Исраилдики чоң йолбашчиларни жиғди; улар Йерусалимға келишти.
3 Pütkül jamaet Xudaning öyide padishah bilen ehdileshti. Yehoyada ulargha: — Padishahning oghli Perwerdigarning Dawutning ewladliri toghruluq wede qilghinidek choqum seltenet qilidu.
Пүткүл җамаәт Худаниң өйидә падиша билән әһдиләшти. Йәһояда уларға: — Падишаһниң оғли Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлири тоғрилиқ вәдә қилғинидәк чоқум сәлтәнәт қилиду.
4 Mana siler qilishinglar kérek bolghan ish shuki: — Shabat künide pasibanliq nöwiti kelgen kahinlar bilen Lawiylarning üchtin biri herqaysi derwazilarni muhapizet qilsun;
Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән каһинлар билән Лавийларниң үчтин бири һәр қайси дәрвазиларни муһапизәт қилсун;
5 üchtin biri padishah ordisini, üchtin biri «Ul derwazisi»ni muhapizet qilsun; bashqilarning hemmisi Perwerdigar öyining hoylilirida bolsun.
үчтин бири падиша ордисини, үчтин бири «Һул дәрвазиси»ни муһапизәт қилсун; башқиларниң һәммиси Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида болсун.
6 Lékin kahinlar hem wezipe öteydighan Lawiylardin bölek héchkimni Perwerdigarning öyige kirgüzmisun (kahin-lawiylar pak-muqeddes dep hésablan’ghachqa kirishige bolidu). Bashqa xelqning herbiri Perwerdigar özige békitken jaylarni közet qilsun.
Лекин каһинлар һәм вәзипә өтәйдиған Лавийлардин бөләк һеч кимни Пәрвәрдигарниң өйигә киргүзмисун (каһин-лавийлар пак-муқәддәс дәп һесапланғачқа киришигә болиду). Башқа хәлиқниң һәр бири Пәрвәрдигар өзигә бекиткән җайларни күзәт қилсун.
7 Lawiylarning herbiri qoligha qorallirini élip padishahni orap tursun; öz meyliche muqeddes öyge kirishke urun’ghan herkim öltürülsun; siler padishah kirip-chiqip yürginide uning yénidin ayrilmanglar, — dédi.
Лавийларниң һәр бири қолиға қураллирини елип падишани орап турсун; өз мәйличә муқәддәс өйгә киришкә урунған һәр ким өлтүрүлсун; силәр падиша кирип-чиқип жүргинидә униң йенидин айрилмаңлар, — деди.
8 Lawiylar bilen Yehudalarning hemmisi kahin Yehoyadaning barliq tapilighanlirini beja keltürüshti. Lawiylarning herbiri shabat küni nöwetchilikke kirgen we nöwetchiliktin chüshkenlerni öz yénida qaldurup qaldi; chünki kahin Yehoyada héchkimni nöwetchiliktin chüshüshke qoymidi.
Лавийлар билән Йәһудаларниң һәммиси каһин Йәһояданиң барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти. Лавийларниң һәр бири шабат күни нөвәтчиликкә киргән вә нөвәтчиликтин чүшкәнләрни өз йенида қалдуруп қалди; чүнки каһин Йәһояда һеч кимни нөвәтчиликтин чүшүшкә қоймиди.
9 Andin Yehoyada kahin Dawut padishahning Perwerdigarning öyide saqlaqliq neyze we qalqan-siparlirini yüzbéshilargha tarqitip berdi.
Андин Йәһояда каһин Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқан-сипарлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
10 U yene köpchilikni, herbiri qoligha öz neyzisini tutqan halda, ibadetxanining ong teripidin tartip sol teripigiche, qurban’gah bilen ibadetxanini boylap padishahning etrapida turghuzdi.
У йәнә көпчиликни, һәр бири қолиға өз нәйзисини тутқан һалда, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә, қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турғузди.
11 Andin ular shahzadini élip chiqip, uning béshigha tajni kiygüzüp, uninggha guwahnamilerni bérip, uni padishah qildi; Yehoyada we uning oghulliri [xushbuy may bilen] uni mesih qildi we «Padishah yashisun!» dep towlashti.
Андин улар шаһзадини елип чиқип, униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, уни падиша қилди; Йәһояда вә униң оғуллири [хушбуй май билән] уни мәсиһ қилди вә «Падиша яшисун!» дәп товлашти.
12 Ataliya xelqlerning chépiship yürgenlikini we padishahni teriplewatqanliqini anglap, Perwerdigarning öyige kirip, köpchilikning arisigha keldi.
Аталия хәлиқләрниң чепишип жүргәнлигини вә падишани тәрипләватқанлиғини аңлап, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди.
13 U qarisa, mana padishah öyning derwazisida, tüwrükning yénida turatti; padishahning yénida emeldarlar bilen kanaychilar tizilghanidi, barliq yurtning xelqi shadlinip kanay chélishatti, neghmichiler herxil sazlarni chélip, jamaetni bashlap medhiye oqutuwatatti. Buni körgen Ataliya kiyimlirini yirtip: — Asiyliq, asiyliq! — dep warqirdi.
У қариса, мана падиша өйниң дәрвазисида, түврүкниң йенида туратти; падишаниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди, барлиқ жутниң хәлқи шатлинип канай челишатти, нәғмичиләр һәр хил сазларни челип, җамаәтни башлап мәдһийә оқутувататти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
14 Emma Yehoyada kahin qoshun’gha mes’ul bolghan yüzbéshilarni chaqirtip ulargha: — Uni sepliringlar otturisidin sirtqa chiqiriwétinglar; kimdekim uninggha egeshse qilichlansun, dep buyrudi. Chünki kahin: — Uni Perwerdigarning öyi ichide öltürmenglar, dep éytqanidi.
Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларни чақиртип уларға: — Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — Уни Пәрвәрдигарниң өйи ичидә өлтүрмәңлар, дәп ейтқан еди.
15 Shuning bilen ular uninggha yol boshitip berdi; u ordining «At derwazisi» bilen padishahning ordisigha kirgende [leshkerler] uni shu yerde öltürdi.
Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; у ординиң «Ат дәрвазиси» билән падишаниң ордисиға киргәндә [ләшкәрләр] уни шу йәрдә өлтүрди.
16 Yehoyada, pütkül jamaet we padishah birlikte: «Perwerdigarning xelqi bolayli» dégen bir ehdini tüzüshti.
Йәһояда, пүткүл җамаәт вә падиша бирликтә: «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дегән бир әһдини түзүшти.
17 Andin barliq xelq Baalning butxanisigha bérip uni buzup tashlidi; uning qurban’gahliri bilen mebudlirini chéqip pare-pare qilip, Baalning kahini Mattanni qurban’gahlarning aldida öltürdi.
Андин барлиқ хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди.
18 Andin kéyin Yehoyada kahin Perwerdigarning öyidiki barliq mes’uliyetlerni Lawiy qebilisining kahinlirining qoligha tapshurdi. Kahinlarni bolsa, eslide Perwerdigarning öy ishlirigha nöwet bilen qarashqa, Perwerdigargha atap köydürme qurbanliq sunushqa Dawut teyinligenidi. Ular qurbanliqlarni Dawutning körsetmiliri boyiche, xushal-xuramliq ichide neghme-nawa oqughan halda Musagha tapshurulghan Tewrat-qanunida pütülginidek sunushqa mes’ul idi.
Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ мәсъулийәтләрни Лавий қәбилисиниң каһинлириниң қолиға тапшурди. Каһинларни болса, әслидә Пәрвәрдигарниң өй ишлириға нөвәт билән қарашқа, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа Давут тайинлиған еди. Улар қурбанлиқларни Давутниң көрсәтмилири бойичә, хошал-хурамлиқ ичидә нәғмә-нава оқуған һалда Мусаға тапшурулған Тәврат-қанунида пүтүлгинидәк сунушқа мәсъул еди.
19 [Yehoyada] yene Perwerdigar öyining herqaysi derwazilirigha derwaziwenlerni teyinlidiki, herqandaq ishlardin napak qilin’ghan ademler kirgüzülmeytti.
[Йәһояда] йәнә Пәрвәрдигар өйиниң һәр қайси дәрвазилириға дәрвазивәнләрни тайинлидики, һәр қандақ ишлардин напак қилинған адәмләр киргүзүлмәйтти.
20 U yene yüzbéshiliri, aqsöngekler, xelq ichidiki yolbashchilar we yurtning hemme xelqini bashlap kélip, padishahni Perwerdigar öyidin élip chüshüp, «Yuqiriqi derwaza» arqiliq ordigha ekirip, padishahliq textige olturghuzdi.
У йәнә йүз бешилири, ақсүнәкләр, хәлиқ ичидики йолбашчилар вә жутниң һәммә хәлқини башлап келип, падишани Пәрвәрдигар өйидин елип чүшүп, «Жуқириқи дәрваза» арқилиқ ордиға әкирип, падишалиқ тәхтигә олтарғузди.
21 Yurtning barliq xelqi shadlinatti; ular Ataliyani qilichlap öltürgendin kéyin, sheher tinch bolup qaldi.
Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.