< Tarix-tezkire 2 21 >
1 Yehoshafat ata-bowiliri arisida uxlidi we «Dawut shehiri»de depne qilindi; oghli Yehoram uning ornigha padishah boldi.
Йәһошафат ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давут шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Йәһорам униң орниға падиша болди.
2 [Yehoramning] birnechche inisi, yeni Yehoshafatning Azariya, Yehiyel, Zekeriya, Azariyahu, Mikail we Shefatiya dégen oghulliri bar idi; ularning hemmisi Israil padishahi Yehoshafatning oghulliri idi.
[Йәһорамниң] бир нәччә иниси, йәни Йәһошафатниң Азария, Йәһийәл, Зәкәрия, Азарияһу, Микаил вә Шәфатия дегән оғуллири бар еди; уларниң һәммиси Исраил падишаси Йәһошафатниң оғуллири еди.
3 Ularning atisi ulargha nurghun altun, kümüsh we qimmetlik buyumlarni, shundaqla Yehuda zéminidiki birqanche qorghanliq sheherni sowgha qildi; peqet padishahliqni bolsa, Yehoram chong oghli bolghachqa, uninggha berdi.
Уларниң атиси уларға нурғун алтун, күмүч вә қиммәтлик буюмларни, шундақла Йәһуда зиминидики бир қанчә қорғанлиқ шәһәрни соға қилди; пәқәт падишалиқни болса, Йәһорам чоң оғли болғачқа, униңға бәрди.
4 Yehoram atisining padishahliq textige chiqip hoquqini mustehkemlidi. Andin u barliq inilirini, shundaqla Yehudadiki birqanche emeldarlarni qilichlap qetl qildi.
Йәһорам атисиниң падишалиқ тәхтигә чиқип һоқуқини мустәһкәмлиди. Андин у барлиқ инилирини, шундақла Йәһудадики бир қанчә әмәлдарларни қиличлап қәтл қилди.
5 Yehoram textke olturghinida ottuz ikki yashta idi; u Yérusalémda sekkiz yil seltenet qildi.
Йәһорам тәхткә олтарғинида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди.
6 U Ahab jemetidikilerge oxshash, Israilning padishahliri mangghan yolda mangdi, chünki u Ahabning qizini emrige alghanidi; u Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi.
У Аһаб җәмәтидикиләргә охшаш, Исраилниң падишалири маңған йолда маңди, чүнки у Аһабниң қизини әмригә алған еди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
7 Biraq Perwerdigar Dawut bilen tüzgen ehdisi seweblik, Dawutqa we uning ewladlirigha menggü öchmeydighan bir chiragh qalduray dep, wede qilghini boyiche Dawutning jemetini yoq qilip tashlashni xalimidi.
Бирақ Пәрвәрдигар Давут билән түзгән әһдиси сәвәплик, Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгү өчмәйдиған бир чирақ қалдурай дәп, вәдә қилғини бойичә Давутниң җәмәтини йоқ қилип ташлашни халимиди.
8 [Yehoramning] seltenitidiki künlerde Édomlar Yehudadin ayrilip chiqip, öz aldigha özlirige hökümranliq qilidighan bir padishah tiklidi.
[Йәһорамниң] сәлтәнитидики күнләрдә Едомлар Йәһудадин айрилип чиқип, өз алдиға өзлиригә һөкүмранлиқ қилидиған бир падиша тиклиди.
9 Yehoram, serdarliri we barliq jeng harwiliri [Iordan deryasidin] ötüp, kéchide qozghilip chiqip, özlirini qorshiwalghan Édomiylargha we jeng harwisi serdarlirigha hujum qilip ghalib keldi.
Йәһорам, сәрдарлири вә барлиқ җәң һарвулири [Иордан дәриясидин] өтүп, кечидә қозғилип чиқип, өзлирини қоршивалған Едомийларға вә җәң һарвуси сәрдарлириға һуҗум қилип ғалип кәлди.
10 Halbuki, Édomiylar shuningdin étiwaren Yehudagha qarshi chiqip, taki bügün’ge qeder Yehudaning hökümranliqidin ayrilip turdi. Yehoram ata-bowilirining Xudasi Perwerdigarni tashlighini üchün Libnahliqlarmu shu chaghda uninggha qarshi chiqip uning qolidin ayrilip chiqti.
Һалбуки, Едомийлар шуниңдин етиварән Йәһудаға қарши чиқип, таки бүгүнгә қәдәр Йәһуданиң һөкүмранлиғидин айрилип турди. Йәһорам ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлиғини үчүн Либнаһлиқларму шу чағда униңға қарши чиқип униң қолидин айрилип чиқти.
11 Uning üstige, Yehoram yene Yehudaning taghlirida «yuqiri jaylar»ni yasitip, Yérusalémda turuwatqanlarni buzuqchiliqqa putlashturdi, Yehudalarnimu shundaq azdurdi.
Униң үстигә, Йәһорам йәнә Йәһуданиң тағлирида «жуқури җайлар»ни яситип, Йерусалимда туруватқанларни бузуқчилиққа путлаштурди, Йәһудаларниму шундақ аздурди.
12 Shu waqitlarda Iliyas peyghember teripidin yézilghan bir mektup Yehoramgha tegdi, uningda mundaq déyildi: «Séning bowang Dawutning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: «Sen atang Yehoshafatning yollirida mangmay, shuningdek Yehuda padishahi Asaningmu yollirini tutmay,
Шу вақитларда Илияс пәйғәмбәр тәрипидин йезилған бир мәктуп Йәһорамға тәгди, униңда мундақ дейилди: «Сениң боваң Давутниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Сән атаң Йәһошафатниң йоллирида маңмай, шуниңдәк Йәһуда падишаси Асаниңму йоллирини тутмай,
13 belki Israil padishahlirining yollirida méngip, Yehudalarni we Yérusalémda turuwatqanlarni xuddi Ahab jemetidikiler buzuqchiliqlar qilghandek buzuqchiliqlargha putlashturghanliqing üchün, shundaqla atangning jemetidikilerni, yeni özüngdin yaxshi bolghan iniliringni qetl qilghining üchün,
бәлки Исраил падишалириниң йоллирида меңип, Йәһудаларни вә Йерусалимда туруватқанларни худди Аһаб җәмәтидикиләр бузуқчилиқлар қилғандәк бузуқчилиқларға путлаштурғанлиғиң үчүн, шундақла атаңниң җәмәтидикиләрни, йәни өзүңдин яхши болған инилириңни қәтл қилғиниң үчүн,
14 Perwerdigar séning xelqingni, xotun bala-chaqiliringni we barliq mal-mülküngge alamet zor zerb bilen uridu.
Пәрвәрдигар сениң хәлқиңни, хотун бала-җақилириңни вә барлиқ мал-мүлкүңгә аламәт зор зәрб билән уриду.
15 U sénimu éghir wabalar bilen urup, üchey-baghringni éghir késelge muptila qiliduki, késiling kündin kün’ge éghirliship, ücheyliring éqip chiqidu»» déyilgenidi.
У сениму еғир вабалар билән уруп, үчәй-бағриңни еғир кесәлгә муптила қилидуки, кесилиң күндин күнгә еғирлишип, үчәйлириң еқип чиқиду»» дейилгән еди.
16 Kéyinki waqitlarda Perwerdigar Filistiylerning we Éfiopiylerning yénidiki Ereblerning rohini Yehoramgha qarshi qozghatti.
Кейинки вақитларда Пәрвәрдигар Филистийләрниң вә Ефиопийләрниң йенидики Әрәбләрниң роһини Йәһорамға қарши қозғатти.
17 Shuning bilen ular Yehuda zéminigha zerb qilip bésip ötti we padishah ordisidiki barliq mal-mülükni bulang-talang qilip, oghulliri bilen xotunlirini tutqun qilip élip ketti; ular kenji oghli Yehoahazdin bölek oghulliridin birinimu qaldurmidi.
Шуниң билән улар Йәһуда зиминиға зәрб қилип бесип өтти вә падиша ордисидики барлиқ мал-мүлүкни булаң-талаң қилип, оғуллири билән хотунлирини тутқун қилип елип кәтти; улар кәнҗи оғли Йәһоаһаздин бөләк оғуллиридин бириниму қалдурмиди.
18 Bu weqedin kéyin Perwerdigar Yehoramni urup, ücheylirini saqaymas éghir késelge giriptar qildi.
Бу вақиәдин кейин Пәрвәрдигар Йәһорамни уруп, үчәйлирини сақаймас еғир кесәлгә гириптар қилди.
19 We shundaq boldiki, uning késili kündin-kün’ge éghirliship, ikki yil waqit ötüshke az qalghanda, késellik tüpeylidin ücheyliri téshilip chüshti, u tolimu azablinip öldi; uning xelqi ata-bowilirini izzetlep ulargha xushbuy yaqqandek, uninggha héchqandaq xushbuy yéqip olturmidi.
Вә шундақ болдики, униң кесили күндин-күнгә еғирлишип, икки жил вақит өтүшкә аз қалғанда, кесәллик түпәйлидин үчәйлири тешилип чүшти, у толиму азаплинип өлди; униң хәлқи ата-бовилирини иззәтләп уларға хушбуй яққандәк, униңға һеч қандақ хушбуй йеқип олтармиди.
20 Yehoram textke chiqqan chéghida ottuz ikki yashta idi; u Yérusalémda sekkiz yil seltenet qildi we u dunyadin ketkende héchkim uninggha qayghu-hesret chekmidi. Xalayiq uni «Dawut shehiri»ge depne qildi, lékin padishahlar qebristanliqigha depne qilmidi.
Йәһорам тәхткә чиққан чеғида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди вә у дуниядин кәткәндә һеч ким униңға қайғу-һәсрәт чәкмиди. Халайиқ уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди, лекин падишалар қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.