< Samuil 1 7 >
1 Shuning bilen Kiriat-Yéarimdiki ademler kélip Perwerdigarning ehde sanduqini élip chiqip, döngning üstidiki Abinadabning öyide qoydi we uning oghli Eliazarni ehde sanduqigha qarashqa Perwerdigargha atap békitti.
Шуниң билән Кириат-Йеаримдики адәмләр келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқип, дөңниң үстидики Абинадабниң өйидә қойди вә униң оғли Әлиазарни әһдә сандуғиға қарашқа Пәрвәрдигарға атап бекитти.
2 Ehde sanduqi Kiriat-Yéarimda qoyulghandin tartip uzun waqit, yeni yigirme yil ötti. Israilning pütkül jemeti Perwerdigarni séghindi.
Әһдә сандуғи Кириат-Йеаримда қоюлғандин тартип узун вақит, йәни жигирмә жил өтти. Исраилниң пүткүл җәмәти Пәрвәрдигарни сеғинди.
3 We Samuil Israilning pütkül jemetige: — Eger pütün qelbinglar bilen Perwerdigarning yénigha qaytip, yatlarning ilahliri bilen Ashtarotlarni öz aranglardin yoqitip, könglünglarni Perwerdigargha baghlap, xas Uning ibaditidila bolsanglar U silerni Filistiylerning qolidin qutquzidu, dédi.
Вә Самуил Исраилниң пүткүл җәмәтигә: — Әгәр пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарниң йениға қайтип, ятларниң илаһлири билән Аштаротларни өз араңлардин йоқитип, көңлүңларни Пәрвәрдигарға бағлап, хас Униң ибадитидила болсаңлар У силәрни Филистийләрниң қолидин қутқузиду, деди.
4 Shuning bilen Israil Baallar bilen Ashtarotlarni tashlap xas Perwerdigarning ibaditidila boldi.
Шуниң билән Исраил Бааллар билән Аштаротларни ташлап хас Пәрвәрдигарниң ибадитидила болди.
5 Andin Samuil: — Pütkül Israilni Mizpah shehirige jem qilsanglar, men siler üchün Perwerdigarning aldida dua qilay, dédi.
Андин Самуил: — Пүткүл Исраилни Мизпаһ шәһиригә җәм қилсаңлар, мән силәр үчүн Пәрвәрдигарниң алдида дуа қилай, деди.
6 Emdi ular Mizpahqa jem bolup, u yerde su tartip uni Perwerdigar aldigha quydi we u küni roza tutup: — Biz Perwerdigarning aldida gunah sadir qilduq, dédi. Shuning bilen Samuil Mizpahta Israillarning erz-dewaliri üstidin höküm chiqardi.
Әнди улар Мизпаһқа җәм болуп, у йәрдә су тартип уни Пәрвәрдигар алдиға қуйди вә у күни роза тутуп: — Биз Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилдуқ, деди. Шуниң билән Самуил Мизпаһта Исраилларниң әрз-дәвалири үстидин һөкүм чиқарди.
7 Filistiyler Israillarning Mizpahda jem bolghinini anglidi; Filistiylerning ghojiliri Israil bilen jeng qilghili chiqti. Israillar buni anglap Filistiylerdin qorqti.
Филистийләр Исраилларниң Мизпаһда җәм болғинини аңлиди; Филистийләрниң ғоҗилири Исраил билән җәң қилғили чиқти. Исраиллар буни аңлап Филистийләрдин қорқти.
8 Israillar Samuilgha: — Biz üchün Perwerdigar Xudayimiz bizni Filistiylerning qolidin qutquzushi üchün uninggha nida qilishtin toxtimighin, dédi.
Исраиллар Самуилға: — Биз үчүн Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Филистийләрниң қолидин қутқузуши үчүн униңға нида қилиштин тохтимиғин, деди.
9 Samuil anisini émiwatqan bir qozini élip toluq bir köydürme qurbanliq qilip Perwerdigargha sundi; Samuil Israilning heqqide Perwerdigargha peryad kötürdi; Perwerdigar duasini anglidi.
Самуил анисини емиватқан бир қозини елип толуқ бир көйдүрмә қурбанлиқ қилип Пәрвәрдигарға сунди; Самуил Исраилниң һәққидә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар дуасини аңлиди.
10 Samuil köydürme qurbanliq qiliwatqanda Filistiyler Israil bilen soqushqili yéqinlap keldi. Lékin Perwerdigar shu küni Filistiylerning üstige qattiq güldürmama güldürlitip ularni alaqzade qiliwetti; shuning bilen ular Israil aldida tarmar boldi.
Самуил көйдүрмә қурбанлиқ қиливатқанда Филистийләр Исраил билән соқушқили йеқинлап кәлди. Лекин Пәрвәрдигар шу күни Филистийләрниң үстигә қаттиқ гүлдүрмама гүлдүрлитип уларни алақзадә қиливәтти; шуниң билән улар Исраил алдида тар мар болди.
11 Israillar Mizpahtin chiqip ularni Beyt-Karning tüwigiche qoghlap qirdi.
Исраиллар Мизпаһтин чиқип уларни Бәйт-Карниң түвигичә қоғлап қирди.
12 U waqitta Samuil bir tashni élip, uni Mizpah bilen shenning otturisida tiklep: — «Perwerdigar bizge hazirghiche yardem bériwatidu» — dep uni Eben-Ezer dep atidi.
У вақитта Самуил бир ташни елип, уни Мизпаһ билән шәнниң оттурисида тикләп: — «Пәрвәрдигар бизгә һазирғичә ярдәм бериватиду» — дәп уни Әбән-Әзәр дәп атиди.
13 Shuning bilen Filistiyler bésiqip Israilning zéminigha yene tajawuz qilmidi; Samuil [hakim] bolghan barliq künlerde Perwerdigarning qoli Filistiylerning üstige qarshi boldi;
Шуниң билән Филистийләр бесиқип Исраилниң зиминиға йәнә таҗавуз қилмиди; Самуил [һаким] болған барлиқ күнләрдә Пәрвәрдигарниң қоли Филистийләрниң үстигә қарши болди;
14 shundaq qilip Ekrondin tartip Gatqiche Filistiyler Israildin éliwalghan sheherlerning hemmisi Israilgha yanduruldi; sheherlerge tewe zéminlarnimu Israil Filistiylerning qolidin yandurup aldi. Buningdin bashqa Israil bilen Amoriylar otturisida tinchliq boldi.
шундақ қилип Әкрондин тартип Гатқичә Филистийләр Исраилдин еливалған шәһәрләрниң һәммиси Исраилға яндурулди; шәһәрләргә тәвә зиминларниму Исраил Филистийләрниң қолидин яндуруп алди. Буниңдин башқа Исраил билән Аморийлар оттурисида течлиқ болди.
15 Samuil bolsa pütün ömride Israilni soridi.
Самуил болса пүтүн өмридә Исраилни сориди.
16 Her yili u Beyt-El, Gilgal we Mizpahlarni aylinip, mushu yerlerde Israil üstidin höküm yürgüzetti.
Һәр жили у Бәйт-Әл, Гилгал вә Мизпаһларни айлинип, мошу йәрләрдә Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти.
17 Andin u Ramahqa yénip baratti; chünki uning öyi shu yerde idi hem u u yerdimu Israil üstidin höküm yürgüzetti. U u yerdimu Perwerdigargha bir qurban’gah yasighanidi.
Андин у Рамаһқа йенип баратти; чүнки униң өйи шу йәрдә еди һәм у у йәрдиму Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти. У у йәрдиму Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиған еди.