< Samuil 1 30 >

1 Shundaq boldiki, Dawut we ademliri üchinchi küni Ziklagqa yétip keldi; mana, Amalekler jenub terepke we Ziklagqa hujum qilip, Ziklagni weyran qilip ot qoyup köydürgenidi.
Шундақ болдики, Давут вә адәмлири үчинчи күни Зиклагқа йетип кәлди; мана, Амаләкләр җәнуп тәрәпкә вә Зиклагқа һуҗум қилип, Зиклагни вәйран қилип от қоюп көйдүргән еди.
2 Ular sheherdiki qiz-ayallarni, chong bolsun, kichik bolsun, ularning hemmisini esirge aldi. Ulardin héchkimni öltürmey, hemmisini élip, yoligha chiqqanidi.
Улар шәһәрдики қиз-аялларни, чоң болсун, кичик болсун, уларниң һәммисини әсиргә алди. Улардин һеч кимни өлтүрмәй, һәммисини елип, йолиға чиққан еди.
3 Dawut öz ademliri bilen sheherge kelgende, mana, sheher alliqachan köyüp tügigenidi; ularning ayalliri we oghul-qizliri esirge élin’ghanidi.
Давут өз адәмлири билән шәһәргә кәлгәндә, мана, шәһәр аллиқачан көйүп түгигән еди; уларниң аяллири вә оғул-қизлири әсиргә елинған еди.
4 Emdi Dawut we uning bilen bille bolghan xelq qattiq yigha-zar kötürüshti, taki maghduri qalmighuche yighlashti.
Әнди Давут вә униң билән биллә болған хәлиқ қаттиқ жиға-зерә көтиришти, таки мағдури қалмиғичә жиғлашти.
5 Dawutning ikki ayali, Yizreellik Ahinoam bilen Karmellik Nabaldin tul qalghan Abigailmu esirge élin’ghanidi.
Давутниң икки аяли, Йизрәәллик Аһиноам билән Кармәллик Набалдин тул қалған Абигаилму әсиргә елинған еди.
6 Dawut qattiq azablandi; chünki barliq xalayiq, herbiri öz oghul-qizliri üchün qayghurup ghezeplinip uni chalma-kések qilip öltüreyli, déyishiwatatti. Emma Dawut özini Xudasi Perwerdigardin küch-quwwetlendürdi.
Давут қаттиқ азапланди; чүнки барлиқ халайиқ, һәр бири өз оғул-қизлири үчүн қайғуруп ғәзәплинип уни чалма-кесәк қилип өлтүрәйли, дейишивататти. Амма Давут өзини Худаси Пәрвәрдигардин күч-қувәтләндүрди.
7 Dawut Aximelekning oghli kahin Abiyatargha: — Efodni yénimgha élip kelgin, dédi.
Давут Ахимәләкниң оғли каһин Абиятарға: — Әфодни йенимға елип кәлгин, деди.
8 Dawut Perwerdigardin: — Bu qoshunni qoghlaymu? Ulargha yétishelermenmu? — dep soridi. U: — Qoghla; sen jezmen ulargha yétishiwalisen hem hemmisini qayturup kéleleysen, dédi.
Давут Пәрвәрдигардин: — Бу қошунни қоғлайму? Уларға йетишәләрмәнму? — дәп сориди. У: — Қоғла; сән җәзмән уларға йетишивалисән һәм һәммисини қайтуруп келәләйсән, деди.
9 Dawut we uning bilen bille bolghan alte yüz adem bérip Bésor wadisigha yétip kelgende, keynide sörülüp qalghanlar shu yerde qaldi.
Давут вә униң билән биллә болған алтә йүз адәм берип Бесор вадисиға йетип кәлгәндә, кәйнидә сөрүлүп қалғанлар шу йәрдә қалди.
10 Dawut özi töt yüz adem bilen dawamliq qoghlap mangdi; ikki yüz adem halsirap ketkechke, Bésor wadisidin ötelmey keynide qalghanidi.
Давут өзи төрт йүз адәм билән давамлиқ қоғлап маңди; икки йүз адәм һалсирап кәткәчкә, Бесор вадисидин өтәлмәй кәйнидә қалған еди.
11 Ular dalada Misirliq bir ademni uchratti. Ular uni Dawutning qéshigha élip kélip, uninggha nan bérip yégüzdi, su ichküzdi;
Улар далада Мисирлиқ бир адәмни учратти. Улар уни Давутниң қешиға елип келип, униңға нан берип йегүзди, су ичкүзди;
12 uninggha bir parche enjür poshkili bilen ikki kishmish poshkilinimu berdi. U bularni yep, uninggha qaytidin jan kirdi; chünki u üch kéche-kündüz nan yémigen, sumu ichmigenidi.
униңға бир парчә әнҗир пошкили билән икки кишмиш пошкилиниму бәрди. У буларни йәп, униңға қайтидин җан кирди; чүнки у үч кечә-күндүз нан йемигән, суму ичмигән еди.
13 Dawut uningdin: — Sen kimge tewe? Sen qeyerliksen? — dep soridi. U: — Men Misirliq yigit bolup, bir Amalekning qulimen. Lékin men üch kün ilgiri késel bolup qalghachqa, ghojam méni tashliwetti.
Давут униңдин: — Сән кимгә тәвә? Сән қәйәрликсән? — дәп сориди. У: — Мән Мисирлиқ жигит болуп, бир Амаләкниң қулимән. Лекин мән үч күн илгири кесәл болуп қалғачқа, ғоҗам мени ташливәтти.
14 Biz esli Keretiylerning yurtining jenub teripige we Yehuda zéminigha we Kalebning zéminining jenub teripige hujum qilip bulang-talang qilduq; shundaqla Ziklagni köydurüwetkeniduq, dédi.
Биз әсли Кәрәтийләрниң жутиниң җәнуп тәрипигә вә Йәһуда зиминиға вә Каләбниң зимининиң җәнуп тәрипигә һуҗум қилип булаң-талаң қилдуқ; шундақла Зиклагни көйдурүвәткән едуқ, деди.
15 Dawut uningdin: — Bizni u [düshmen] qoshuni terepke bashlap baralamsen, dédi. U: — Xudaning nami bilen men séni öltürmeymen, séni ghojangning qolighimu tutup bermeymen dep qesem qilsila, silini u qoshunning qéshigha bashlap baray, dédi.
Давут униңдин: — Бизни у [дүшмән] қошуни тәрәпкә башлап бараламсән, деди. У: — Худаниң нами билән мән сени өлтүрмәймән, сени ғоҗаңниң қолиғиму тутуп бәрмәймән дәп қәсәм қилсила, силини у қошунниң қешиға башлап барай, деди.
16 Uni u yerge bashlap barghanda, mana ular pütkül yerge yéyilip, yep-ichip Filistiylerning zéminidin hem Yehuda zéminidin alghan chong oljiliridin xush bolup ussul oynishiwatatti.
Уни у йәргә башлап барғанда, мана улар пүткүл йәргә йейилип, йәп-ичип Филистийләрниң зиминидин һәм Йәһуда зиминидин алған чоң олҗилиридин хуш болуп уссул ойнишивататти.
17 Emma Dawut shu küni gugumdin tartip ikkinchi küni kechkiche ularni urup qirdi. Tögige minip beder qachqan töt yüz yigittin bashqa héchbir adem qéchip qutulmidi;
Амма Давут шу күни гугумдин тартип иккинчи күни кәчкичә уларни уруп қирди. Төгигә минип бәдәр қачқан төрт йүз жигиттин башқа һеч бир адәм қечип қутулмиди;
18 we Dawut Amalekler buluwalghan hemme nersini yandurup aldi; özining ikki ayalinimu qutquzuwaldi.
вә Давут Амаләкләр булувалған һәммә нәрсини яндуруп алди; өзиниң икки аялиниму қутқузувалди.
19 Amalekler élip ketken oghul-qiz, mal-mülükler we bashqa hemme nersini Dawut ulardin qayturuwaldi. Héchnéme, chong bolsun kichik bolsun chüshüp qalmighanidi.
Амаләкләр елип кәткән оғул-қиз, мал-мүлүкләр вә башқа һәммә нәрсини Давут улардин қайтурувалди. Һеч немә, чоң болсун кичик болсун чүшүп қалмиған еди.
20 [Dawutning ademlidi] qayturuwalghan mallirining aldigha [olja alghan] bashqa qoy we kala padilarni sélip heydep kétiwatatti. [Uning ademliri] kétiwétip: — Bular Dawutning oljisi, déyishti; Dawut ularning hemmisini özige aldi.
[Давутниң адәмлиди] қайтурувалған маллириниң алдиға [олҗа алған] башқа қой вә кала падиларни селип һайдап кетивататти. [Униң адәмлири] кетиветип: — Булар Давутниң олҗиси, дейишти; Давут уларниң һәммисини өзигә алди.
21 Dawut halsizlinip özi bilen bille baralmighan Bésor wadisining boyida qaldurup ketken ikki yüz ademning qéshigha yétip keldi; ular Dawut we uning bilen kelgen ademlerning aldigha chiqti, Dawut xelqning qéshigha bérip ulargha salam qildi.
Давут һалсизлинип өзи билән биллә баралмиған Бесор вадисиниң бойида қалдуруп кәткән икки йүз адәмниң қешиға йетип кәлди; улар Давут вә униң билән кәлгән адәмләрниң алдиға чиқти, Давут хәлиқниң қешиға берип уларға салам қилди.
22 Lékin Dawut bilen barghanlarning arisidiki rezil ademler we erzimeslerning hemmisi qopup: — Bular biz bilen barmighandin kéyin biz yandurup alghan oljidin ulargha héch néme bermeyli. Ular peqet herbiri öz xotun-balilirini élip ketsun, dédi.
Лекин Давут билән барғанларниң арисидики рәзил адәмләр вә әрзимәсләрниң һәммиси қопуп: — Булар биз билән бармиғандин кейин биз яндуруп алған олҗидин уларға һеч немә бәрмәйли. Улар пәқәт һәр бири өз хотун-балилирини елип кәтсун, деди.
23 Emma Dawut: — Yaq, i buraderlirim; Perwerdigar bizge teqsim qilghanni [ularghimu teqsim] qilmisaq bolmaydu. Chünki U bizni qoghdap bizningkige tajawuz qilghanlarni qolimizgha tapshurdi.
Амма Давут: — Яқ, и бурадәрлирим; Пәрвәрдигар бизгә тәқсим қилғанни [уларғиму тәқсим] қилмисақ болмайду. Чүнки У бизни қоғдап бизниңкигә таҗавуз қилғанларни қолимизға тапшурди.
24 Bu ishta kim silerge maqul deydu? Chünki soqushqa chüshkenning ülüshi qandaq bolsa yük-taqlargha qarighuchilarningmu ülüshi shundaq bolidu; hemme adem teng bölüshsun — dédi.
Бу ишта ким силәргә мақул дәйду? Чүнки соқушқа чүшкәнниң үлүши қандақ болса жүк-тақларға қариғучиларниңму үлүши шундақ болиду; һәммә адәм тәң бөлүшсун — деди.
25 Shu kündin tartip bu Israil üchün höküm-belgilime qilip békitildi. Bügün’giche hem shundaq.
Шу күндин тартип бу Исраил үчүн һөкүм-бәлгүлимә қилип бекитилди. Бүгүнгичә һәм шундақ.
26 Dawut Ziklagqa yétip kelgende, oljidin dostliri bolghan Yehuda aqsaqallirigha ewetip: — Mana, Perwerdigarning düshmenliridin alghan olja silerge bir sowghat bolsun, dédi.
Давут Зиклагқа йетип кәлгәндә, олҗидин достлири болған Йәһуда ақсақаллириға әвәтип: — Мана, Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиридин алған олҗа силәргә бир соғат болсун, деди.
27 U oljidin hem Beyt-Eldikilerge, jenubiy Ramottikilerge, Yattirdikilerge,
У олҗидин һәм Бәйт-Әлдикиләргә, җәнубий Рамоттикиләргә, Яттирдикиләргә,
28 Aroerdikilerge, Sifmottikilerge, Eshtemoadikilerge,
Ароәрдикиләргә, Сифмоттикиләргә, Әштәмоадикиләргә,
29 Raqaldikilerge, Yerahmeelliklerning sheherliridikilerge we Kéniylerning sheherliridikilerge,
Рақалдикиләргә, Йәраһмәәлликләрниң шәһәрлиридикиләргә вә Кенийләрниң шәһәрлиридикиләргә,
30 Xormahtikilerge, Qorashandikilerge, Ataqtikilerge,
Хормаһтикиләргә, Қорашандикиләргә, Атақтикиләргә,
31 Hébrondikilerge we Dawut we ademliri bille yürgen hemme yerdikilerge sowghat ewetti.
Һеброндикиләргә вә Давут вә адәмлири биллә жүргән һәммә йәрдикиләргә соғат әвәтти.

< Samuil 1 30 >