< Samuil 1 27 >
1 Dawut könglide: — Haman bir küni Saulning qolida halak bolidighan oxshaymen. Shunga Filistiylerning zéminigha tézdin qéchip kétishimdin bashqa amal yoq. Shundaq qilsam Saul Israil zémini ichide méni tépishtin ümidsizlinip, izdeshtin qol üzidu, we men uning qolidin qutulimen, dep oylidi.
Давут көңлидә: — Һаман бир күни Саулниң қолида һалак болидиған охшаймән. Шуңа Филистийләрниң зиминиға тездин қечип кетишимдин башқа амал йоқ. Шундақ қилсам Саул Исраил зимини ичидә мени тепиштин үмүтсизлинип, издәштин қол үзиду, вә мән униң қолидин қутулимән, дәп ойлиди.
2 Shuning bilen Dawut qopup uninggha egeshken alte yüz ademni élip Gatning padishahi Maoqning oghli Aqishning qéshigha bardi.
Шуниң билән Давут қопуп униңға әгәшкән алтә йүз адәмни елип Гатниң падишаси Маоқниң оғли Ақишниң қешиға барди.
3 Emdi Dawut we ademliri, yeni herbiri öz ailisidikiler bilen bille Gatta Aqish bilen turdi. Dawut ikki ayali, yeni Yizreellik Ahinoam we Nabalning tul xotuni Karmellik Abigail bilen bille shu yerde turdi.
Әнди Давут вә адәмлири, йәни һәр бири өз аилисидикиләр билән биллә Гатта Ақиш билән турди. Давут икки аяли, йәни Йизрәәллик Аһиноам вә Набалниң тул хотуни Кармәллик Абигаил билән биллә шу йәрдә турди.
4 Saul: — Dawut Gatqa qéchiptu, dégen xewerni anglighanda, uni yene izdep yürmidi.
Саул: — Давут Гатқа қечипту, дегән хәвәрни аңлиғанда, уни йәнә издәп жүрмиди.
5 Dawut Aqishqa: — Eger közlirining aldida iltipat tapqan bolsam, olturushum üchün sehradiki bir sheherdin bizge bir jay bergeyla; qulung qandaqmu shahane sheherde silining qashlirida tursun, dédi.
Давут Ақишқа: — Әгәр көзлириниң алдида илтипат тапқан болсам, олтиришим үчүн сәһрадики бир шәһәрдин бизгә бир җай бәргәйла; қулуң қандақму шаһанә шәһәрдә силиниң қашлирида турсун, деди.
6 U küni Aqish uninggha Ziklag shehirini berdi. Shuning üchün Ziklag bügünki kün’giche Yehuda padishahlirigha tewe bolup kelmekte.
У күни Ақиш униңға Зиклаг шәһирини бәрди. Шуниң үчүн Зиклаг бүгүнки күнгичә Йәһуда падишалириға тәвә болуп кәлмәктә.
7 Dawut Filistiylerning zéminida turghan waqit bir yil töt ay boldi.
Давут Филистийләрниң зиминида турған вақит бир жил төрт ай болди.
8 Dawut bolsa öz ademliri bilen chiqip Geshuriylargha, Gezriylerge we Amaleklerge hujum qilip, ularni bulang-talang qilip turatti (chünki ular qedimdin tartip Shurigha kirish yolidin tartip Misir zéminighiche bolghan shu yurtta turatti).
Давут болса өз адәмлири билән чиқип Гәшурийларға, Гәзрийләргә вә Амаләкләргә һуҗум қилип, уларни булаң-талаң қилип туратти (чүнки улар қедимдин тартип Шуриға кириш йолидин тартип Мисир зиминиғичә болған шу жутта туратти).
9 Dawut [herqétim] zémindikilerni qirip er yaki ayal bolsun, birnimu tirik qaldurmaytti we qoy, kala, éshek, töge we kiyim-kécheklerni élip Aqishning yénigha yénip kéletti.
Давут [һәр қетим] зиминдикиләрни қирип әр яки аял болсун, бирниму тирик қалдурмайтти вә қой, кала, ешәк, төгә вә кийим-кечәкләрни елип Ақишниң йениға йенип келәтти.
10 Aqish: — Bügün qaysi jaylarni bulang-talang qildinglar, dep soraytti; Dawut: — Yehuda zéminining jenub teripini, Yerahmeelliklerning jenub teripini we Kéniylerning jenub teripini bulang-talang qilduq, deytti.
Ақиш: — Бүгүн қайси җайларни булаң-талаң қилдиңлар, дәп сорайтти; Давут: — Йәһуда зимининиң җәнуп тәрипини, Йәраһмәәлликләрниң җәнуп тәрипини вә Кенийләрниң җәнуп тәрипини булаң-талаң қилдуқ, дәйтти.
11 Dawut er yaki ayallarning birinimu Gatqa tirik élip kelmeytti; chünki u: — Ular bizning toghrimizdin, «Dawut undaq-mundaq qildi» dep gep qilishi mumkin, deytti. Dawut Filistiylerning zéminida turghan waqtida u daim shundaq qilatti.
Давут әр яки аялларниң бириниму Гатқа тирик елип кәлмәйтти; чүнки у: — Улар бизниң тоғримиздин, «Давут ундақ-мундақ қилди» дәп гәп қилиши мүмкин, дәйтти. Давут Филистийләрниң зиминида турған вақтида у дайим шундақ қилатти.
12 Shunga Aqish Dawutqa ishendi: — «Emdi u xelqi Israilni özidin seskendürüwetti; méning xizmitimde menggü qul bolidu», dep oylidi.
Шуңа Ақиш Давутқа ишәнди: — «Әнди у хәлқи Исраилни өзидин сәскәндүрүвәтти; мениң хизмитимдә мәңгү қул болиду», дәп ойлиди.