< Samuil 1 15 >

1 Emdi Samuil Saulgha: — Perwerdigar séni Öz xelqi Israil üstige padishah bolush üchün mesih qilghili méni ewetkenidi; emdi Perwerdigarning sözini anglighin.
Әнди Самуил Саулға: — Пәрвәрдигар сени Өз хәлқи Исраил үстигә падиша болуш үчүн мәсиһ қилғили мени әвәткән еди; әнди Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин.
2 Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Men Amaleklerning Israilgha qilghan muamilisini, yeni Israil Misirdin chiqqanda ularning yolda ulargha qandaq qarshiliq körsetkenlikini könglümge pükkenmen.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Амаләкләрниң Исраилға қилған муамилисини, йәни Исраил Мисирдин чиққанда уларниң йолда уларға қандақ қаршилиқ көрсәткәнлигини көңлүмгә пүккәнмән.
3 Emdi bérip Amaleklerni urup ularning hemmisini weyran qilip ularni héch ayimayla, er bolsun, ayal bolsun, ösmür bolsun, bowaq bolsun, kala-qoy, töge we ishek hemmisini yoqatqin, dédi.
Әнди берип Амаләкләрни уруп уларниң һәммисини вәйран қилип уларни һеч айимайла, әр болсун, аял болсун, өсмүр болсун, бовақ болсун, кала-қой, төгә вә ишәк һәммисини йоқатқин, деди.
4 Saul xelqni jem qilip ularni Telaim shehiride saniwidi, ikki yüz ming piyade esker, Yehuda qebilisidin on ming adem chiqti.
Саул хәлиқни җәм қилип уларни Тәлаим шәһиридә санивиди, икки йүз миң пиядә әскәр, Йәһуда қәбилисидин он миң адәм чиқти.
5 Saul Amaleklerning shehirige kelgende shu yerdiki wadida böktürme qoydi.
Саул Амаләкләрниң шәһиригә кәлгәндә шу йәрдики вадида бөктүрмә қойди.
6 Andin Saul Kéniylerge: — Chiqip kétinglar, silerni ular bilen qoshup yoqatmasliqim üchün Amaleklerning arisidin chiqip kétinglar; chünki Israil Misirdin chiqqanda siler ularning hemmisige méhribanliq körsetkensiler, dédi. Shuning bilen Kéniyler Amaleklerdin chiqip ketti.
Андин Саул Кенийләргә: — Чиқип кетиңлар, силәрни улар билән қошуп йоқатмаслиғим үчүн Амаләкләрниң арисидин чиқип кетиңлар; чүнки Исраил Мисирдин чиққанда силәр уларниң һәммисигә меһриванлиқ көрсәткәнсиләр, деди. Шуниң билән Кенийләр Амаләкләрдин чиқип кәтти.
7 Emdi Saul Amaleklerni Hawilahdin tartip Misirning udulidiki Shurghiche qoghlap urdi.
Әнди Саул Амаләкләрни Һавилаһдин тартип Мисирниң удулидики Шурғичә қоғлап урди.
8 U Amaleklerning padishahi Agagni tirik tutti, emma barliq xelqni qilich bisi bilen pütünley yoqatti.
У Амаләкләрниң падишаси Агагни тирик тутти, амма барлиқ хәлиқни қилич биси билән пүтүнләй йоқатти.
9 Lékin Saul bilen xelq Agagni ayidi we qoy-kala, bordalghan mal we qozilardin eng ésillerning hemmisini, jümlidin néme yaxshi bolsa shuni ayap ularni halak qilishqa qoli barmidi; lékin néme yarimas we zeip bolsa shularning hemmisini ular yoqatti.
Лекин Саул билән хәлиқ Агагни айиди вә қой-кала, бордалған мал вә қозилардин әң есилләрниң һәммисини, җүмлидин немә яхши болса шуни аяп уларни һалак қилишқа қоли бармиди; лекин немә яримас вә зәип болса шуларниң һәммисини улар йоқатти.
10 Shuning bilen Perwerdigarning sözi Samuilgha kélip mundaq déyildi: —
Шуниң билән Пәрвәрдигарниң сөзи Самуилға келип мундақ дейилди: —
11 «Saulni padishah qilghinimgha pushayman qildim, chünki u manga egishishtin yénip Méning sözümge emel qilmidi». Samuil azar chékip pütkül bir kéche Perwerdigargha peryad kötürdi.
«Саулни падиша қилғинимға пушайман қилдим, чүнки у маңа әгишиштин йенип Мениң сөзүмгә әмәл қилмиди». Самуил азар чекип пүткүл бир кечә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди.
12 Etisi Samuil Saulning aldigha chiqish üchün tang seherdila ornidin turdi. Samuilgha: — Saul Karmelge bardi we mana, u özige bir abide turghuzup andin yénip Gilgalgha chüshüptu, dégen xewer bérildi.
Әтиси Самуил Саулниң алдиға чиқиш үчүн таң сәһәрдила орнидин турди. Самуилға: — Саул Кармәлгә барди вә мана, у өзигә бир абидә турғузуп андин йенип Гилгалға чүшүпту, дегән хәвәр берилди.
13 Samuil Saulning qéshigha kelgende Saul uninggha: — Perwerdigar séni mubarekligey! Perwerdigarning sözlirige emel qildim, dédi.
Самуил Саулниң қешиға кәлгәндә Саул униңға: — Пәрвәрдигар сени мубарәклигәй! Пәрвәрдигарниң сөзлиригә әмәл қилдим, деди.
14 Lékin Samuil: — Undaq bolsa quliqimgha anglan’ghan qoyning merishi bilen men anglawatqan kalining mörishi zadi nedin keldi? — dédi.
Лекин Самуил: — Ундақ болса қулиқимға аңланған қойниң мәриши билән мән аңлаватқан калиниң мөриши зади нәдин кәлди? — деди.
15 Saul jawab bérip: — Ular Amaleklerdin élip kélindi; chünki xelq Xudaying Perwerdigargha qurbanliq qilish üchün qoy-kalining ésillirini ayap qaldurup qoydi; qalghinini bolsa pütünley yoqattuq, dédi.
Саул җавап берип: — Улар Амаләкләрдин елип келинди; чүнки хәлиқ Худайиң Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн қой-калиниң есиллирини аяп қалдуруп қойди; қалғинини болса пүтүнләй йоқаттуқ, деди.
16 Samuil Saulgha: — Qoy, bu gépingni! Men Perwerdigarning bu kéche manga néme déginini sanga éytip bérey, dédi. U uninggha: — Éytqin, dédi.
Самуил Саулға: — Қой, бу гепиңни! Мән Пәрвәрдигарниң бу кечә маңа немә дегинини саңа ейтип берәй, деди. У униңға: — Ейтқин, деди.
17 Samuil mundaq dédi: — Öz neziringde kichik hésablan’ghan waqtingdila Perwerdigar séni Israilning üstige padishah bolsun dep, mesih qilishi bilen sen Israil qebililirining béshi bolghan emesmiding?
Самуил мундақ деди: — Өз нәзириңдә кичик һесапланған вақтиңдила Пәрвәрдигар сени Исраилниң үстигә падиша болсун дәп, мәсиһ қилиши билән сән Исраил қәбилилириниң беши болған әмәсмидиң?
18 Andin Perwerdigar séni: — Sen bérip gunahkar Amaleklerni halak qilghin; ularni yoqatquche ular bilen soqushqin, dep ewetkenidi.
Андин Пәрвәрдигар сени: — Сән берип гунакар Амаләкләрни һалак қилғин; уларни йоқатқичә улар билән соқушқин, дәп әвәткән еди.
19 Emdi némishqa Perwerdigarning sözige qulaq salmay, belki olja üstige düm chüshüp, Perwerdigarning neziride yaman bolghanni qilding?
Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, бәлки олҗа үстигә дүм чүшүп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә яман болғанни қилдиң?
20 Saul Samuilgha: — Men heqiqeten Perwerdigarning sözige qulaq saldimghu! Perwerdigar méni ewetken yol bilen mangdim we Amaleklerning padishahi Agagni élip kélip Amaleklerning özini pütünley yoqattim.
Саул Самуилға: — Мән һәқиқәтән Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салдимғу! Пәрвәрдигар мени әвәткән йол билән маңдим вә Амаләкләрниң падишаси Агагни елип келип Амаләкләрниң өзини пүтүнләй йоқаттим.
21 Emma xelq bolsa oljidin qoy bilen kala, yeni yoqitishqa békitilgen nersilerdin eng ésilini élip Xudaying Perwerdigargha Gilgalda qurbanliq qilish üchün élip keldi, dédi.
Амма хәлиқ болса олҗидин қой билән кала, йәни йоқитишқа бекитилгән нәрсиләрдин әң есилини елип Худайиң Пәрвәрдигарға Гилгалда қурбанлиқ қилиш үчүн елип кәлди, деди.
22 Samuil: — Perwerdigar köydürme qurbanliqlar bilen teshekkür qurbanliqlirini keltürüshtin söyünemdu, ya Perwerdigarning sözige itaet qilishtin süyünemdu? Mana itaet qilmaqliq qurbanliq qilmaqliqtin ewzel, köngül qoyush qochqar yéghini sunushtin ewzeldur.
Самуил: — Пәрвәрдигар көйдүрмә қурбанлиқлар билән тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүштин сөйүнәмду, я Пәрвәрдигарниң сөзигә итаәт қилиштин сүйүнәмду? Мана итаәт қилмақлиқ қурбанлиқ қилмақлиқтин әвзәл, көңүл қоюш қочқар йеғини сунуштин әвзәлдур.
23 Chünki asiyliq bolsa jadugerlik gunahi bilen oxshashtur, Bashpashtaqliq qebihlik we butpereslikke barawerdur. Sen Perwerdigarning sözini tashlighining üchün, Perwerdigar séni tashlap padishahliqtin mehrum qildi, — dédi.
Чүнки асийлиқ болса җадугәрлик гунайи билән охшаштур, Башпаштақлиқ қәбиһлик вә бутпәрәсликкә баравәрдур. Сән Пәрвәрдигарниң сөзини ташлиғиниң үчүн, Пәрвәрдигар сени ташлап падишалиқтин мәһрум қилди, — деди.
24 Saul Samuilgha: — Men gunah sadir qildim, chünki men Perwerdigarning emridin we séning sözüngdinmu chiqtim; chünki men xelqtin qorqup ularning sözige kirdim.
Саул Самуилға: — Мән гуна садир қилдим, чүнки мән Пәрвәрдигарниң әмридин вә сениң сөзүңдинму чиқтим; чүнки мән хәлиқтин қорқуп уларниң сөзигә кирдим.
25 Emdi gunahimni epu qilghin; méning Perwerdigargha sejde qilishim üchün méning bilen qaytip barghin, dédi.
Әнди гунайимни әпу қилғин; мениң Пәрвәрдигарға сәҗдә қилишим үчүн мениң билән қайтип барғин, деди.
26 Samuil Saulgha: — Men séning bilen qaytip barmaymen; chünki sen Perwerdigarning sözini tashlighansen, we Perwerdigar séni tashlap padishahliqtin mehrum qildi, dédi.
Самуил Саулға: — Мән сениң билән қайтип бармаймән; чүнки сән Пәрвәрдигарниң сөзини ташлиғансән, вә Пәрвәрдигар сени ташлап падишалиқтин мәһрум қилди, деди.
27 Samuil kétishke burulghinida Saul uning tonining péshini tutuwaldi, u yirtilip ketti.
Самуил кетишкә бурулғинида Саул униң тониниң пешини тутувалди, у житилип кәтти.
28 Samuil uninggha: — Perwerdigar bügün Israilning padishahliqini sendin yirtip élip sendin ewzel bolghan bir yéqininggha tapshurdi.
Самуил униңға: — Пәрвәрдигар бүгүн Исраилниң падишалиғини сәндин житип елип сәндин әвзәл болған бир йеқиниңға тапшурди.
29 Israilning Janabiy Aliyisi Bolghuchi yalghan sözlimeydu yaki niyitidin yanmaydu; chünki u adem balisidek niyitidin yan’ghuchi emestur, dédi.
Исраилниң Җанабий Алийиси Болғучи ялған сөзлимәйду яки нийитидин янмайду; чүнки у адәм балисидәк нийитидин янғучи әмәстур, деди.
30 Saul: — Men gunah sadir qildim. Lékin xelqimning aqsaqallirining we Israilning aldida manga izzet qilip méning bilen yénip barghin; shuning bilen Xudaying Perwerdigargha sejde qilalaymen, dédi.
Саул: — Мән гуна садир қилдим. Лекин хәлқимниң ақсақаллириниң вә Исраилниң алдида маңа иззәт қилип мениң билән йенип барғин; шуниң билән Худайиң Пәрвәрдигарға сәҗдә қилалаймән, деди.
31 Shuning bilen Samuil Saul bilen yénip bardi we Saul Perwerdigargha sejde qildi.
Шуниң билән Самуил Саул билән йенип барди вә Саул Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
32 Andin Samuil: — Amaleklerning padishahi Agagni méning aldimgha élip kélinglar, dédi. Agag bolsa xushluq bilen uning qéshigha bardi. Agag könglide: — Shübhisizki, ölüm dehshiti ötüp ketti, dédi.
Андин Самуил: — Амаләкләрниң падишаси Агагни мениң алдимға елип келиңлар, деди. Агаг болса хушлуқ билән униң қешиға барди. Агаг көңлидә: — Шүбһисизки, өлүм дәһшити өтүп кәтти, деди.
33 Emma Samuil: — Séning qiliching xotunlarni balisiz qilghandek séning anangmu xotunlarning arisida balisiz bolidu, déwidi, Samuil Agagni Gilgalda Perwerdigarning aldida chanap pare-pare qildi.
Амма Самуил: — Сениң қиличиң хотунларни балисиз қилғандәк сениң анаңму хотунларниң арисида балисиз болиду, девиди, Самуил Агагни Гилгалда Пәрвәрдигарниң алдида чанап парә-парә қилди.
34 Andin Samuil Ramahqa bardi. Saul bolsa «Saulning yurti Gibéah» dégen jaydiki öyige chiqip ketti.
Андин Самуил Рамаһқа барди. Саул болса «Саулниң жути Гибеаһ» дегән җайдики өйигә чиқип кәтти.
35 Samuil ölgen künigiche Saul bilen qayta körüshmidi. Emma Samuil Saul üchün qayghurdi. Perwerdigar Saulni Israilning üstige padishah qilghanliqidin epsuslandi.
Самуил өлгән күнигичә Саул билән қайта көрүшмиди. Амма Самуил Саул үчүн қайғурди. Пәрвәрдигар Саулни Исраилниң үстигә падиша қилғанлиғидин әпсусланди.

< Samuil 1 15 >