< Padishahlar 1 9 >

1 Sulayman Perwerdigarning öyi, padishah ordisi we shundaqla qurushni arzu qilghan bashqa qurulushlarni könglidikidek pütküzüp bolghanda,
Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи, падиша ордиси вә шундақла қурушни арзу қилған башқа қурулушларни көңлидикидәк пүткүзүп болғанда,
2 Perwerdigar Sulayman’gha Gibéonda körün’gendek emdi ikkinchi qétim uninggha köründi.
Пәрвәрдигар Сулайманға Гибеонда көрүнгәндәк әнди иккинчи қетим униңға көрүнди.
3 Perwerdigar uninggha mundaq dédi: — «Sen Méning aldimda qilghan dua we iltijayingni anglidim; Méning namim uningda ebedgiche ayan qilinishi üchün, sen yasighan bu öyni Özümge muqeddes qildim. Méning közlirim we könglüm shu yerde hemishe bolidu.
Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән Мениң алдимда қилған дуа вә илтиҗайиңни аңлидим; Мениң намим униңда әбәткичә аян қилиниши үчүн, сән ясиған бу өйни Өзүмгә муқәддәс қилдим. Мениң көзлирим вә көңлүм шу йәрдә һемишә болиду.
4 Sen bolsang, atang Dawutning aldimda mangghinidek, senmu sanga buyrughinimning hemmisige muwapiq emel qilish üchün, belgilimilirim we hökümlirimni tutup, pak köngül we durusluq bilen aldimda mangsang,
Сән болсаң, атаң Давутниң алдимда маңғинидәк, сәнму саңа буйруғинимниң һәммисигә мувапиқ әмәл қилиш үчүн, бәлгүлимилирим вә һөкүмлиримни тутуп, пак көңүл вә дуруслуқ билән алдимда маңсаң,
5 Men emdi atang Dawutqa: «Israilning textide sanga ewladingdin olturushqa bir zat kem bolmaydu» dep wede qilghinimdek, Men padishahliq textingni Israilning üstide ebedgiche mehkem qilimen.
Мән әнди атаң Давутқа: «Исраилниң тәхтидә саңа әвладиңдин олтиришқа бир зат кам болмайду» дәп вәдә қилғинимдәк, Мән падишалиқ тәхтиңни Исраилниң үстидә әбәткичә мәһкәм қилимән.
6 Lékin özüng ya oghulliring Manga egishishtin waz kéchip Men aldinglarda qoyghan emrlirim bilen belgilimilirimni tutmay, belki bashqa ilahlarning qulluqigha kirip ulargha sejde qilsanglar,
Лекин өзүң я оғуллириң Маңа әгишиштин ваз кечип Мән алдиңларда қойған әмирлирим билән бәлгүлимилиримни тутмай, бәлки башқа илаһларниң қуллуғиға кирип уларға сәҗдә қилсаңлар,
7 shu chaghda Men Israilni ulargha teqdim qilghan zéminidin üzüp chiqirimen; we Öz namimni körsitishke Özümge muqeddes qilghan bu öyni nezirimdin tashlaymen we Israil hemme xelqler arisida söz-chöchek we tapa-tenining obyékti bolidu;
шу чағда Мән Исраилни уларға тәқдим қилған зиминидин үзүп чиқиримән; вә Өз намимни көрситишкә Өзүмгә муқәддәс қилған бу өйни нәзиримдин ташлаймән вә Исраил һәммә хәлиқләр арисида сөз-чөчәк вә тапа-тәниниң объекти болиду;
8 Bu öy gerche hazir körkem körünsimu, shu zamanda uningdin ötkenlerning hemmisi zor heyran qéliship üshqirtip: «Perwerdigar bu zémin’gha we bu öyge némishqa shundaq qildi?» dep soraydu.
Бу өй гәрчә һазир көркәм көрүнсиму, шу заманда униңдин өткәнләрниң һәммиси зор һәйран қелишип үшқиртип: «Пәрвәрдигар бу зиминға вә бу өйгә немишкә шундақ қилди?» дәп сорайду.
9 Kishiler: — Chünki [zémindiki xelqler] öz ata-bowilirini Misir zéminidin chiqarghan Perwerdigar Xudasini tashlap, özlirini bashqa ilahlargha baghlap, ulargha sejde qilip qulluqida bolghanliqi üchün, Perwerdigar bu pütkül külpetni ularning béshigha chüshürüptu, dep jawab béridu.
Кишиләр: — Чүнки [зиминдики хәлиқләр] өз ата-бовилирини Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасини ташлап, өзлирини башқа илаһларға бағлап, уларға сәҗдә қилип қуллуғида болғанлиғи үчүн, Пәрвәрдигар бу пүткүл күлпәтни уларниң бешиға чүшүрүпту, дәп җавап бериду.
10 Shundaq boldiki, yigirme yil ötüp, Sulayman u ikki öyni, yeni Perwerdigarning öyi bilen padishah öyini yasap bolghandin kéyin,
Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман у икки өйни, йәни Пәрвәрдигарниң өйи билән падиша өйини ясап болғандин кейин,
11 Turning padishahi Hiram Sulayman’gha barliq telepliri boyiche kédir derexliri, archa derexliri we altun teminligini üchün Sulayman padishah uninggha Galiliye ölkisidin yigirme sheherni berdi.
Турниң падишаси Һирам Сулайманға барлиқ тәләплири бойичә кедир дәрәқлири, арча дәрәқлири вә алтун тәминлигини үчүн Сулайман падиша униңға Галилийә өлкисидин жигирмә шәһәрни бәрди.
12 Hiram Sulayman uninggha bergen sheherlerni körüshke Turdin chiqip keldi; lékin ular uninggha héch yaqmidi.
Һирам Сулайман униңға бәргән шәһәрләрни көрүшкә Турдин чиқип кәлди; лекин улар униңға һеч яқмиди.
13 U: — Hey buradirim, sen mushu manga bergining zadi qandaq sheherler?! — dédi. U ularni «Kabulning yurti» dep atidi, we ular bügünki kün’giche shundaq atilidu.
У: — Һәй бурадирим, сән мошу маңа бәргиниң зади қандақ шәһәрләр?! — деди. У уларни «Кабулниң жути» дәп атиди, вә улар бүгүнки күнгичә шундақ атилиду.
14 Hiram bolsa padishahqa bir yüz yigirme talant altun ewetkenidi.
Һирам болса падишаға бир йүз жигирмә талант алтун әвәткән еди.
15 Sulayman padishah Perwerdigarning öyini, öz öyini, Milloni, Yérusalémning sépilini, Hazorni, Megiddoni we Gezer sheherlirini yasash üchün hashargha tutqan ishligüchilerning ishliri mundaq: —
Сулайман падиша Пәрвәрдигарниң өйини, өз өйини, Миллони, Йерусалимниң сепилини, Һазорни, Мәгиддони вә Гәзәр шәһәрлирини ясаш үчүн һашарға тутқан ишлигүчиләрниң ишлири мундақ: —
16 (Misirning padishahi Pirewn chiqip Gezerge hujum qilip élip, uni otta köydürüp, sheherde turuwatqan Qanaaniylarni qirip, sheherni toy sowghisi süpitide Sulaymanning xotuni bolghan öz qizigha bergenidi)
(Мисирниң падишаси Пирәвн чиқип Гәзәргә һуҗум қилип елип, уни отта көйдүрүп, шәһәрдә туруватқан Ⱪананийларни қирип, шәһәрни той соғиси сүпитидә Сулайманниң хотуни болған өз қизиға бәргән еди)
17 Sulayman Gezer bilen töwenki Beyt-Horonni bina qildi;
Сулайман Гәзәр билән төвәнки Бәйт-Һоронни бена қилди;
18 u Baalat bilen öz zéminidiki chölge jaylashqan Tadmornimu yéngidin yasidi,
у Баалат билән өз зиминидики чөлгә җайлашқан Тадморниму йеңидин ясиди,
19 shundaqla özige xas hemme ambar sheherlirini, «jeng harwisi sheherliri»ni, «atliqlar sheherliri»ni we Yérusalémda, Liwanda we özi soraydighan barliq zéminda xalighinini bina qildi.
шундақла өзигә хас һәммә амбар шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, «атлиқлар шәһәрлири»ни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
20 Israillardin bolmighan Amoriylar, Hittiylar, Perizziyler, Hiwiylar we Yebusiylardin [Israil] zéminida qélip qalghanlarning hemmisini bolsa,
Исраиллардин болмиған Аморийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин [Исраил] зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса,
21 Sulayman bularni, yeni Israillar pütünley yoqitalmighan ellerning qalduq ewladlirini qulluq hashargha tutti. Ular bügünki kün’giche shundaq bolup keldi.
Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқиталмиған әлләрниң қалдуқ әвлатлирини қуллуқ һашарға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди.
22 Lékin Sulayman Israillardin héchkimni qul qilmay, belki ularni leshker, xizmetkar, hökümdar-emeldar, harwa bilen atliqlarning serdarliri qildi.
Лекин Сулайман Исраиллардин һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, хизмәткар, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди.
23 Bulardin Sulaymanning ishlirini bashquridighan, yeni ishligüchilerning üstige qoyulghan chong nazaretchiler besh yüz ellik idi.
Булардин Сулайманниң ишлирини башқуридиған, йәни ишлигүчиләрниң үстигә қоюлған чоң назарәтчиләр бәш йүз әллик еди.
24 Pirewnning qizi Dawutning shehiridin köchüp Sulayman uning üchün yasighan öyde olturghinida, u Millo qel’esini yasidi.
Пирәвнниң қизи Давутниң шәһиридин көчүп Сулайман униң үчүн ясиған өйдә олтарғинида, у Милло қәлъәсини ясиди.
25 Sulayman Perwerdigargha yasighan qurban’gahda yilda üch qétim köydürme qurbanliqlar bilen inaqliq qurbanliqlirini sunatti we Perwerdigarning aldidiki [xushbuygahta] xushbuy yaqatti. Shu teriqide u ibadetxanining ishlirini pütküzdi.
Сулайман Пәрвәрдигарға ясиған қурбангаһда жилда үч қетим көйдүрмә қурбанлиқлар билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунатти вә Пәрвәрдигарниң алдидики [хушбуйгаһта] хушбуй яқатти. Шу тәриқидә у ибадәтханиниң ишлирини пүткүзди.
26 Sulayman padishah Ézion-Geberde bir türküm kémilerni yasidi. U yer bolsa Édom zéminida, Qizil déngiz boyidiki Élatning yénida idi.
Сулайман падиша Езион-Гәбәрдә бир түркүм кемиләрни ясиди. У йәр болса Едом зиминида, Қизил деңиз бойидики Елатниң йенида еди.
27 Hiram öz xizmetkarliri, yeni déngizchiliqni obdan bilidighan nechche kémichilerni Sulaymanning xizmetkarlirigha qoshulup kémilerde ishleshke ewetti.
Һирам өз хизмәткарлири, йәни деңизчилиқни убдан билидиған нәччә кемичиләрни Сулайманниң хизмәткарлириға қошулуп кемиләрдә ишләшкә әвәтти.
28 Ular Ofirgha bérip, u yerdin töt yüz yigirme talant altunni élip kélip, Sulayman padishahqa apardi.
Улар Офирға берип, у йәрдин төрт йүз жигирмә талант алтунни елип келип, Сулайман падишаға апарди.

< Padishahlar 1 9 >