< Padishahlar 1 6 >
1 Israillar Misirdin chiqqandin kéyinki töt yüz seksininchi yili, Sulaymanning Israilning üstidiki seltenitining tötinchi yilining ikkinchi éyida, yeni Zif éyida u Perwerdigarning öyini yasashqa bashlidi.
Исраиллар Мисирдин чиққандин кейинки төрт йүз сәксининчи жили, Сулайманниң Исраилниң үстидики сәлтәнитиниң төртинчи жилиниң иккинчи ейида, йәни Зиф ейида у Пәрвәрдигарниң өйини ясашқа башлиди.
2 Sulayman padishah Perwerdigargha yasighan ibadetxanining uzunluqi atmish gez, kengliki yigirme gez we égizliki ottuz gez idi.
Сулайман падиша Пәрвәрдигарға ясиған ибадәтханиниң узунлуғи атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз вә егизлиги оттуз гәз еди.
3 Ibadetxanidiki «muqeddes jay»ning aldidiki aywanning uzunluqi ibadetxanining kengliki bilen barawer bolup, yigirme gez idi. Ibadetxanining aldidiki aywanning kengliki on gez idi.
Ибадәтханидики «муқәддәс җай»ниң алдидики айванниң узунлуғи ибадәтханиниң кәңлиги билән баравәр болуп, жигирмә гәз еди. Ибадәтханиниң алдидики айванниң кәңлиги он гәз еди.
4 U ibadetxanigha rojeklik dérize-penjirilerni ornatti.
У ибадәтханиға роҗәклик деризә-пәнҗириләрни орнатти.
5 Ibadetxana témigha, yeni muqeddes jay we «kalamxana»ning témigha yandash [üch qewetlik] bir imaretni saldi we uning ichige hujrilarni yasidi.
Ибадәтхана темиға, йәни муқәддәс җай вә «каламхана»ниң темиға яндаш [үч қәвәтлик] бир имарәтни салди вә униң ичигә һуҗриларни ясиди.
6 [Tashqiriqi imaretning] töwenki qewitining kengliki besh gez, ottura qewitining kengliki alte gez, üchinchi qewitining kengliki yette gez idi. Chünki ibadetxanining tashqi témida limlarni ornatqan töshükler bolmasliqi üchün u tamgha tekche chiqirilghanidi.
[Ташқириқи имарәтниң] төвәнки қәвитиниң кәңлиги бәш гәз, оттура қәвитиниң кәңлиги алтә гәз, үчинчи қәвитиниң кәңлиги йәттә гәз еди. Чүнки ибадәтханиниң ташқи темида лимларни орнатқан төшүкләр болмаслиғи үчүн у тамға тәкчә чиқирилған еди.
7 Ibadetxana pütünley teyyar qilip élip kélin’gen tashlardin bina qilin’ghanidi. Shundaq qilghanda, uni yasighan waqitta ne bolqa ne palta ne bashqa tömür eswablarning awazi u yerde héch anglanmaytti.
Ибадәтхана пүтүнләй тәйяр қилип елип келингән ташлардин бена қилинған еди. Шундақ қилғанда, уни ясиған вақитта нә болқа нә палта нә башқа төмүр әсвапларниң авази у йәрдә һеч аңланмайтти.
8 Töwenki qewetning hujrilirining kirish ishiki ibadetxanining ong teripide idi; bir aylanma pelempey ottura qewetke andin ottura qewettin üchinchi qewetke chiqatti.
Төвәнки қәвәтниң һуҗрилириниң кириш ишиги ибадәтханиниң оң тәрипидә еди; бир айланма пәләмпәй оттура қәвәткә андин оттура қәвәттин үчинчи қәвәткә чиқатти.
9 Shundaq qilip [Sulayman] ibadetxanini yasap püttürdi. Ibadetxanining üstige xar-limlarni békitip, uni kédir taxtaylar bilen qaplidi.
Шундақ қилип [Сулайман] ибадәтханини ясап пүттүрди. Ибадәтханиниң үстигә хар-лимларни бекитип, уни кедир тахтайлар билән қаплиди.
10 U ibadetxanigha yandash imaretning qewetlirining égizlikini besh gezdin qildi. Shu imaretning qewetliri ibadetxanigha kédir limliri arqiliq tutushuqluq idi.
У ибадәтханиға яндаш имарәтниң қәвәтлириниң егизлигини бәш гәздин қилди. Шу имарәтниң қәвәтлири ибадәтханиға кедир лимлири арқилиқ тутушуқлуқ еди.
11 Perwerdigarning sözi Sulayman’gha kélip mundaq déyildiki: —
Пәрвәрдигарниң сөзи Сулайманға келип мундақ дейилдики: —
12 «Sen Manga yasawatqan bu ibadetxanigha kelsek, eger sen belgilimilirimde méngip, hökümlirimge riaye qilip, barliq emrlirimni tutup ularda mangsang, Men atang Dawutqa sen toghruluq éytqan sözümge emel qilimen;
«Сән Маңа ясаватқан бу ибадәтханиға кәлсәк, әгәр сән бәлгүлимилиримдә меңип, һөкүмлиримгә риайә қилип, барлиқ әмирлиримни тутуп уларда маңсаң, Мән атаң Давутқа сән тоғрилиқ ейтқан сөзүмгә әмәл қилимән;
13 Men Israillarning arisida makan qilip öz xelqim Israilni esla tashlimaymen».
Мән Исраилларниң арисида макан қилип өз хәлқим Исраилни әсла ташлимаймән».
14 Sulayman ibadetxanini yasap püttürdi.
Сулайман ибадәтханини ясап пүттүрди.
15 Ibadetxanining tamlirining ich teripini u kédir taxtayliri bilen yasap, ibadetxanining tégidin tartip torusning limlirighiche yaghach bilen qaplidi; we archa taxtayliri bilen ibadetxanigha pol yatquzdi.
Ибадәтханиниң тамлириниң ич тәрипини у кедир тахтайлири билән ясап, ибадәтханиниң тегидин тартип торусниң лимлириғичә яғач билән қаплиди; вә арча тахтайлири билән ибадәтханиға пол ятқузди.
16 U ibadetxanining arqa témidin yigirme gez ölchep ara tam yasap, ichkiriki xanini hasil qildi; u tégidin tartip torus limlirighiche kédir taxtayliri bilen qaplidi. Bu eng ichkiriki xana bolup, yeni «kalamxana», «eng muqeddes jay» idi.
У ибадәтханиниң арқа темидин жигирмә гәз өлчәп ара там ясап, ичкирики ханини һасил қилди; у тегидин тартип торус лимлириғичә кедир тахтайлири билән қаплиди. Бу әң ичкирики хана болуп, йәни «каламхана», «әң муқәддәс җай» еди.
17 Uning aldidiki öy, yeni muqeddes xanining uzunluqi qiriq gez idi.
Униң алдидики өй, йәни муқәддәс ханиниң узунлуғи қириқ гәз еди.
18 Ibadetxanining ichki tamlirigha qapaq we chéchekning nusxiliri neqish qilin’ghanidi. Ibadetxana pütünley kédir taxtaylar bilen qaplan’ghanidi. Héch tash körünmeytti.
Ибадәтханиниң ички тамлириға қапақ вә чечәкниң нусхилири нәқиш қилинған еди. Ибадәтхана пүтүнләй кедир тахтайлар билән қапланған еди. Һеч таш көрүнмәйтти.
19 Perwerdigarning ehde sanduqini u yerde qoyush üchün, u ibadetxanining ichkiridiki kalamxanini yasidi.
Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини у йәрдә қоюш үчүн, у ибадәтханиниң ичкиридики каламханини ясиди.
20 Kalamxanining uzunluqi yigirme gez, toghrisi yigirme gez, égizliki yigirme gez idi; u uni sap altundin qaplidi, shundaqla uning aldidiki kédir yaghachliq qurban’gahnimu shundaq qaplidi.
Каламханиниң узунлуғи жигирмә гәз, тоғриси жигирмә гәз, егизлиги жигирмә гәз еди; у уни сап алтундин қаплиди, шундақла униң алдидики кедир яғачлиқ қурбангаһниму шундақ қаплиди.
21 Sulayman ibadetxanining ichini sap altun bilen qaplidi; u ichki kalamxanining aldini altun zenjirler bilen tosidi; kalamxanini altun bilen qaplidi.
Сулайман ибадәтханиниң ичини сап алтун билән қаплиди; у ички каламханиниң алдини алтун зәнҗирләр билән тосиди; каламханини алтун билән қаплиди.
22 Shu teriqide u pütkül ibadetxanini, yeni pütkül ibadetxanining ichini altun bilen toluq qaplighanidi. Kalamxanigha teelluq bolghan qurban’gahnimu pütünley altun bilen qaplighanidi.
Шу тәриқидә у пүткүл ибадәтханини, йәни пүткүл ибадәтханиниң ичини алтун билән толуқ қаплиған еди. Каламханиға тәәллуқ болған қурбангаһниму пүтүнләй алтун билән қаплиған еди.
23 Kalamxanigha u zeytun yaghichidin ikki kérubning sheklini yasidi. Herbirining égizliki on gez idi.
Каламханиға у зәйтун яғичидин икки керубниң шәклини ясиди. Һәр бириниң егизлиги он гәз еди.
24 Bir kérubning bir qanitining uzunluqi besh gez we yene bir qanitining uzunluqi hem besh gez bolup, bir qanitining uchidin yene bir qanitining uchighiche on gez idi.
Бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз вә йәнә бир қанитиниң узунлуғи һәм бәш гәз болуп, бир қанитиниң учидин йәнә бир қанитиниң учиғичә он гәз еди.
25 Ikkinchi kérubning ikki qaniti qoshulup on gez idi. Ikki kérubning chong-kichikliki we shekli oxshash idi.
Иккинчи керубниң икки қанити қошулуп он гәз еди. Икки керубниң чоң-кичиклиги вә шәкли охшаш еди.
26 Bir kérubning égizliki on gez bolup, ikkinchi kérubningkimu hem shundaq idi.
Бир керубниң егизлиги он гәз болуп, иккинчи керубниңкиму һәм шундақ еди.
27 U kérublarni ichkiriki xanida qoydi. Kérublarning qanatliri yéyilip turatti. Birsining bir qaniti bir tamgha tégip, ikkinchisining qaniti udulidiki tamgha tégip turatti; ikkisining ichidiki qanatliri xanining otturisida bir-birige tégiship turatti.
У керубларни ичкирики ханида қойди. Керубларниң қанатлири йейилип туратти. Бирисиниң бир қанити бир тамға тегип, иккинчисиниң қанити удулидики тамға тегип туратти; иккисиниң ичидики қанатлири ханиниң оттурисида бир-биригә тегишип туратти.
28 U kérublarni altun bilen qaplidi.
У керубларни алтун билән қаплиди.
29 U ibadetxanining tamlirining pütkül ich chörsini, yeni ichkiriki xanining we hem tashqiriqi xanining chörisini kérub bilen xorma derexlirining shekilliri we chéchek nusxiliri bilen neqish qildi.
У ибадәтханиниң тамлириниң пүткүл ич чөрсини, йәни ичкирики ханиниң вә һәм ташқириқи ханиниң чөрисини керуб билән хорма дәрәқлириниң шәкиллири вә чечәк нусхилири билән нәқиш қилди.
30 Ibadetxanining polini, yeni ichkiriki xanining hem tashqiriqi xaniningkini altun bilen qaplidi.
Ибадәтханиниң полини, йәни ичкирики ханиниң һәм ташқириқи ханиниңкини алтун билән қаплиди.
31 Kalamxanining kirish éghizigha u zeytun yaghichidin étilgen qosh ishiklerni yasidi. Ishiklerning késhekliri we béshi öyning toghrisining beshtin bir qismi idi.
Каламханиниң кириш еғизиға у зәйтун яғичидин етилгән қош ишикләрни ясиди. Ишикләрниң кешәклири вә беши өйниң тоғрисиниң бәштин бир қисми еди.
32 Bu qosh ishikler zeytun yaghichidin étilgenidi; u ishiklerning üstige kérublar, xorma derexliri we chéchek nusxiliri neqish qilinip zinnetlen’genidi; u ishiklerni, jümlidin kérub bilen xorma derexlirining neqishlirini altun bilen qaplidi.
Бу қош ишикләр зәйтун яғичидин етилгән еди; у ишикләрниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилири нәқиш қилинип зиннәтләнгән еди; у ишикләрни, җүмлидин керуб билән хорма дәрәқлириниң нәқишлирини алтун билән қаплиди.
33 Ibadetxanining tashqi xanisining ishikining késheklirini zeytun yaghichidin yasidi; ular öyning toghrisining töttin bir qismi idi;
Ибадәтханиниң ташқи ханисиниң ишигиниң кешәклирини зәйтун яғичидин ясиди; улар өйниң тоғрисиниң төрттин бир қисми еди;
34 qosh qanatliq ishik bolsa archa yaghichidin yasaldi. Bir qaniti yéyilip qatlinatti, ikkinchi qanitimu yéyilip qatlinatti.
қош қанатлиқ ишик болса арча яғичидин ясалди. Бир қанити йейилип қатлинатти, иккинчи қанитиму йейилип қатлинатти.
35 U ularning üstige kérublar, xorma derexliri we chéchek nusxilirini neqish qildi; andin ularning üstige, jümlidin neqishler üstige altun qaplidi.
У уларниң үстигә керублар, хорма дәрәқлири вә чечәк нусхилирини нәқиш қилди; андин уларниң үстигә, җүмлидин нәқишләр үстигә алтун қаплиди.
36 Ichkiriki hoylining témini bolsa u üch qewet yonulghan tash bilen bir qewet kédir yaghichidin yasidi.
Ичкирики һойлиниң темини болса у үч қәвәт ойулған таш билән бир қәвәт кедир яғичидин ясиди.
37 [Sulaymanning seltenitining] tötinchi yilining Zif éyida Perwerdigarning ibadetxanisining uli sélindi.
[Сулайманниң сәлтәнитиниң] төртинчи жилиниң Зиф ейида Пәрвәрдигарниң ибадәтханисиниң ули селинди.
38 We on birinchi yilining Bul éyida, yeni sekkizinchi ayda ibadetxanining héchyéri qaldurulmay, layihe boyiche pütünley tamam boldi. Shundaq qilip uning öyni yasishigha yette yil ketti.
Вә он биринчи жилиниң Бул ейида, йәни сәккизинчи айда ибадәтханиниң һечйери қалдурулмай, лайиһә бойичә пүтүнләй тамам болди. Шундақ қилип униң өйни ясишиға йәттә жил кәтти.