< Padishahlar 1 4 >

1 Sulayman padishah pütkül Israilgha padishah boldi.
Сулайман падиша пүткүл Исраилға падиша болди.
2 Uning chong emeldarliri munular: — Zadokning oghli Azariya kahin idi;
Униң чоң әмәлдарлири мунулар: — Задокниң оғли Азария каһин еди;
3 Shishaning oghulliri Élixoref we Axiyah katiplar idi; Ahiludning oghli Yehoshafat diwanbégi idi;
Шишаниң оғуллири Елихорәф вә Ахияһ катиплар еди; Аһилудниң оғли Йәһошафат диванбеги еди;
4 Yehoyadaning oghli Binaya qoshunning bash serdari idi. Zadok bilen Abiyatar kahinlar idi;
Йәһояданиң оғли Беная қошунниң баш сәрдари еди. Задок билән Абиятар каһинлар еди;
5 Natanning oghli Azariya nazaret bégi, Natanning yene bir oghli Zabud hem kahin we padishahning meslihetchisi idi.
Натанниң оғли Азария назарәт беги, Натанниң йәнә бир оғли Забуд һәм каһин вә падишаниң мәслиһәтчиси еди.
6 Axishar ordining ghojidari, Abdaning oghli Adoniram baj-alwan bégi idi.
Ахишар ординиң ғоҗидари, Абданиң оғли Адонирам баҗ-алван беги еди.
7 Pütkül Israil zéminida Sulayman padishahning özi üchün we ordidikiliri üchün yémek-ichmek teminleydighan, on ikki nazaretchi teyinlen’genidi; ularning herbiri yilda bir aydin yémek-ichmek teminleshke mes’ul idi.
Пүткүл Исраил зиминида Сулайман падишаниң өзи үчүн вә ордидикилири үчүн йемәк-ичмәк тәминләйдиған, он икки назарәтчи тайинланған еди; уларниң һәр бири жилда бир айдин йемәк-ичмәк тәминләшкә мәсъул еди.
8 Ularning ismi töwende xatirilen’gen: Efraim taghliq rayonigha Ben-Xur;
Уларниң исми төвәндә хатириләнгән: Әфраим тағлиқ райониға Бән-Хур;
9 Makaz, Shaalbim, Beyt-Shemesh we Élon-Beyt-Hanan’gha Ben-Deker;
Маказ, Шаалбим, Бәйт-Шәмәш вә Елон-Бәйт-Һананға Бән-Дәкәр;
10 Arubotqa Ben-Xesed; u yene Sokoh we Xefer dégen barliq yurtqimu mes’ul idi;
Аруботқа Бән-Хәсәд; у йәнә Сокоһ вә Хәфәр дегән барлиқ жутқиму мәсъул еди;
11 yene Nafat-Dorgha Ben-Abinadab (u Sulaymanning qizi Tafatni xotunluqqa alghan);
йәнә Нафат-Дорға Бән-Абинадаб (у Сулайманниң қизи Тафатни хотунлуққа алған);
12 Taanaq, Megiddo we Yizreelning töwenki teripidiki Zaretanning yénida bolghan pütkül Beyt-Shan’gha, shundaqla Beyt-Shandin tartip Abel-Meholahghiche, Joknéamdin ötküche bolghan zéminlargha Ahiludning oghli Baana;
Таанақ, Мәгиддо вә Йизрәәлниң төвәнки тәрипидики Зарәтанниң йенида болған пүткүл Бәйт-Шанға, шундақла Бәйт-Шандин тартип Абәл-Mәһолаһғичә, Җокнеамдин өткичә болған зиминларға Аһилудниң оғли Баана;
13 Ramot-Giléadqa Ben-Geber; u yene Giléad yurtigha jaylashqan, Manassehning oghli Yairgha tewe bolghan kentler we hem Bashandiki yurt Argob, jümlidin u yerdiki sépili, mis baldaqliq qowuqliri bolghan atmish chong shehergimu mes’ul idi.
Рамот-Гилеадқа Бән-Гәбәр; у йәнә Гилеад жутиға җайлашқан, Манассәһниң оғли Яирға тәвә болған кәнтләр вә һәм Башандики жут Аргоб, җүмлидин у йәрдики сепили, мис балдақлиқ қовуқлири болған атмиш чоң шәһәргиму мәсъул еди.
14 Mahanaimgha Iddoning oghli Ahinadab;
Маһанаимға Иддониң оғли Аһинадаб;
15 Naftaligha Aximaaz (u Sulaymanning qizi Basimatni xotunluqqa alghanidi).
Нафталиға Ахимааз (у Сулайманниң қизи Басиматни хотунлуққа алған еди).
16 Ashir we Alotqa Hushayning oghli Baanah;
Ашир вә Алотқа Һушайниң оғли Баанаһ;
17 Issakargha Paruahning oghli Yehoshafat;
Иссакарға Паруаһниң оғли Йәһошафат;
18 Binyamin zéminigha Élaning oghli Shimey;
Бинямин зиминиға Еланиң оғли Шимәй;
19 Giléad zéminigha (eslide Amoriylarning padishahi Sihon we Bashanning padishahi Ogning zémini idi) Urining oghli Geber. U shu yurtqa birdinbir nazaretchi idi.
Гилеад зиминиға (әслидә Аморийларниң падишаси Сиһон вә Башанниң падишаси Огниң зимини еди) Уриниң оғли Гәбәр. У шу жутқа бирдин-бир назарәтчи еди.
20 Yehuda bilen Israilning ademliri déngiz sahilidiki qumdek nurghun idi. Ular yep-ichip, xushalliq qilatti.
Йәһуда билән Исраилниң адәмлири деңиз саһилидики қумдәк нурғун еди. Улар йәп-ичип, хошаллиқ қилатти.
21 We Sulayman bolsa [Efrat] deryasidin tartip Filistiylerning zéminigha we Misirning chégralirighiche bolghan hemme padishahliqlarning üstide seltenet qilatti. Ular ulpan keltürüp Sulaymanning pütün ömride uning xizmitide bolatti.
Вә Сулайман болса [Әфрат] дәриясидин тартип Филистийләрниң зиминиға вә Мисирниң чегаралириғичә болған һәммә падишалиқларниң үстидә сәлтәнәт қилатти. Улар улпан кәлтүрүп Сулайманниң пүтүн өмридә униң хизмитидә болатти.
22 Sulaymanning ordisigha kétidighan künlük teminat üchün ottuz kor tasqighan aq un, atmish kor qara un,
Сулайманниң ордисиға кетидиған күнлүк тәминат үчүн оттуз кор тасқиған ақ ун, атмиш кор қара ун,
23 on bordighan uy, yaylaqtin keltürülgen yigirme uy, yüz qoy kétetti; buningdin bashqa bughilar, jerenler, kiyikler we bordighan toxular lazim idi.
он бордиған уй, яйлақтин кәлтүрүлгән жигирмә уй, йүз қой кетәтти; буниңдин башқа буғилар, җәрәнләр, кийикләр вә бордиған тохулар лазим еди.
24 Chünki u Tifsahdin tartip Gazaghiche, [Efrat] deryasining bu teripidiki hemme yurtlarning üstide, yeni [Efrat] deryasining bu teripidiki barliq padishahlarning üstide höküm süretti; uning töt etrapi tinch idi.
Чүнки у Тифсаһдин тартип Газағичә, [Әфрат] дәриясиниң бу тәрипидики һәммә жутларниң үстидә, йәни [Әфрат] дәриясиниң бу тәрипидики барлиқ падишаларниң үстидә һөкүм сүрәтти; униң төрт әтрапи тинич еди.
25 Sulaymanning pütkül künliride Dandin tartip Beer-Shébaghiche Yehuda bilen Israil ademlirining herbiri öz üzüm téli we öz enjür derixining tégide aman-ésen olturatti.
Сулайманниң пүткүл күнлиридә Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Йәһуда билән Исраил адәмлириниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғиниң тегидә аман-есән олтиратти.
26 Sulaymanning jeng harwilirining atliri üchün töt ming atxanisi, on ikki ming chewendizi bar idi.
Сулайманниң җәң һарвулириниң атлири үчүн төрт миң атханиси, он икки миң чәвәндизи бар еди.
27 Mezkur nazaretchilerning herbiri özige békitilgen ayda Sulayman padishahqa we uning dastixinigha kelgenlerning hemmisining yémek-ichmeklirini kémeytmey teminleytti.
Мәзкур назарәтчиләрниң һәр бири өзигә бекитилгән айда Сулайман падишаға вә униң дәстихиниға кәлгәнләрниң һәммисиниң йемәк-ичмәклирини кемәйтмәй тәминләйтти.
28 Xelq bolsa herbiri özige békitilgen norma boyiche at-qéchirlar üchün arpa bilen samanlarni [nazaretichiler bar] yerge élip kéletti.
Хәлиқ болса һәр бири өзигә бекитилгән норма бойичә ат-қечирлар үчүн арпа билән саманларни [назарәтичиләр бар] йәргә елип келәтти.
29 Xuda Sulayman’gha déngiz sahilidiki qumdek danaliq, intayin mol pem-paraset ata qilip, uning qelbini keng qilip zor yorutti.
Худа Сулайманға деңиз саһилидики қумдәк даналиқ, интайин мол пәм-парасәт ата қилип, униң қәлбини кәң қилип зор йорутти.
30 Shuning bilen Sulaymanning danaliqi barliq sherqtikilerning danaliqidin we Misirdiki barliq danaliqtin ashti.
Шуниң билән Сулайманниң даналиғи барлиқ шәриқтикиләрниң даналиғидин вә Мисирдики барлиқ даналиқтин ашти.
31 Chünki u barliq ademlerdin, jümlidin ezrahliq Étan bilen Maxolning oghulliri Héman, Kalkol we Darda dégenlerdin dana idi; we uning shöhriti etrapidiki hemme eller arisida yéyildi.
Чүнки у барлиқ адәмләрдин, җүмлидин әзраһлиқ Етан билән Махолниң оғуллири Һеман, Калкол вә Дарда дегәнләрдин дана еди; вә униң шөһрити әтрапидики һәммә әлләр арисида йейилди.
32 U éytqan pend-nesihet üch ming idi; uning shéir-küyliri bir ming besh idi.
У ейтқан пәнд-несиһәт үч миң еди; униң шеир-күйлири бир миң бәш еди.
33 U Liwandiki kédir derixidin tartip tamda ösidighan lépekgülgiche derex-giyahlarning hemmisini bayan qilip xatiriligenidi; u yene mal we haywanlar, qushlar, hasharet-ömiligüchiler we béliqlar toghrisida bayan qilip xatiriligenidi.
У Ливандики кедир дәриғидин тартип тамда өсидиған лепәкгүлгичә дәрәқ-гияларниң һәммисини баян қилип хатирилигән еди; у йәнә мал вә һайванлар, қушлар, һашарәт-өмилигүчиләр вә белиқлар тоғрисида баян қилип хатирилигән еди.
34 Sulaymanning danaliqini anglighili kishiler barliq ellerdin kéletti, shundaqla uning danaliqi toghruluq xewer tapqan yer yüzidiki hemme padishahlardin kishiler kelmekte idi.
Сулайманниң даналиқини аңлиғили кишиләр барлиқ әлләрдин келәтти, шундақла униң даналиғи тоғрилиқ хәвәр тапқан йәр йүзидики һәммә падишалардин кишиләр кәлмәктә еди.

< Padishahlar 1 4 >