< Padishahlar 1 1 >

1 Dawut padishah xéli yashinip qalghanidi; uni yotqan-ediyal bilen yapsimu, u issimaytti.
Давут падиша хелә яшинип қалған еди; уни йотқан-әдиял билән япсиму, у иссимайтти.
2 Xizmetkarliri uninggha: — Ghojam padishah özliri üchün, aldilirida turidighan bir pak qiz tapquzayli; u padishahtin xewer élip, silining quchaqlirida yatsun; shuning bilen ghojam padishah issiyla — dédi.
Хизмәткарлири униңға: — Ғоҗам падиша өзлири үчүн, алдилирида туридиған бир пак қиз тапқузайли; у падишадин хәвәр елип, силиниң қучағлирида ятсун; шуниң билән ғоҗам падиша иссийла — деди.
3 Ular pütkül Israil zéminini kézip güzel bir qizni izdep yürüp, axiri Shunamliq Abishagni tépip padishahning aldigha élip keldi.
Улар пүткүл Исраил зиминини кезип гөзәл бир қизни издәп жүрүп, ахири Шунамлиқ Абишагни тепип падишаниң алдиға елип кәлди.
4 Qiz intayin güzel idi; u padishahtin xewer élip uning xizmitide bolatti, emma padishah uninggha yéqinchiliq qilmaytti.
Қиз интайин гөзәл еди; у падишадин хәвәр елип униң хизмитидә болатти, амма падиша униңға йеқинчилиқ қилмайтти.
5 Emma Haggitning oghli Adoniya mertiwisini kötürmekchi bolup: «Men padishah bolimen» dédi. U özige jeng harwiliri bilen atliqlarni we aldida yüridighan ellik eskerni teyyar qildi
Амма Һаггитниң оғли Адония мәртивисини көтәрмәкчи болуп: «Мән падиша болимән» деди. У өзигә җәң һарвулири билән атлиқларни вә алдида жүридиған әллик әскәрни тәйяр қилди
6 (uning atisi héchqachan: «Némishqa bundaq qilisen?» dep, uninggha tenbih-terbiye béripmu baqmighanidi hem u nahayiti kélishken yigit bolup, anisi uni Abshalomdin kéyin tughqanidi).
(униң атиси һеч қачан: «Немишкә бундақ қилисән?» дәп, униңға тәнбиһ-тәрбийә берипму бақмиған еди һәм у наһайити келишкән жигит болуп, аниси уни Абшаломдин кейин туққан еди).
7 U Zeruiyaning oghli Yoab we kahin Abiyatar bilen meslihet qiliship turdi. Ular bolsa Adoniyagha egiship uninggha yardem béretti.
У Зәруияниң оғли Йоаб вә каһин Абиятар билән мәслиһәт қилишип турди. Улар болса Адонияға әгишип униңға ярдәм берәтти.
8 Lékin kahin Zadok we Yehoyadaning oghli Binaya, Natan peyghember, Shimey, Rey we Dawutning öz palwanliri Adoniyagha egeshmidi.
Лекин каһин Задок вә Йәһояданиң оғли Беная, Натан пәйғәмбәр, Шимәй, Рәй вә Давутниң өз палванлири Адонияға әгәшмиди.
9 Adoniya qoy, kala we bordighan torpaqlarni En-Rogelning yénidiki Zohelet dégen tashta soydurup, hemme aka-ukilirini, yeni padishahning oghulliri bilen padishahning xizmitide bolghan hemme Yehudalarni chaqirdi.
Адония қой, кала вә бордиған топақларни Ән-Рогәлниң йенидики Зоһәләт дегән ташта сойдуруп, һәммә ака-укилирини, йәни падишаниң оғуллири билән падишаниң хизмитидә болған һәммә Йәһудаларни чақирди.
10 Lékin Natan peyghember, Binaya, palwanlar we öz inisi Sulaymanni u chaqirmidi.
Лекин Натан пәйғәмбәр, Беная, палванлар вә өз иниси Сулайманни у чақирмиди.
11 Natan bolsa Sulaymanning anisi Bat-Shébagha: — «Anglimidingmu? Haggitning oghli Adoniya padishah boldi, lékin ghojimiz Dawut uningdin xewersiz.
Натан болса Сулайманниң аниси Бат-Шебаға: — «Аңлимидиңму? Һаггитниң оғли Адония падиша болди, лекин ғоҗимиз Давут униңдин хәвәрсиз.
12 Emdi mana, öz jéning we oghlung Sulaymanning jénini qutquzushqa méning sanga bir meslihet bérishimke ijazet bergeysen.
Әнди мана, өз җениң вә оғлуң Сулайманниң җенини қутқузушқа мениң саңа бир мәслиһәт беришимкә иҗазәт бәргәйсән.
13 Dawut padishahning aldigha bérip uninggha: — Ghojam padishah özliri qesem qilip öz keminilirige wede qilip: «Séning oghlung Sulayman mendin kéyin padishah bolup textimde olturidu» dégen emesmidile? Shundaq turuqluq némishqa Adoniya padishah bolidu? — dégin.
Давут падишаниң алдиға берип униңға: — Ғоҗам падиша өзлири қәсәм қилип өз кәминилиригә вәдә қилип: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп тәхтимдә олтириду» дегән әмәсмидилә? Шундақ туруқлуқ немишкә Адония падиша болиду? — дегин.
14 Mana, padishah bilen sözliship turghiningda, menmu séning keyningdin kirip sözüngni ispatlaymen, — dédi.
Мана, падиша билән сөзлишип турғиниңда, мәнму сениң кәйниңдин кирип сөзүңни испатлаймән, — деди.
15 Bat-Shéba ichkiri öyge padishahning qéshigha kirdi (padishah tolimu qérip ketkenidi, Shunamliq Abishag padishahning xizmitide boluwatatti).
Бат-Шеба ичкири өйгә падишаниң қешиға кирди (падиша толиму қерип кәткән еди, Шунамлиқ Абишаг падишаниң хизмитидә болувататти).
16 Bat-Shéba padishahqa éngiship tezim qildi. Padishah: — Néme teliping bar? — dep soridi.
Бат-Шеба падишаға еңишип тазим қилди. Падишаһ: — Немә тәливиң бар? — дәп сориди.
17 U uninggha: — I ghojam, sili Perwerdigar Xudaliri bilen öz dédeklirige: «Séning oghlung Sulayman mendin kéyin padishah bolup textimde olturidu» dep qesem qilghanidila.
У униңға: — И ғоҗам, сили Пәрвәрдигар Худалири билән өз дедәклиригә: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп тәхтимдә олтириду» дәп қәсәм қилған едила.
18 Emdi mana, Adoniya padishah boldi! Lékin i ghojam padishah, silining uningdin xewerliri yoq.
Әнди мана, Адония падиша болди! Лекин и ғоҗам падиша, силиниң униңдин хәвәрлири йоқ.
19 U köp kalilarni, bordaq torpaqlar bilen qoylarni soydurup, padishahning hemme oghullirini, Abiyatar kahinni we qoshunning serdari Yoabni chaqirdi. Lékin qulliri Sulaymanni u chaqirmidi.
У көп калиларни, бордақ топақлар билән қойларни сойдуруп, падишаниң һәммә оғуллирини, Абиятар каһинни вә қошунниң сәрдари Йоабни чақирди. Лекин қуллири Сулайманни у чақирмиди.
20 Emdi, i ghojam padishah, pütkül Israilning közliri silige tikilmekte, ular ghojam padishahning özliridin kéyin textliride kimning olturidighanliqi toghrisida ulargha xewer bérishlirini kütishiwatidu;
Әнди, и ғоҗам падиша, пүткүл Исраилниң көзлири силигә тикилмәктә, улар ғоҗам падишаниң өзлиридин кейин тәхтлиридә кимниң олтиридиғанлиғи тоғрисида уларға хәвәр беришлирини күтишиватиду;
21 bir qarargha kelmisile, ghojam padishah öz ata-bowiliri bilen bille uxlashqa ketkendin kéyin, men bilen oghlum Sulayman gunahkar sanilip qalarmizmikin, — dédi.
бир қарарға кәлмисилә, ғоҗам падиша өз ата-бовилири билән биллә ухлашқа кәткәндин кейин, мән билән оғлум Сулайман гунакар санилип қалармизмекин, — деди.
22 Mana, u téxi padishah bilen sözliship turghinida Natan peyghembermu kirip keldi.
Мана, у техи падиша билән сөзлишип турғинида Натан пәйғәмбәрму кирип кәлди.
23 Ular padishahqa: — Natan peyghember keldi, dep xewer berdi. U padishahning aldigha kiripla, yüzini yerge yéqip turup padishahqa tezim qildi.
Улар падишаға: — Натан пәйғәмбәр кәлди, дәп хәвәр бәрди. У падишаниң алдиға кирипла, йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилди.
24 Natan: — I ghojam padishah, sili Adoniya mendin kéyin padishah bolup méning textimde olturidu, dep éytqanidilimu?
Натан: — И ғоҗам падиша, сили Адония мәндин кейин падиша болуп мениң тәхтимдә олтириду, дәп ейтқан едилиму?
25 Chünki u bügün chüshüp, köp buqa, bordighan torpaqlar bilen qoylarni soydurup, padishahning hemme oghullirini, qoshunning serdarlirini, Abiyatar kahinni chaqirdi; we mana, ular uning aldida yep-ichip: «Yashisun padishah Adoniya!» — dep towlashmaqta.
Чүнки у бүгүн чүшүп, көп буқа, бордиған топақлар билән қойларни сойдуруп, падишаниң һәммә оғуллирини, қошунниң сәрдарлирини, Абиятар каһинни чақирди; вә мана, улар униң алдида йәп-ичип: «Яшисун падиша Адония!» — дәп товлашмақта.
26 Lékin qulliri bolghan méni, Zadok kahinni, Yehoyadaning oghli Binayani we qulliri bolghan Sulaymanni u chaqirmidi.
Лекин қуллири болған мени, Задок каһинни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә қуллири болған Сулайманни у чақирмиди.
27 Ghojam padishah kimning özliridin kéyin ghojam padishahning textide olturidighanliqini öz qullirigha uqturmay u ishni buyrudilimu? — dédi.
Ғоҗам падиша кимниң өзлиридин кейин ғоҗам падишаниң тәхтидә олтиридиғанлиғини өз қуллириға уқтурмай у ишни буйрудилиму? — деди.
28 Dawut padishah: — Bat-Shébani aldimgha qichqiringlar, dédi. U padishahning aldigha kirip, uning aldida turdi.
Давут падиша: — Бат-Шебани алдимға қичқириңлар, деди. У падишаниң алдиға кирип, униң алдида турди.
29 Padishah bolsa: — Jénimni hemme qiyinchiliqtin qutquzghan Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki,
Падиша болса: — Җенимни һәммә қийинчилиқтин қутқузған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки,
30 men eslide Israilning Xudasi Perwerdigar bilen sanga qesem qilip: «Séning oghlung Sulayman mendin kéyin padishah bolup ornumda méning textimde olturidu» dep éytqinimdek, bügünki künde men bu ishni choqum wujudqa chiqirimen, — dédi.
мән әслидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар билән саңа қәсәм қилип: «Сениң оғлуң Сулайман мәндин кейин падиша болуп орнумда мениң тәхтимдә олтириду» дәп ейтқинимдәк, бүгүнки күндә мән бу ишни чоқум вуҗудқа чиқиримән, — деди.
31 We Bat-Shéba yüzini yerge yéqip turup padishahqa tezim qilip: — Ghojam Dawut padishah ebediy yashisun! — dédi.
Вә Бат-Шеба йүзини йәргә йеқип туруп падишаға тазим қилип: — Ғоҗам Давут падиша әбәдий яшисун! — деди.
32 Dawut padishah: — Zadok kahinni, Natan peyghemberni, Yehoyadaning oghli Binayani aldimgha chaqiringlar, dédi. Ular padishahning aldigha keldi.
Давут падиша: — Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни алдимға чақириңлар, деди. Улар падишаниң алдиға кәлди.
33 Padishah ulargha: — Ghojanglarning xizmetkarlirini özünglargha qoshup, Sulaymanni öz qéchirimge mindürüp, Gihon’gha élip béringlar;
Падиша уларға: — Ғоҗаңларниң хизмәткарлирини өзүңларға қошуп, Сулайманни өз қечиримгә миндүрүп, Гиһонға елип бериңлар;
34 u yerde Zadok kahin bilen Natan peyghember uni Israilning üstige padishah bolushqa mesih qilsun. Andin kanay chélip: — Sulayman padishah yashisun! dep towlanglar.
у йәрдә Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни Исраилниң үстигә падиша болушқа мәсиһ қилсун. Андин канай челип: — Сулайман падиша яшисун! дәп товлаңлар.
35 Andin u textimde olturushqa bu yerge kelgende, uninggha egiship ménginglar; u méning ornumda padishah bolidu; chünki men uni Israil bilen Yehudaning üstige padishah bolushqa teyinlidim, — dédi.
Андин у тәхтимдә олтиришқа бу йәргә кәлгәндә, униңға әгишип меңиңлар; у мениң орнумда падиша болиду; чүнки мән уни Исраил билән Йәһуданиң үстигә падиша болушқа тайинлидим, — деди.
36 Yehoyadaning oghli Binaya padishahqa jawab bérip: — Amin! Ghojam padishahning Xudasi Perwerdigarmu shundaq buyrusun!
Йәһояданиң оғли Беная падишаға җавап берип: — Амин! Ғоҗам падишаниң Худаси Пәрвәрдигарму шундақ буйрусун!
37 Perwerdigar ghojam padishah bilen bille bolghandek, Sulayman bilen bille bolup, uning textini ghojam Dawut padishahningkidin téximu ulugh qilghay! — dédi.
Пәрвәрдигар ғоҗам падиша билән биллә болғандәк, Сулайман билән биллә болуп, униң тәхтини ғоҗам Давут падишаниңкидин техиму улуқ қилғай! — деди.
38 Zadok kahin, Natan peyghember, Yehoyadaning oghli Binaya we Keretiyler bilen Peletiyler chüshüp, Sulaymanni Dawut padishahning qéchirigha mindürüp, Gihon’gha élip bardi.
Задок каһин, Натан пәйғәмбәр, Йәһояданиң оғли Беная вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләр чүшүп, Сулайманни Давут падишаниң қечириға миндүрүп, Гиһонға елип барди.
39 Zadok kahin ibadet chédiridin may bilen tolghan bir münggüzni élip, Sulaymanni mesih qildi. Andin ular kanay chaldi. Xelqning hemmisi: — Sulayman padishah yashisun! — dep towlashti.
Задок каһин ибадәт чедиридин май билән толған бир мүңгүзни елип, Сулайманни мәсиһ қилди. Андин улар канай чалди. Хәлиқниң һәммиси: — Сулайман падиша яшисун! — дәп товлашти.
40 Xelqning hemmisi uning keynidin egiship, sunay chélip zor shadliq bilen yer yérilghudek tentene qilishti.
Хәлиқниң һәммиси униң кәйнидин әгишип, сүнай челип зор шатлиқ билән йәр йерилғидәк тәнтәнә қилишти.
41 Emdi Adoniya we uning bilen jem bolghan méhmanlar ghizalinip chiqqanda, shuni anglidi. Yoab kanay awazini anglighanda: — Némishqa sheherde shunche qiyqas-süren sélinidu? — dep soridi.
Әнди Адония вә униң билән җәм болған меһманлар ғизалинип чиққанда, шуни аңлиди. Йоаб канай авазини аңлиғанда: — Немишкә шәһәрдә шунчә қийқас-сүрән селиниду? — дәп сориди.
42 U téxi sözini tügetmeyla, mana Abiyatar kahinning oghli Yonatan keldi. Adoniya uninggha: — Kirgin, qeyser ademsen, choqum bizge xush xewer élip kelding, — dédi.
У техи сөзини түгәтмәйла, мана Абиятар каһинниң оғли Йонатан кәлди. Адония униңға: — Киргин, қәйсәр адәмсән, чоқум бизгә хуш хәвәр елип кәлдиң, — деди.
43 Yonatan Adoniyagha jawab bérip: — Undaq emes! Ghojimiz Dawut padishah Sulaymanni padishah qildi!
Йонатан Адонияға җавап берип: — Ундақ әмәс! Ғоҗимиз Давут падиша Сулайманни падиша қилди!
44 We padishah özi uninggha Zadok kahinni, Natan peyghemberni, Yehoyadaning oghli Binayani we Keretiyler bilen Peletiylerni hemrah qilip ewitip, uni padishahning qéchirigha mindürdi;
Вә падиша өзи униңға Задок каһинни, Натан пәйғәмбәрни, Йәһояданиң оғли Бенаяни вә Кәрәтийләр билән Пәләтийләрни һәмраһ қилип әвитип, уни падишаниң қечириға миндүрди;
45 andin Zadok kahin bilen Natan peyghember uni padishah bolushqa Gihonda mesih qildi. Ular u yerdin chiqip shadliq qilip, pütkül sheherni qiyqas-süren bilen lerzige saldi. Siz anglawatqan sada del shudur.
андин Задок каһин билән Натан пәйғәмбәр уни падиша болушқа Гиһонда мәсиһ қилди. Улар у йәрдин чиқип шатлиқ қилип, пүткүл шәһәрни қийқас-сүрән билән ләрзигә салди. Сиз аңлаватқан сада дәл шудур.
46 Uning üstige Sulayman hazir padishahliq textide olturiwatidu.
Униң үстигә Сулайман һазир падишалиқ тәхтидә олтириватиду.
47 Yene kélip padishahning xizmetkarliri kélip ghojimiz Dawut padishahqa: «Xudaliri Sulaymanning namini siliningkidin ewzel qilip, textini siliningkidin ulugh qilghay!» dep bext tilep mubarekleshke kélishti. Padishah özi yatqan orunda sejde qildi
Йәнә келип падишаниң хизмәткарлири келип ғоҗимиз Давут падишаға: «Худалири Сулайманниң намини силиниңкидин әвзәл қилип, тәхтини силиниңкидин улуқ қилғай!» дәп бәхит тиләп мубарәкләшкә келишти. Падиша өзи ятқан орунда сәҗдә қилди
48 we padishah: — «Bügün méning textimge olturghuchi birsini teyinligen, öz közlirimge shuni körgüzgen Israilning Xudasi Perwerdigar mubareklensun!» — dédi — dédi.
вә падиша: — «Бүгүн мениң тәхтимгә олтарғучи бирисини тайинлиған, өз көзлиримгә шуни көргүзгән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мубарәкләнсун!» — деди — деди.
49 Shuni anglap Adoniyaning barliq méhmanliri hoduqup, ornidin qopup herbiri öz yoligha ketti.
Шуни аңлап Адонияниң барлиқ меһманлири һодуқуп, орнидин қопуп һәр бири өз йолиға кәтти.
50 Adoniya bolsa Sulaymandin qorqup, ornidin qopup, [ibadet chédirigha] bérip qurban’gahning münggüzlirini tutti.
Адония болса Сулаймандин қорқуп, орнидин қопуп, [ибадәт чедириға] берип қурбангаһниң мүңгүзлирини тутти.
51 Sulayman’gha shundaq xewer bérilip: — «Adoniya Sulayman padishahtin qorqidu; chünki mana, u qurban’gahning münggüzlirini tutup turup: — «Sulayman padishah bügün manga shuni qesem qilsunki, u öz qulini qilich bilen öltürmeslikke wede qilghay» dédi», — déyildi.
Сулайманға шундақ хәвәр берилип: — «Адония Сулайман падишадин қорқиду; чүнки мана, у қурбангаһниң мүңгүзлирини тутуп туруп: — «Сулайман падиша бүгүн маңа шуни қәсәм қилсунки, у өз қулини қилич билән өлтүрмәсликкә вәдә қилғай» деди», — дейилди.
52 Sulayman: — U durus adem bolsa béshidin bir tal chach yerge chüshmeydu. Lékin uningda rezillik tépilsa, ölidu, dédi.
Сулайман: — У дурус адәм болса бешидин бир тал чач йәргә чүшмәйду. Лекин униңда рәзиллик тепилса, өлиду, деди.
53 Sulayman padishah adem ewitip uni qurban’gahdin élip keldi. U kélip Sulayman padishahning aldida éngiship tezim qildi. Sulayman uninggha: — Öz öyüngge ketkin, — dédi.
Сулайман падиша адәм әвитип уни қурбангаһдин елип кәлди. У келип Сулайман падишаниң алдида еңишип тазим қилди. Сулайман униңға: — Өз өйүңгә кәткин, — деди.

< Padishahlar 1 1 >