< Korintliqlargha 1 8 >
1 Emdi «butlargha atap nezir qilin’ghan taamlar» mesilisige kéleyli. «Hemmimizde bilim bar» dep bilimiz. Xosh, biraq bilim bolsa ademni körenglitidu; méhir-muhebbet bolsa ademni quridu.
Әнди «бутларға атап нәзир қилинған таамлар» мәсилисигә келәйли. «Һәммимиздә билим бар» дәп билимиз. Хош, бирақ билим болса адәмни көрәңлитиду; меһир-муһәббәт болса адәмни қуриду.
2 «Méning bilimim bar» dep hésablighan kishi, emeliyette héchnémini téxi bilishke tégishlik derijide bilmigen bolidu.
«Мениң билимим бар» дәп һесаплиған киши, әмәлийәттә һеч немини техи билишкә тегишлик дәриҗидә билмигән болиду.
3 Emma Xudani söygen kishi bolsa, u Uning teripidin tonulidu.
Амма Худани сөйгән киши болса, у Униң тәрипидин тонулиду.
4 Xosh, emdi «butlargha atap nezir qilin’ghan taamlar» toghruluq — bizge melumki, «Jahanda but dégen héchnéme hésablanmaydu», we «birla Xudadin bashqa héch ilah yoqtur».
Хош, әнди «бутларға атап нәзир қилинған таамлар» тоғрилиқ — бизгә мәлумки, «Җаһанда бут дегән һеч немә һесапланмайду», вә «бирла Худадин башқа һеч илаһ йоқтур».
5 Gerche nurghun atalmish ilahlar bar bolsimu — meyli ular zéminda yaki asmanda turidu dep qarilishidin qet’iynezer (derweqe «ilahlar» köp, we «reb»ler köptur)
Гәрчә нурғун аталмиш илаһлар бар болсиму — мәйли улар зиминда яки асманда туриду дәп қарилишидин қәтъийнәзәр (дәрвәқә «илаһлар» көп, вә «рәб»ләр көптур)
6 biraq biz üchün peqetla bir Xuda, yeni Ata bardur. Uningdin barliq mewjudatlar apiride bolghan, bizmu Uning üchün mewjut bolghanmiz; [shuningdek], birla Reb, yeni Eysa Mesih bardur. Pütkül mewjudatlar U arqiliq mewjut, bizmu U arqiliq hayatmiz.
бирақ биз үчүн пәқәтла бир Худа, йәни Ата бардур. Униңдин барлиқ мәвҗудатлар апиридә болған, бизму Униң үчүн мәвҗут болғанмиз; [шуниңдәк], бирла Рәб, йәни Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудатлар У арқилиқ мәвҗут, бизму У арқилиқ һаятмиз.
7 Emma bundaq bilim hemmimizde téxi yoqtur; téxi butlargha köndürülginidin xalas bolmighan bezi [ishen’güchiler] bolsa mushundaq taamlarni «butqa atap nezir qilin’ghan» dep bilip yeydu; shundaqla ularning wijdani ajiz bolghachqa, bulghan’ghan bolidu.
Амма бундақ билим һәммимиздә техи йоқтур; техи бутларға көндүрүлгинидин халас болмиған бәзи [ишәнгүчиләр] болса мошундақ таамларни «бутқа атап нәзир қилинған» дәп билип йәйду; шундақла уларниң виҗдани аҗиз болғачқа, булғанған болиду.
8 Emeliyette taamlarning özliri bizni Xuda bilen yarashturalmaydu; yémisek bizning kemchilikimiz hésablanmaydu, yégen bolsaq artuqchiliqmu hésablanmaydu.
Әмәлийәттә таамларниң өзлири бизни Худа билән яраштуралмайду; йемисәк бизниң кәмчилигимиз һесапланмайду, йегән болсақ артуқчилиқму һесапланмайду.
9 Biraq herhalda [yéyish] erkinlikinglarning ajizlargha putlikashang bolmasliqigha köngül qoyunglar.
Бирақ һәрһалда [йейиш] әркинлигиңларниң аҗизларға путликашаң болмаслиғиға көңүл қоюңлар.
10 Chünki ajiz bir bende bilimi bar bolghan séning butxanidiki dastixanda olturup yégenlikingni körse, undaqta u öz ajiz wijdanigha qarshi halda butlargha atap nezir qilin’ghan taamlarni yéyishke «qurulup kücheytilidighan» bolmamdu?
Чүнки аҗиз бир бәндә билими бар болған сениң бутханидики дәстиханда олтирип йегәнлигиңни көрсә, ундақта у өз аҗиз виҗданиға қарши һалда бутларға атап нәзир қилинған таамларни йейишкә «қурулуп күчәйтилидиған» болмамду?
11 Shuning bilen Mesih uning nijati üchün ölgen, séning qérindishing bolghan bu ajiz bende séning biliming wejidin halak bolidu.
Шуниң билән Мәсиһ униң ниҗати үчүн өлгән, сениң қериндишиң болған бу аҗиз бәндә сениң билимиң вәҗидин һалак болиду.
12 Shu yol bilen qérindashlargha ziyan yetküzüp gunah qilip, ularning ajiz wijdanini zeximlendürüp, Mesihke qarshi gunah qiliwatisiler.
Шу йол билән қериндашларға зиян йәткүзүп гуна қилип, уларниң аҗиз виҗданини зәхимләндүрүп, Мәсиһкә қарши гуна қиливатисиләр.
13 Shunga, eger birer taam öz qérindishimni yiqitidighan qiltaq bolsa, qérindishimni yiqitmasliqim üchün men menggügiche göshni qet’iy yémeymen. (aiōn )
Шуңа, әгәр бирәр таам өз қериндишимни жиқитидиған қилтақ болса, қериндишимни жиқитмаслиғим үчүн мән мәңгүгичә гөшни қәтъий йемәймән. (aiōn )