< Korintliqlargha 1 3 >
1 Lékin men, i qérindashlar, Rohqa tewe kishilerge söz qilghandek silerge söz qilalmay kéliwatimen; eksiche silerni etke tewe kishiler, Mesihde bolghan bowaq hésablap silerge sözleshke mejbur boldum.
Лекин мән, и қериндашлар, Роһқа тәвә кишиләргә сөз қилғандәк силәргә сөз қилалмай келиватимән; әксичә силәрни әткә тәвә кишиләр, Мәсиһдә болған бовақ һесаплап силәргә сөзләшкә мәҗбур болдум.
2 Men silerge süt ichküzdüm, göshni yégüzmidim; chünki siler göshni hezim qilalmayttinglar, shundaqla hazirmu téxi hezim qilalmaysiler;
Мән силәргә сүт ичкүздүм, гөшни йегүзмидим; чүнки силәр гөшни һәзим қилалмайттиңлар, шундақла һазирму техи һәзим қилалмайсиләр;
3 Chünki siler yenila etke tewedursiler. Aranglarda hesetxorluq we talash-tartishlar bar bolghachqa, siler etke tewe emesmu, insanlarche méngiwatmamsiler?
Чүнки силәр йәнила әткә тәвәдурсиләр. Араңларда һәсәтхорлуқ вә талаш-тартишлар бар болғачқа, силәр әткә тәвә әмәсму, инсанларчә меңиватмамсиләр?
4 Chünki birsi «Men Pawlus terepdari», bashqa birsi «Men Apollos terepdari» dése, siler peqet insanlarning yolida mangghan bolup qalmamsiler?
Чүнки бириси «Мән Павлус тәрәпдари», башқа бириси «Мән Аполлос тәрәпдари» десә, силәр пәқәт инсанларниң йолида маңған болуп қалмамсиләр?
5 Apollos dégen kim? Pawlus kim idi? Biz peqet silerning étiqadinglargha wasitichi bolduq, xalas; herbirimiz peqet Reb bizge teqsim qilghini boyiche wezipe ada qilidighan xizmetkarlar, xalas, shundaq emesmu?
Аполлос дегән ким? Павлус ким еди? Биз пәқәт силәрниң етиқатиңларға васитичи болдуқ, халас; һәр биримиз пәқәт Рәб бизгә тәқсим қилғини бойичә вәзипә ада қилидиған хизмәткарлар, халас, шундақ әмәсму?
6 Men tiktim, Apollos sughardi; emma östürgüchi bolsa Xudadur.
Мән тиктим, Аполлос суғарди; амма өстүргүчи болса Худадур.
7 Shunga tikküchi héchnémige hésab emes, sugharghuchimu héchnémige hésab emes, peqet östürgüchi Xuda Özi hemmidur.
Шуңа тиккүчи һеч немигә һесап әмәс, суғарғучиму һеч немигә һесап әмәс, пәқәт өстүргүчи Худа Өзи һәммидур.
8 Emma tikküchi we osa qilghuchi bolsa bir meqsettidur; shundaqtimu herbiri öz ejri boyiche in’amini qobul qilidu.
Амма тиккүчи вә оса қилғучи болса бир мәхсәттидур; шундақтиму һәр бири өз әҗри бойичә инъамини қобул қилиду.
9 Chünki biz Xudagha tewe méhnetdashturmiz; siler bolsanglar Xudaning bagh-étizi, Xudaning qurulushisiler.
Чүнки биз Худаға тәвә меһнәтдаштурмиз; силәр болсаңлар Худаниң бағ-етизи, Худаниң қурулушисиләр.
10 Xudaning manga teqsim qilghan méhir-shepqiti boyiche, xuddi usta mémardek ul saldim, andin bashqa birsi uning üstige quruwatidu. Emma herbir qurghuchi qandaq quruwatqanliqigha éhtiyat qilsun.
Худаниң маңа тәқсим қилған меһри-шәпқити бойичә, худди уста мемардәк һул салдим, андин башқа бириси униң үстигә қуруватиду. Амма һәр бир қурғучи қандақ қуруватқанлиғиға еһтият қилсун.
11 Chünki sélin’ghan ulni, yeni Eysa Mesihdin bashqa héchqandaq ulni sélishqa bolmaydu.
Чүнки селинған һулни, йәни Әйса Мәсиһдин башқа һеч қандақ һулни селишқа болмайду.
12 Emdi birsi bu ul üstige altun, kümüsh, qimmetlik tashlar, yaghach, chöpler, saman salsa,
Әнди бириси бу һул үстигә алтун, күмүч, қиммәтлик ташлар, яғач, чөпләр, саман салса,
13 herbirining singdürgen ejrining qandaqliqi körünidu; chünki shu küni uni ashkare qilidu, chünki uning mahiyiti otta körülidu; ot herbir kishining ejrini, qandaq mahiyettin bolghanliqini sinaydu.
һәр бириниң сиңдүргән әҗриниң қандақлиғи көрүниду; чүнки шу күни уни ашкарә қилиду, чүнки униң маһийити отта көрүлиду; от һәр бир кишиниң әҗрини, қандақ маһийәттин болғанлиғини синайду.
14 Birsining ul üstige qurghan ishi puxta saqlinip qalsa, u in’amgha érishidu;
Бирисиниң һул үстигә қурған иши пухта сақлинип қалса, у инъамға еришиду;
15 Birsining qurghini köyüp ketse, u ziyan tartidu; u özi qutulidu, emma goya ottin ötüp qutulghan birsige oxshap qalidu.
Бирисиниң қурғини көйүп кәтсә, у зиян тартиду; у өзи қутулиду, амма гоя оттин өтүп қутулған бирисигә охшап қалиду.
16 Ejeba, özünglarning Xudaning ibadetxanisi ikenlikinglarni we Xudaning Rohining silerde turghanliqini bilmemsiler?
Әҗәба, өзүңларниң Худаниң ибадәтханиси екәнлигиңларни вә Худаниң Роһиниң силәрдә турғанлиғини билмәмсиләр?
17 Birsi Xudaning ibadetxanisini xarab qilsa, Xuda uni xarab qilidu; chünki Xudaning ibadetxanisi pak-muqeddestur, siler del shundaqsiler.
Бириси Худаниң ибадәтханисини харап қилса, Худа уни харап қилиду; чүнки Худаниң ибадәтханиси пак-муқәддәстур, силәр дәл шундақсиләр.
18 Héchkim öz-özini aldimisun; birsi özini bu dewrde dana dep sanisa, nadan bolup qalsun; shuning bilen u dana bolidu. (aiōn )
Һеч ким өз-өзини алдимисун; бириси өзини бу дәвирдә дана дәп саниса, надан болуп қалсун; шуниң билән у дана болиду. (aiōn )
19 Chünki bu dunyadiki danaliq Xudagha nisbeten exmeqliqtur; chünki: — «U danishmenlerni öz hiyligerlikining tuziqigha alidu», dep we yene: «Reb danishmenlerning oy-xiyallirining tutami yoqluqini bilidu» dep pütüklüktur.
Чүнки бу дуниядики даналиқ Худаға нисбәтән ахмақлиқтур; чүнки: — «У данишмәнләрни өз һейлигәрлигиниң қапқиниға алиду», дәп вә йәнә: «Рәб данишмәнләрниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду» дәп пүтүклүктур.
21 Shunga héchkim insan dégenlerni pexirlinip danglimisun; chünki hemme mewjudatlar silerge tewedur;
Шуңа һеч ким инсан дегәнләрни пәхирлинип даңлимисун; чүнки һәммә мәвҗудатлар силәргә тәвәдур;
22 Pawlus bolsun, Apollos bolsun, Kéfas bolsun, dunya-jahan bolsun, hayat bolsun, ölüm bolsun, hazirqi ishlar bolsun, kelgüsi ishlar bolsun, hemmisi silerge mensuptur;
Павлус болсун, Аполлос болсун, Кефас болсун, дуния-җаһан болсун, һаят болсун, өлүм болсун, һазирқи ишлар болсун, кәлгүси ишлар болсун, һәммиси силәргә мәнсуптур;
23 siler bolsanglar Mesihning, Mesih bolsa Xudaningkidur.
силәр болсаңлар Мәсиһниң, Мәсиһ болса Худаниңкидур.