< Korintliqlargha 1 12 >

1 Emma i qérindashlar, rohiy iltipatlargha kelsek, silerning ular toghruluq bilmey qélishinglarni xalimaymen.
Амма и қериндашлар, роһий илтипатларға кәлсәк, силәрниң улар тоғрилиқ билмәй қелишиңларни халимаймән.
2 Siler taipilerning arisida bolghan waqtinglarda herxil yollargha bashlinip, gas-gacha butlargha [choqunushqa] azdurulup ketkininglarni bilisiler.
Силәр таипиләрниң арисида болған вақтиңларда һәр хил йолларға башлинип, гас-гача бутларға [чоқунушқа] аздурулуп кәткиниңларни билисиләр.
3 Shunga men silerge uqturimenki, héchkim Xudaning Rohida turup: «Eysagha lenet!» démeydu we herqandaq biri Muqeddes Rohta bolmay turup «Eysa Rebdur!» dep éytalmaydu.
Шуңа мән силәргә уқтуримәнки, һеч ким Худаниң Роһида туруп: «Әйсаға ләнәт!» демәйду вә һәр қандақ бири Муқәддәс Роһта болмай туруп «Әйса Рәбдур!» дәп ейталмайду.
4 Emma iltipatlar xilmuxil, lékin Roh bolsa birdur.
Амма илтипатлар хилму-хил, лекин Роһ болса бирдур.
5 Xizmetler bolsa herxil, emma [biz xizmitini qilidighan] Reb birdur.
Хизмәтләр болса һәр хил, амма [биз хизмитини қилидиған] Рәб бирдур.
6 Ishlesh yolliri herxil, emma hemmeylende hemme ishni wujudqa chiqarghuchi Xuda birdur.
Ишләш йоллири һәр хил, амма һәммәйләндә һәммә ишни вуҗудқа чиқарғучи Худа бирдур.
7 Emma hemmeylenning menpeeti üchün herbirige Rohning namayan bolushi béghishlinidu.
Амма һәммәйләнниң мәнпәәти үчүн һәр биригә Роһниң намайән болуши беғишлиниду.
8 Chünki Roh arqiliq birige danaliq yetküzgüchi söz, yene birige shu oxshash Roh arqiliq xewer yetküzgüchi söz teqsim qilinidu;
Чүнки Роһ арқилиқ биригә даналиқ йәткүзгүчи сөз, йәнә биригә шу охшаш Роһ арқилиқ хәвәр йәткүзгүчи сөз тәқсим қилиниду;
9 yene oxshash Roh arqiliq bashqa birige alahide ishench, yene birige oxshash Roh arqiliq [késellerni] saqaytish iltipatliri,
йәнә охшаш Роһ арқилиқ башқа биригә алаһидә ишәш, йәнә биригә охшаш Роһ арқилиқ [кесәлләрни] сақайтиш илтипатлири,
10 birawgha möjizilerni yaritish teqsim qilinidu; birawgha wehiy-bésharet bérish; birawgha herxil rohlarni perq étish, birawgha namelum tillarda sözlesh, yene birawgha namelum tillarni terjime qilish iltipati teqsim qilinidu.
бирәвға мөҗизиләрни яритиш тәқсим қилиниду; бирәвға вәһий-бешарәт бериш; бирәвға һәр хил роһларни пәриқ етиш, бирәвға намәлум тилларда сөзләш, йәнә бирәвға намәлум тилларни тәрҗимә қилиш илтипати тәқсим қилиниду.
11 Emma bu ishlarning hemmisini yürgüzgüchi oxshash shu bir Rohtur, U herbirige Özi layiq körüp, ayrim-ayrim teqsim qilip béridu.
Амма бу ишларниң һәммисини жүргүзгүчи охшаш шу бир Роһтур, У һәр биригә Өзи лайиқ көрүп, айрим-айрим тәқсим қилип бериду.
12 Chünki insaniy ten bir bolsimu nurghun ezaliri bolghinidek, shundaqla ezaliri nurghun bolsimu özara qoshulup bir ten bolghandek, Mesih Özimu hem shundaqtur.
Чүнки инсаний тән бир болсиму нурғун әзалири болғинидәк, шундақла әзалири нурғун болсиму өз ара қошулуп бир тән болғандәк, Мәсиһ Өзиму һәм шундақтур.
13 Chünki hemmimiz, meyli Yehudiylar bolsaqmu, Grékler bolsaqmu, qullar bolsaqmu, hörler bolsaqmu, bir Rohta bir ten’ge kirishke chömüldürülduq we bir Rohtin ichishke nésip qilinduq.
Чүнки һәммимиз, мәйли Йәһудийлар болсақму, Грекләр болсақму, қуллар болсақму, һөрләр болсақму, бир Роһта бир тәнгә киришкә чөмүлдүрүлдуқ вә бир Роһтин ичишкә несип қилиндуқ.
14 Chünki ten birla ezadin emes, belki köp ezalardin terkib tapidu.
Чүнки тән бирла әзадин әмәс, бәлки көп әзалардин тәркиб тапиду.
15 Eger put: «Men qol bolmighinim üchün men ten’ge tewe emesmen» désila, undaqta u heqiqeten ten’ge tewe emes bolamdu?
Әгәр пут: «Мән қол болмиғиним үчүн мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду?
16 Qulaq: «Men köz emes, shunga men ten’ge tewe emesmen» désila, undaqta u heqiqeten ten’ge tewe emes bolamdu?
Қулақ: «Мән көз әмәс, шуңа мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду?
17 Pütün ten közla bolsa, undaqta anglash sézimimiz nedin bolidu? Pütün ten qulaqla bolsa, undaqta purash sézimimiz nedin bolidu?
Пүтүн тән көзла болса, ундақта аңлаш сезимимиз нәдин болиду? Пүтүн тән қулақла болса, ундақта пураш сезимимиз нәдин болиду?
18 Halbuki, Xuda Özige layiq körgen ten ezalirining herbirini ayrim-ayrim öz jayigha orunlashturghan;
Һалбуки, Худа Өзигә лайиқ көргән тән әзалириниң һәр бирини айрим-айрим өз җайиға орунлаштурған;
19 eger ularning hemmisi oxshash eza bolsa, undaqta uni qandaqmu ten dégili bolatti?
әгәр уларниң һәммиси охшаш әза болса, ундақта уни қандақму тән дегили болатти?
20 Emdilikte ezalar köp, ten bolsa birdur.
Әндиликтә әзалар көп, тән болса бирдур.
21 Köz qolgha: «Méning sanga éhtiyajim chüshmeydu!» déyelmeydu; yaki bash bolsa putlargha: «Méning silerge éhtiyajim chüshmeydu!» déyelmeydu.
Көз қолға: «Мениң саңа еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду; яки баш болса путларға: «Мениң силәргә еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду.
22 Del eksiche, tendiki ajiz-erzimes dep körün’gen ezalar kem bolsa bolmaydu;
Дәл әксичә, тәндики аҗиз-әрзимәс дәп көрүнгән әзалар кам болса болмайду;
23 we hem tendiki biz étiwarsiz dep hésablighan ezalargha bolsa, téximu köprek étiwar qilimiz; shundaqla isketsiz dep qaralghan ezalirimiz téximu isketlik qilinidu;
вә һәм тәндики биз етиварсиз дәп һесаплиған әзаларға болса, техиму көпрәк етивар қилимиз; шундақла искәтсиз дәп қаралған әзалиримиз техиму искәтлик қилиниду;
24 eslide yarishimliq bolghan ezalirimizgha bolsa shundaq qilishning hajiti yoq. Emma Xuda pütün tenni shundaq birleshtürgenki, U étiwarsiz dep hésablan’ghan ezalargha téximu köp étiwar béridu.
әслидә яришимлиқ болған әзалиримизға болса шундақ қилишниң һаҗити йоқ. Амма Худа пүтүн тәнни шундақ бирләштүргәнки, У етиварсиз дәп һесапланған әзаларға техиму көп етивар бериду.
25 Buningdin meqset tende héch bölünüshler bolmasliqi, belki barliq ezalar özara oxshash köyümchanliqta bolushi üchündur.
Буниңдин мәхсәт тәндә һеч бөлүнүшләр болмаслиғи, бәлки барлиқ әзалар өз ара охшаш көйүмчанлиқта болуши үчүндур.
26 Bir eza japa-derd tartsa, barliq ezalar uning bilen teng japa-derd tartidu; bir ezagha sherep kelse, barliq ezalar uning bilen teng shadlinidu.
Бир әза җапа-дәрд тартса, барлиқ әзалар униң билән тәң җапа-дәрд тартиду; бир әзаға шәрәп кәлсә, барлиқ әзалар униң билән тәң шатлиниду.
27 Emdi siler Mesihning ténidursiler, herbiringlar Uning ayrim-ayrim ezasidursiler.
Әнди силәр Мәсиһниң тенидурсиләр, һәр бириңлар Униң айрим-айрим әзасидурсиләр.
28 Xuda jamaette mushundaqlarni orunlashturghan: — awwal rosullarni, andin peyghemberlerni, üchinchi bolup telim bergüchilerni; andin möjize körsetküchilerni, andin türlük késellerni saqaytish iltipatlirigha ige bolghanlarni, yardem bergüchilerni, yétekchilik qilghuchilarni, herxil namelum tillarda sözleydighanlarni teyinlep orunlashturghandur.
Худа җамаәттә мошундақларни орунлаштурған: — авал расулларни, андин пәйғәмбәрләрни, үчинчи болуп тәлим бәргүчиләрни; андин мөҗизә көрсәткүчиләрни, андин түрлүк кесәлләрни сақайтиш илтипатлириға егә болғанларни, ярдәм бәргүчиләрни, йетәкчилик қилғучиларни, һәр хил намәлум тилларда сөзләйдиғанларни тайинлап орунлаштурғандур.
29 Hemmeylen rosulmu? Hemmeylen peyghembermu? Hemmeylen telim bergüchimu? Hemmeylen möjize körsetküchmu?
Һәммәйлән расулму? Һәммәйлән пәйғәмбәрму? Һәммәйлән тәлим бәргүчиму? Һәммәйлән мөҗизә көрсәткүчму?
30 Hemmeylende saqaytish iltipatliri barmu? Hemmeylen namelum tillarda sözlemdu? Hemmeylen namelum tillarni terjime qilalamdu?
Һәммәйләндә сақайтиш илтипатлири барму? Һәммәйлән намәлум тилларда сөзләмду? Һәммәйлән намәлум тилларни тәрҗимә қилаламду?
31 Emma siler chongraq iltipatlarni teqezza bolup qoghlanglar; halbuki, men hazir silerge hemmidin ewzel bir yolni körsitip bérey.
Амма силәр чоңрақ илтипатларни тәқәзза болуп қоғлаңлар; һалбуки, мән һазир силәргә һәммидин әвзәл бир йолни көрситип берәй.

< Korintliqlargha 1 12 >