< Tarix-tezkire 1 19 >

1 Kéyinki waqitlarda shundaq boldiki, Ammonlarning padishahi Nahash öldi; oghli Hanun ornigha padishah boldi.
Кейинки вақитларда шундақ болдики, Аммонларниң падишаси Наһаш өлди; оғли Һанун орниға падиша болди.
2 Dawut: «Nahash manga iltipat körsetkini üchün, uning oghli Hanun’gha iltipat körsitimen» dep, atisining petisige uning könglini sorashqa Hanunning yénigha elchilerni ewetti. Dawutning elchiliri Ammonlarning zémin’gha yétip kélip, könglini sorighili Hanun bilen körüshmekchi boldi.
Давут: «Наһаш маңа илтипат көрсәткини үчүн, униң оғли Һанунға илтипат көрситимән» дәп, атисиниң пәтисигә униң көңлини сорашқа Һанунниң йениға әлчиләрни әвәтти. Давутниң әлчилири Аммонларниң зиминға йетип келип, көңлини сориғили Һанун билән көрүшмәкчи болди.
3 Lékin Ammonlarning emeldarliri Hanun’gha: «Dawutni rastla atilirining izzet-hörmitini qilip silige köngül sorighili adem ewetiptu, dep qaramla? Uning xizmetkarlirining özlirining aldilirigha kélishi bu yerni küzitish, aghdurmichiliq qilish, charlash üchün emesmidu?» — dédi.
Лекин Аммонларниң әмәлдарлири Һанунға: «Давутни растла атилириниң иззәт-һөрмитини қилип силигә көңүл сориғили адәм әвәтипту, дәп қарамла? Униң хизмәткарлириниң өзлириниң алдилириға келиши бу йәрни күзитиш, ағдурмичилиқ қилиш, чарлаш үчүн әмәсмиду?» — деди.
4 Shuning bilen Hanun Dawutning xizmetkarlirini tutup, ularning saqal-burutlirini chüshürgüziwétip hem kiyimlirining beldin töwinini kestürüwétip andin ularni qoyuwetti.
Шуниң билән Һанун Давутниң хизмәткарлирини тутуп, уларниң сақал-бурутлирини чүшүргүзиветип һәм кийимлириниң бәлдин төвинини кәстүрүветип андин уларни қоювәтти.
5 Beziler kélip Dawutqa elchilerning ehwalini uqturdi; u ularni kütüwélishqa aldigha adem ewetti, chünki ular tolimu iza-ahanette qalghanidi. Shunga padishah ulargha: «Saqal-burutinglar öskichilik Yérixo shehiride turup andin yénip kélinglar» dédi.
Бәзиләр келип Давутқа әлчиләрниң әһвалини уқтурди; у уларни күтүвелишқа алдиға адәм әвәтти, чүнки улар толиму иза-аһанәттә қалған еди. Шуңа падиша уларға: «Сақал-бурутиңлар өскичилик Йерихо шәһиридә туруп андин йенип келиңлар» деди.
6 Ammonlar özlirining Dawutning nepritige uchrighanliqini bildi, Hanun we Ammonlar Aram-Naharaim, Aram-Maakah we Zobahdin jeng harwisi we atliq leshker yallashqa adem ewetip ming talant kümüsh berdi.
Аммонлар өзлириниң Давутниң нәпритигә учриғанлиғини билди, Һанун вә Аммонлар Арам-Наһараим, Арам-Маакаһ вә Зобаһдин җәң һарвуси вә атлиқ ләшкәр яллашқа адәм әвәтип миң талант күмүч бәрди.
7 Ular ottuz ikki ming jeng harwisi, shundaqla Maakah padishahi bilen uning qoshunini yalliwaldi; ular Medebaning aldigha kélip bargah qurdi. Ammonlarmu jeng qilish üchün herqaysi sheherliridin kélip jem bolushti.
Улар оттуз икки миң җәң һарвуси, шундақла Маакаһ падишаси билән униң қошунини ялливалди; улар Мәдәбаниң алдиға келип баргаһ қурди. Аммонларму җәң қилиш үчүн һәр қайси шәһәрлиридин келип җәм болушти.
8 Dawut buni anglap Yoab bilen barliq esker qoshunini [ularning aldigha] chiqardi.
Давут буни аңлап Йоаб билән барлиқ әскәр қошунини [уларниң алдиға] чиқарди.
9 Ammonlar chiqip sheher derwazisining aldida sep tüzüp turdi; jengge atlinip chiqqan padishahlarmu dalada ayrim sep tüzüp turushti.
Аммонлар чиқип шәһәр дәрвазисиниң алдида сәп түзүп турди; җәңгә атлинип чиққан падишаларму далада айрим сәп түзүп турушти.
10 Yoab özining aldi-keynidin hujumgha uchraydighanliqini körüp, pütün Israildin bir qisim serxil ademlerni tallap, Suriyler bilen jeng qilishqa ularni septe turghuzdi;
Йоаб өзиниң алди-кәйнидин һуҗумға учрайдиғанлиғини көрүп, пүтүн Исраилдин бир қисим сәрхил адәмләрни таллап, Сурийләр билән җәң қилишқа уларни сәптә турғузди;
11 u qalghan ademlirini inisi Abishaygha tapshurdi, shuningdek ular özlirini Ammonlar bilen jeng qilishqa sep qilip teyyarlidi.
у қалған адәмлирини иниси Абишайға тапшурди, шуниңдәк улар өзлирини Аммонлар билән җәң қилишқа сәп қилип тәйярлиди.
12 Yoab Abishaygha: «Eger Suriyler manga küchlük kelse, sen manga yardem bergeysen; emma Ammonlar sanga küchlük kelse, men bérip sanga yardem bérey.
Йоаб Абишайға: «Әгәр Сурийләр маңа күчлүк кәлсә, сән маңа ярдәм бәргәйсән; амма Аммонлар саңа күчлүк кәлсә, мән берип саңа ярдәм берәй.
13 Jür’etlik bolghin! Öz xelqimiz üchün we Xudayimizning sheherliri üchün baturluq qilayli. Perwerdigar Özige layiq körün’ginini qilghay! — dédi.
Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди.
14 Emdi Yoab we uning bilen bolghan ademler Suriylerge hujum qilghili chiqti; Suriyler uning aldidin qachti.
Әнди Йоаб вә униң билән болған адәмләр Сурийләргә һуҗум қилғили чиқти; Сурийләр униң алдидин қачти.
15 Suriylerning qachqanliqini körgen Ammonlarmu Yoabning inisi Abishayning aldidin qéchip, sheherge kiriwaldi. Andin Yoab Yérusalémgha qaytip keldi.
Сурийләрниң қачқанлиғини көргән Аммонларму Йоабниң иниси Абишайниң алдидин қечип, шәһәргә киривалди. Андин Йоаб Йерусалимға қайтип кәлди.
16 Suriyler bolsa özlirining Israillarning aldida meghlup bolghinini körgende, elchi ewetip, [Efrat] deryasining u teripidiki Suriylerni chaqirtip keldi. Hadad’ézerning qoshunining serdari bolghan Shofaq ulargha yétekchi idi.
Сурийләр болса өзлириниң Исраилларниң алдида мәғлуп болғинини көргәндә, әлчи әвәтип, [Әфрат] дәриясиниң у тәрипидики Сурийләрни чақиртип кәлди. Һададезәрниң қошуниниң сәрдари болған Шофақ уларға йетәкчи еди.
17 Buningdin xewer tapqan Dawut pütkül Israil xelqini yighip Iordan deryasidin ötüp, Suriylerning yénigha kélip ulargha qarshi sep tüzüp turdi. Dawutning sep tüzgenlikini körgen Suriyler jengge atlandi.
Буниңдин хәвәр тапқан Давут пүткүл Исраил хәлқини жиғип Иордан дәриясидин өтүп, Сурийләрниң йениға келип уларға қарши сәп түзүп турди. Давутниң сәп түзгәнлигини көргән Сурийләр җәңгә атланди.
18 Suriyler Israillarning aldidin qachti; Dawut Suriylerdin yette ming jeng harwiliqni we qiriq ming piyade leshkerni öltürdi we yene Suriylerning serdari Shofaqni öltürdi.
Сурийләр Исраилларниң алдидин қачти; Давут Сурийләрдин йәттә миң җәң һарвулиқни вә қириқ миң пиядә ләшкәрни өлтүрди вә йәнә Сурийләрниң сәрдари Шофақни өлтүрди.
19 Hadad’ézerning emeldarliri Israil aldida yéngilginini körgende, Dawut bilen sülh qilip uninggha béqindi; shuningdin kéyin Suriyler ikkinchi Ammoniylargha yardem bérishni xalimaydighan boldi.
Һададезәрниң әмәлдарлири Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Давут билән сүлһ қилип униңға беқинди; шуниңдин кейин Сурийләр иккинчи Аммонийларға ярдәм беришни халимайдиған болди.

< Tarix-tezkire 1 19 >