< Tarix-tezkire 1 16 >
1 Ular Xudaning ehde sanduqini kötürüp kirip Dawut uninggha hazirlap qoyghan chédirning otturisigha qoyup, andin Xudaning aldida köydürme qurbanliq bilen inaqliq qurbanliqi sundi.
Улар Худаниң әһдә сандуғини көтирип кирип Давут униңға һазирлап қойған чедирниң оттурисиға қоюп, андин Худаниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи сунди.
2 Dawut köydürme qurbanliqi bilen inaqliq qurbanliqi sunup bolghandin kéyin Perwerdigarning namida xelqqe bext tilidi.
Давут көйдүрмә қурбанлиғи билән енақлиқ қурбанлиғи сунуп болғандин кейин Пәрвәрдигарниң намида хәлиққә бәхит тилиди.
3 U yene er-ayal démey Israillarning her birige birdin nan, birdin xorma poshkili, birdin üzüm poshkili üleshtürüp berdi.
У йәнә әр-аял демәй Исраилларниң һәр биригә бирдин нан, бирдин хорма пошкили, бирдин үзүм пошкили үләштүрүп бәрди.
4 Dawut bir qisim Lawiylargha Perwerdigarning ehde sanduqi aldida xizmette bolush, yeni dua-tilawet oqush, Israilning Xudasi Perwerdigargha teshekkür-rehmet éytish we küy-munajat oqushni buyrudi.
Давут бир қисим Лавийларға Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи алдида хизмәттә болуш, йәни дуа-тилавәт оқуш, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтиш вә күй-мунаҗат оқушни буйруди.
5 Ularning yolbashchisi bolsa Asaf, andin Zekeriya idi; bashqiliri bolsa Jeiyel, Shémiramot, Yehiyel, Mattitiyah, Éliab, Binaya, Obed-Édom we Jeiyeller idi. Ular tembur-chiltar chélishqa qoyuldi; Asaf bolsa changlarni chalatti.
Уларниң йолбашчиси болса Асаф, андин Зәкәрия еди; башқилири болса Җәийәл, Шемирамот, Йәһийәл, Маттитияһ, Елиаб, Беная, Обәд-Едом вә Җәийәлләр еди. Улар тәмбур-чилтар челишқа қоюлди; Асаф болса чаңларни чалатти.
6 Binaya bilen Yahaziyeldin ibaret ikki kahin Xudaning ehde sanduqi aldida herdaim kanay chélishqa qoyuldi.
Беная билән Яһазийәлдин ибарәт икки каһин Худаниң әһдә сандуғи алдида һәрдайим канай челишқа қоюлди.
7 Shu küni Dawut Asaf we qérindashlirini Perwerdigargha teshekkür-rehmet éytishqa belgilep ulargha birinchidin munu küyni tapshurdi: —
Шу күни Давут Асаф вә қериндашлирини Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтишқа бәлгүләп уларға биринчидин муну күйни тапшурди: —
8 «Perwerdigargha teshekkür qilinglar, Uning namini chaqirip nida qilinglar, Uning qilghanlirini eller arisida ayan qilinglar!
«Пәрвәрдигарға тәшәккүр қилиңлар, Униң намини чақирип нида қилиңлар, Униң қилғанлирини әлләр арисида аян қилиңлар!
9 Uninggha naxshilar éytip, Uni küylenglar, Uning pütkül karamet möjiziliri üstide séghinip oylininglar.
Униңға нахшилар ейтип, Уни күйләңлар, Униң пүткүл карамәт мөҗизилири үстидә сеғинип ойлиниңлар.
10 Muqeddes namidin pexirlinip danglanglar, Perwerdigarni izdigüchilerning köngli shadlansun!
Муқәддәс намидин пәхирлинип даңлаңлар, Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң көңли шатлансун!
11 Perwerdigarni we Uning qudritini izdenglar, Uning yüz-huzurini toxtimay izdenglar.
Пәрвәрдигарни вә Униң қудритини издәңлар, Униң йүз-һозурини тохтимай издәңлар.
12 Uning yaratqan möjizilirini, Karamet alametlirini hem aghzidin chiqqan hökümlirini este tutunglar,
Униң яратқан мөҗизилирини, Карамәт аламәтлирини һәм ағзидин чиққан һөкүмлирини әстә тутуңлар,
13 I uning quli Israilning nesli, Özi tallighanliri, Yaqupning oghulliri!
И униң қули Исраилниң нәсли, Өзи таллиғанлири, Яқупниң оғуллири!
14 U, Perwerdigar — Xudayimiz, Uning hökümliri pütkül yer yüzididur.
У, Пәрвәрдигар — Худайимиз, Униң һөкүмлири пүткүл йәр йүзидидур.
15 U Özi tüzgen ehdini ebediy yadinglarda tutunglar — — Bu uning ming ewladqiche wedileshken sözidur —
У Өзи түзгән әһдини әбәдий ядиңларда тутуңлар — — Бу униң миң әвлатқичә вәдиләшкән сөзидур —
16 Ibrahim bilen tüzgen ehdisi, Yeni Ishaqqa ichken qesimidur.
Ибраһим билән түзгән әһдиси, Йәни Исһаққа ичкән қәсимидур.
17 U buni Yaqupqimu nizam dep jezmleshtürdi, Israilgha ebediy ehde qilip bérip: —
У буни Яқупқиму низам дәп җәзмләштүрди, Исраилға әбәдий әһдә қилип берип: —
18 «Sanga Qanaan zéminini bérimen, Uni mirasing bolghan nésiweng qilimen» — dédi.
«Саңа Қанаан зиминини беримән, Уни мирасиң болған несивәң қилимән» — деди.
19 U chaghda siler ajiz idinglar, adiminglar az hem u yerde musapir idinglar;
У чағда силәр аҗиз едиңлар, адимиңлар аз һәм у йәрдә мусапир едиңлар;
20 Bu eldin u elge, bir qebilidin yene bir qebilige köchüp yürgen.
Бу әлдин у әлгә, бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә көчүп жүргән.
21 Perwerdigar herqandaq ademning ularni bozek qilishigha yol qoymidi, Ularni dep padishahlarghimu tenbih bérip: —
Пәрвәрдигар һәр қандақ адәмниң уларни бозәк қилишиға йол қоймиди, Уларни дәп падишаларғиму тәнбиһ берип: —
22 «Men mesih qilghanlargha tegme, Peyghemberlirimge yaman ish qilma!» — dédi.
«Мән мәсиһ қилғанларға тәгмә, Пәйғәмбәрлиримгә яман иш қилма!» — деди.
23 Pütün jahan, Perwerdigarni küylenglar, Nijatini her küni élan qilinglar!
Пүтүн җаһан, Пәрвәрдигарни күйләңлар, Ниҗатини һәр күни елан қилиңлар!
24 Uning julasini ellerde bayan qilinglar, Uning möjizilirini barliq xelqler arisida jakarlanglar.
Униң җуласини әлләрдә баян қилиңлар, Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар.
25 Chünki Perwerdigarimiz ulughdur, Zor hemdusanagha layiqtur; U barliq ilahlardin üstün, Uningdin qorqush kérektur;
Чүнки Пәрвәрдигаримиз улуқдур, Зор һәмдусанаға лайиқтур; У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
26 Chünki barliq ellerning ilahliri — butlar xalas, Biraq Perwerdigar asman-pelekni yaratqandur.
Чүнки барлиқ әлләрниң илаһлири — бутлар халас, Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
27 Shanushewket we heywet Uning aldida, Qudret we xushluq Uning jayididur.
Шанушәвкәт вә һәйвәт Униң алдида, Қудрәт вә хушлуқ Униң җайидидур.
28 Perwerdigargha teelluqini bergeysiler, i el-qebililer, Perwerdigargha shan-sherep we qudretni bergeysiler!
Пәрвәрдигарға тәәллуғини бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр, Пәрвәрдигарға шан-шәрәп вә қудрәтни бәргәйсиләр!
29 Perwerdigarning namigha layiq bolghan shan-shöhretni Uninggha bergeysiler; Sowgha-salam élip Uning aldigha kiringlar, Perwerdigargha pak-muqeddeslikning güzellikide sejde qilinglar;
Пәрвәрдигарниң намиға лайиқ болған шан-шөһрәтни Униңға бәргәйсиләр; Соға-салам елип Униң алдиға кириңлар, Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар;
30 Pütkül yer-yüzi, Uning aldida titrenglar! Dunya mezmut qilin’ghan, u tewrenmes esla.
Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар! Дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла.
31 Asmanlar shadlansun, we yer-jahan xush bolsun, Eller arisida élan qilinsun: — «Perwerdigar höküm süridu!».
Асманлар шатлансун, вә йәр-җаһан хуш болсун, Әлләр арисида елан қилинсун: — «Пәрвәрдигар һөкүм сүриду!».
32 Déngiz-okyan we uninggha tolghan hemme chuqan sélip jush ursun! Dalilar hem ulardiki hemme yayrisun!
Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун! Далилар һәм улардики һәммә яйрисун!
33 U chaghda ormandiki pütkül derexler Perwerdigar aldida yangritip naxsha éytidu; Chünki mana, U pütün jahanni soraq qilishqa kélidu!
У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду; Чүнки мана, У пүтүн җаһанни сорақ қилишқа келиду!
34 Perwerdigargha teshekkür éytinglar! Chünki U méhribandur, Ebediydur Uning méhir-muhebbiti.
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар! Чүнки У меһривандур, Әбәдийдур Униң меһир-муһәббити.
35 We: Bizni qutquzghin, i nijatimiz bolghan Xuda! Bizni [yéninggha] yighiwalghaysen, Muqeddes naminggha teshekkür qilishqa, Yayrap Séni medhiyileshke, Bizni ellerdin qutquzup chiqqaysen! — denglar!
Вә: Бизни қутқузғин, и ниҗатимиз болған Худа! Бизни [йениңға] жиғивалғайсән, Муқәддәс намиңға тәшәккүр қилишқа, Яйрап Сени мәдһийиләшкә, Бизни әлләрдин қутқузуп чиққайсән! — дәңлар!
36 Israilning Xudasi bolghan Perwerdigargha, Ezeldin ta ebedgiche teshekkür-medhiye qayturulsun! Pütkül xelq «Amin!» dédi hemde Perwerdigargha hemdusana oqushti.
Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға, Әзәлдин та әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Пүткүл хәлиқ «Амин!» деди һәмдә Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
37 [Dawut] shu yerde, yeni Perwerdigarning ehde sanduqi aldida her kündiki wezipige muwapiq, ehde sanduqi aldidiki xizmette dawamliq bolushqa Asaf bilen uning qérindashlirini qaldurup qoydi;
[Давут] шу йәрдә, йәни Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи алдида һәр күндики вәзипигә мувапиқ, әһдә сандуғи алдидики хизмәттә давамлиқ болушқа Асаф билән униң қериндашлирини қалдуруп қойди;
38 Ularning ichide Obed-Édom bilen uning qérindashliridin atmish sekkiz kishi bar idi; shuningdek Yedutunning oghli Obed-Édom bilen Xosah derwaziwenlikke qoyuldi.
Уларниң ичидә Обәд-Едом билән униң қериндашлиридин атмиш сәккиз киши бар еди; шуниңдәк Йәдутунниң оғли Обәд-Едом билән Хосаһ дәрвазивәнликкә қоюлди.
39 Kahin Zadok bilen uning kahin qérindashliri Gibéon égizlikidiki Perwerdigarning chédiri aldida,
Каһин Задок билән униң каһин қериндашлири Гибеон егизлигидики Пәрвәрдигарниң чедири алдида,
40 Perwerdigarning Israilgha tapilighan qanun-ehkamlirida barliq yézilghini boyiche, herküni etisi-axshimi köydürme qurbanliq qurban’gahi üstide Perwerdigargha atap köydürme qurbanliqlarni sunushqa qoyuldi.
Пәрвәрдигарниң Исраилға тапилиған қанун-әһкамлирида барлиқ йезилғини бойичә, һәр күни әтиси-ахшими көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи үстидә Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқларни сунушқа қоюлди.
41 Ular bilen bille bolghanlar, yeni Héman, Yedutun we qalghan tallan’ghanlar, shundaqla barliq ismi tizilghanlar Perwerdigargha teshekkür-rehmet éytishqa qoyuldi (chünki Uning özgermes muhebbiti ebedgichidur!).
Улар билән биллә болғанлар, йәни Һеман, Йәдутун вә қалған талланғанлар, шундақла барлиқ исми тизилғанлар Пәрвәрдигарға тәшәккүр-рәхмәт ейтишқа қоюлди (чүнки Униң өзгәрмәс муһәббити әбәткичидур!).
42 Héman we Yedutun bolsa neghmichilikke, jümlidin kanay, jang-jang we barliq medhiye sazlirini chélishqa mes’ul qilindi. Yedutunning oghulliri derwazigha qarashqa qoyuldi.
Һеман вә Йәдутун болса нәғмичиликкә, җүмлидин канай, җаң-җаң вә барлиқ мәдһийә сазлирини челишқа мәсъул қилинди. Йәдутунниң оғуллири дәрвазиға қарашқа қоюлди.
43 Bu ishlardin kéyin barliq xelq öz öylirige qaytishti; Dawutmu öz öyidikilerge bext tileshke qaytti.
Бу ишлардин кейин барлиқ хәлиқ өз өйлиригә қайтишти; Давутму өз өйидикиләргә бәхит тиләшкә қайтти.