< Tarix-tezkire 1 11 >
1 U chaghda barliq Israil jamaiti Hébron’gha kélip Dawutning qéshigha yighiliship: «Qarisila, biz özlirining et-söngekliridurmiz!
У чағда барлиқ Исраил җамаити Һебронға келип Давутниң қешиға жиғилишип: «Қарисила, биз өзлириниң әт-сүйәклиридурмиз!
2 Burun Saul bizning üstimizde seltenet qilghandimu Israil xelqige jengge chiqip-kirishke yolbashchi bolghan özliri idila. Özlirining Xudaliri bolghan Perwerdigarmu özlirige: — Sen Méning xelqim Israilning padichisi bolup ularni baqisen we Israilning emiri bolisen, dégenidi» — dédi.
Бурун Саул бизниң үстимиздә сәлтәнәт қилғандиму Исраил хәлқигә җәңгә чиқип-киришкә йолбашчи болған өзлири едила. Өзлириниң Худалири болған Пәрвәрдигарму өзлиригә: — Сән Мениң хәлқим Исраилниң падичиси болуп уларни бақисән вә Исраилниң әмри болисән, дегән еди» — деди.
3 Shuning bilen Israil aqsaqallirining hemmisi Hébron’gha kélip padishah Dawutning qéshigha kélishti; Dawut Hébronda Perwerdigarning aldida ular bilen bir ehde tüzüshti. Andin ular Perwerdigarning Samuilning wastisi bilen éytqini boyiche, Dawutni Mesih qilip, Israilni idare qilishqa padishah qilip tiklidi.
Шуниң билән Исраил ақсақаллириниң һәммиси Һебронға келип падиша Давутниң қешиға келишти; Давут Һебронда Пәрвәрдигарниң алдида улар билән бир әһдә түзүшти. Андин улар Пәрвәрдигарниң Самуилниң вастиси билән ейтқини бойичә, Давутни Мәсиһ қилип, Исраилни идарә қилишқа падиша қилип тиклиди.
4 Dawut bilen barliq Israil xelqi Yérusalémgha keldi (Yérusalém shu chaghda «Yebus» dep atilatti, zémindiki ahale bolghan Yebusiylar shu yerde turatti).
Давут билән барлиқ Исраил хәлқи Йерусалимға кәлди (Йерусалим шу чағда «Йәбус» дәп атилатти, зиминдики аһалә болған Йәбусийлар шу йәрдә туратти).
5 Yebus ahalisi Dawutqa: «Sen bu yerge héchqachan kirelmeysen!» dédi. Biraq Dawut Zion dégen qorghanni aldi (shu yer «Dawutning shehiri» depmu atilidu).
Йәбус аһалиси Давутқа: «Сән бу йәргә һеч қачан кирәлмәйсән!» деди. Бирақ Давут Зион дегән қорғанни алди (шу йәр «Давутниң шәһири» дәпму атилиду).
6 Dawut: «Kim aldi bilen Yebusiylargha hujum qilsa, shu kishi yolbashchi we serdar bolidu» dédi. Zeruiyaning oghli Yoab aldi bilen atlinip chiqip, yolbashchi boldi.
Давут: «Ким алди билән Йәбусийларға һуҗум қилса, шу киши йолбашчи вә сәрдар болиду» деди. Зәруияниң оғли Йоаб алди билән атлинип чиқип, йолбашчи болди.
7 Dawut qorghanda turatti, shunga kishiler u qorghanni «Dawut shehiri» dep atashti.
Давут қорғанда туратти, шуңа кишиләр у қорғанни «Давут шәһири» дәп аташти.
8 Dawut sheherni Millodin bashlap töt etrapidiki sépilighiche yéngiwashtin yasatti; sheherning qalghan qismini Yoab yasatti.
Давут шәһәрни Миллодин башлап төрт әтрапидики сепилиғичә яңливаштин ясатти; шәһәрниң қалған қисмини Йоаб ясатти.
9 Dawut kündin kün’ge qudret tapti, chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar uning bilen bille idi.
Давут күндин күнгә қудрәт тапти, чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
10 Töwendikiler Dawutning palwanliri ichide yolbashchilar idi; ular Perwerdigarning Israilgha éytqan sözi boyiche pütkül Israil bilen birliship, Dawutning padishahliqini mustehkem qilip, birlikte uni padishah qilishqa küchidi.
Төвәндикиләр Давутниң палванлири ичидә йолбашчилар еди; улар Пәрвәрдигарниң Исраилға ейтқан сөзи бойичә пүткүл Исраил билән бирлишип, Давутниң падишалиғини мустәһкәм қилип, бирликтә уни падиша қилишқа күчиди.
11 Töwendikiler Dawutning palwanlirining tizimliki boyiche xatirilen’gendur: — Hakmoniylardin bolghan Yashobiam yolbashchilar ichide béshi idi; u neyzisini piqiritip bir qétimdila üch yüz ademni öltürgen.
Төвәндикиләр Давутниң палванлириниң тизимлиги бойичә хатириләнгәндур: — Һакмонийлардин болған Яшобиям йолбашчилар ичидә беши еди; у нәйзисини пиқиритип бир қетимдила үч йүз адәмни өлтүргән.
12 Uningdin qalsa Axoxiy Dodoning oghli Eliazar bolup, u «üch palwan»ning biri idi;
Униңдин қалса Ахохий Додониң оғли Әлиазар болуп, у «үч палван»ниң бири еди;
13 Ilgiri Filistiylеr Pas-Dammimda jeng qilishqa yighilghanda, u Dawut bilen u yerde idi. U yerde arpa ösüp ketken bir étizliq bolup, xelq Filistiylеrning aldidin beder qachqanidi;
Илгири Филистийләр Пас-Даммимда җәң қилишқа жиғилғанда, у Давут билән у йәрдә еди. У йәрдә арпа өсүп кәткән бир етизлиқ болуп, хәлиқ Филистийләрниң алдидин бәдәр қачқан еди;
14 ular bolsa étizliqning otturisida turuwélip, hem étizliqni qoghdighan, hem Filistiylеrni tarmar qilghan; Perwerdigar ene shu yol bilen ularni ghayet zor ghelibige érishtürgen.
улар болса етизлиқниң оттурисида турувелип, һәм етизлиқни қоғдиған, һәм Филистийләрни тар мар қилған; Пәрвәрдигар әнә шу йол билән уларни ғайәт зор ғәлибигә ериштүргән.
15 Ottuz yolbashchi ichidin [yene] ücheylen Qoram tashliqtiki Adullamning gharigha chüshüp Dawutning yénigha keldi. Filistiylerning qoshuni bolsa «Refayim jilghisi»da bargah qurghanidi.
Оттуз йолбашчи ичидин [йәнә] үчәйлән Қорам ташлиқтики Адулламниң ғариға чүшүп Давутниң йениға кәлди. Филистийләрниң қошуни болса «Рәфайим җилғиси»да баргаһ қурған еди.
16 Bu chaghda Dawut qorghanda, Filistiylerning qarawulgahi Beyt-Lehemde idi.
Бу чағда Давут қорғанда, Филистийләрниң қаравулгаһи Бәйт-Ләһәмдә еди.
17 Dawut ussap: «Ah, birsi manga Beyt-Lehemning derwazisining yénidiki quduqtin su ekilip bergen bolsa yaxshi bolatti!» déwidi,
Давут уссап: «Аһ, бириси маңа Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су әкилип бәргән болса яхши болатти!» девиди,
18 bu üch palwan Filistiylerning leshkergahidin bösüp ötüp, Beyt-Lehemning derwazisining yénidiki quduqtin su tartti we Dawutqa élip keldi; lékin u uningdin ichkili unimidi, belki suni Perwerdigargha atap töküp:
бу үч палван Филистийләрниң ләшкәргаһидин бөсүп өтүп, Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су тартти вә Давутқа елип кәлди; лекин у униңдин ичкили унимиди, бәлки суни Пәрвәрдигарға атап төкүп:
19 «Xudayim bu ishni mendin néri qilsun! Men hayatining xewpte qélishigha qarimighan bu kishilerning qénini ichsem qandaq bolidu? Chünki buni ular hayatining xewpte qélishigha qarimay élip kelgen!» dédi. Shunga Dawut bu suni ichkili unimidi. Bu üch palwan qilghan ishlar del shular idi.
«Худайим бу ишни мәндин нери қилсун! Мән һаятиниң хәвптә қелишиға қаримиған бу кишиләрниң қенини ичсәм қандақ болиду? Чүнки буни улар һаятиниң хәвптә қелишиға қаримай елип кәлгән!» деди. Шуңа Давут бу суни ичкили унимиди. Бу үч палван қилған ишлар дәл шулар еди.
20 Yoabning inisi Abishay üchining béshi idi; u üch yüz adem bilen qarshiliship neyzisini piqiritip ularni öltürdi. Shuning bilen u bu «üch palwan» ichide nami chiqqanidi.
Йоабниң иниси Абишай үчиниң беши еди; у үч йүз адәм билән қаршилишип нәйзисини пиқиритип уларни өлтүрди. Шуниң билән у бу «үч палван» ичидә нами чиққан еди.
21 U mushu «üch palwan» ichide hemmidin bek hörmetke sazawer bolghan bolsimu, lékin yenila awwalqi ücheylen’ge yetmeytti.
У мошу «үч палван» ичидә һәммидин бәк һөрмәткә сазавәр болған болсиму, лекин йәнила авалқи үчәйләнгә йәтмәйтти.
22 Yehoyadaning oghli Binaya Kabzeeldin bolup, bir batur palwan idi; u köp qaltis ishlarni qilghan. U Moabiy Arielning ikki oghlini öltürgen. Yene qar yaghqan bir küni azgalgha chüshüp, bir shirni öltürgenidi.
Йәһояданиң оғли Беная Кабзәәлдин болуп, бир батур палван еди; у көп қалтис ишларни қилған. У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән. Йәнә қар яққан бир күни азгалға чүшүп, бир ширни өлтүргән еди.
23 U yene qolida bapkarning oqidek bir neyzisi bar, boyining égizliki besh gez kélidighan bir Misirliqni qetl qildi; u bir hasa bilen uninggha hujum qilip, uning neyzisini qolidin tartiwélip öz neyzisi bilen öltürdi.
У йәнә қолида бапкарниң оқидәк бир нәйзиси бар, бойиниң егизлиги бәш гәз келидиған бир Мисирлиқни қәтл қилди; у бир һаса билән униңға һуҗум қилип, униң нәйзисини қолидин тартивелип өз нәйзиси билән өлтүрди.
24 Yehoyadaning oghli Binaya mana bu ishlarni qilghan. Shuning bilen üch palwan ichide nam chiqarghanidi.
Йәһояданиң оғли Беная мана бу ишларни қилған. Шуниң билән үч палван ичидә нам чиқарған еди.
25 Mana, u héliqi ottuz palwandinmu bekrek shöhret qazan’ghan bolsimu, lékin aldinqi üch palwan’gha yetmeytti. Dawut uni özining pasiban bégi qilip teyinligen.
Мана, у һелиқи оттуз палвандинму бәкрәк шөһрәт қазанған болсиму, лекин алдинқи үч палванға йәтмәйтти. Давут уни өзиниң пасибан беги қилип тайинлиған.
26 Qoshundiki palwanlar bolsa: — Yoabning inisi Asahel, Beyt-Lehemlik Dodoning oghli Elhanan,
Қошундики палванлар болса: — Йоабниң иниси Асаһәл, Бәйт-Ләһәмлик Додониң оғли Әлһанан,
27 Harorluq Shammot, Pilonluq Helez,
Һарорлуқ Шаммот, Пилонлуқ Һәләз,
28 Tekoaliq Ikkeshning oghli Ira, Anatotluq Abiézer,
Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира, Анатотлуқ Абиезәр,
29 Xushatliq Sibbekay, Axohluq Ilay,
Хушатлиқ Сиббәкай, Ахоһлуқ Илай,
30 Nitofatliq Maharay, Nitofatliq Baanahning oghli Xeleb,
Нитофатлиқ Маһарай, Нитофатлиқ Баанаһниң оғли Хәләб,
31 Binyamin ewladliridin Gibéahliq Ribayning oghli Ittay, Piratonluq Binaya,
Бинямин әвлатлиридин Гибеаһлиқ Рибайниң оғли Иттай, Пиратонлуқ Беная,
32 Gaash wadiliridin kelgen Xuray, Arbatliq Abiyel,
Гааш вадилиридин кәлгән Хурай, Арбатлиқ Абийәл,
33 Baharumluq Azmawet, Shalbonluq Élyahba,
Баһарумлуқ Азмавәт, Шалбонлуқ Еляһба,
34 Gizonluq Hashemning oghulliri, Hararliq Shagining oghli Yonatan,
Гизонлуқ Һашәмниң оғуллири, Һарарлиқ Шагиниң оғли Йонатан,
35 Hararliq Sakarning oghli Ahiyam, Urning oghli Élifal,
Һарарлиқ Сакарниң оғли Аһиям, Урниң оғли Елифал,
36 Mekeratliq Hefer, Pilonluq Axiyah,
Мәкәратлиқ Һәфәр, Пилонлуқ Ахияһ,
37 Karmellik Hezro, Ezbayning oghli Naaray,
Кармәллик Һәзро, Әзбайниң оғли Наарай,
38 Natanning inisi Yoél, Hagrining oghli Mibhar,
Натанниң иниси Йоел, Һагриниң оғли Мибһар,
39 Ammonluq Zelek, Zeruiyaning oghli Yoabning yaragh kötürgüchisi bolghan Beerotluq Naharay,
Аммонлуқ Зәләк, Зәруияниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси болған Бәәротлуқ Наһарай,
40 Itriliq Ira, Itriliq Gareb,
Итрилиқ Ира, Итрилиқ Гарәб,
41 Hittiy Uriya, Ahlayning oghli Zabad,
Һиттий Урия, Аһлайниң оғли Забад,
42 Ruben qebilisidin Shizaning oghli, Rubenler ichide yolbashchi bolghan Adina we uninggha egeshken ottuz adem,
Рубән қәбилисидин Шизаниң оғли, Рубәнләр ичидә йолбашчи болған Адина вә униңға әгәшкән оттуз адәм,
43 Maakahning oghli Hanan, Mitniliq Yoshafat,
Маакаһниң оғли Һанан, Митнилиқ Йошафат,
44 Ashtaratliq Uzziya, Aroerlik Xotamning oghli Shama bilen Jeiyel,
Аштаратлиқ Уззия, Ароәрлик Хотамниң оғли Шама билән Җәийәл,
45 Shimrining oghli Yédiyayel bilen uning inisi tiziliq Yoxa,
Шимриниң оғли Йедияйәл билән униң иниси тизилиқ Йоха,
46 Mahawiliq Eliyel, Elnaamning oghulliri Yeribay bilen Yoshawiya, Moabliq Yitma,
Маһавилиқ Әлийәл, Әлнаамниң оғуллири Йәрибай билән Йошавия, Моаблиқ Йитма,
47 Eliyel, Obed we Mezobaliq Yaasiyellerdin ibaret idi.
Әлийәл, Обәд вә Мәзобалиқ Яасийәлләрдин ибарәт еди.