< Зәфания 3 >
1 Асийлиқ қилғучи, булғанған, җәбир-зулум йәткүзгүчи шәһәргә вай!
2 У авазни аңлимиди, тәрбийини қобул қилмиди; Пәрвәрдигарға таянмиди, Худасиға йеқинлашмиди.
3 Униң оттурисида болған әмирлириниң һәммиси һөкирәйдиған ширлар, Униң сорақчилири болса кәчлиги овлайдиған, әтигини ғаҗилиғидәк һеч нәрсә қалдурмайдиған бөриләрдур;
4 Униң пәйғәмбәрлири вәзинсиз, асий кишиләр; Униң каһинлири муқәддәс ибадәтханини булғайдиғанлар, Тәврат-қануниға бузғунчилиқ қилидиғанлар.
5 Һәққаний Пәрвәрдигар униң оттурисидидур; У һеч һәққанийәтсизлик қилмайду; Һәр әтигәндә адил һөкүмини аян қилиду; Һөкүмидә кәмчилик йоқтур; Бирақ намәрт адәм һеч номусни билмәйду.
6 — Мән әлләрни үзүп ташливәткәнмән, Уларниң истиһкам потәйлири вәйранидур; Кочилирини һеч бир адәм өтмигидәк қилип харабә қилғанмән; Шәһәрлири адәмзатсиз, һеч турғучиси йоқ қилинип һалак болған.
7 Мән: «Пәқәт Мәндин қорқуңлар, тәрбийини қобул қилиңлар» — дедим. Шундақ болғанда униңға һәммә бекиткәнлирим чүшүрүлмәй, макани һеч ханивәйран болмас. Бирақ улар балдурла орнидин туруп, һәммә ишлирини һарам қиливәтти.
8 Шуңа Мени күтүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, Мән гувалиқ беришкә орнумдин қозғалған күнгичә — Чүнки Мениң қарарим — әлләрни жиғиш, Падишаһлиқларни җәм қилиштин ибарәтки, Уларниң үстигә қәһримни, Һәммә дәһшәтлик аччиғимни бешиға төкүш үчүндур. Чүнки йәр йүзиниң һәммиси аччиқ ғәзивимниң оти билән көйдүрүветилиду.
9 Чүнки шу тапта барлиқ әлләрниң Пәрвәрдигариниң намиға нида қилип чақириши үчүн, Униң хизмитидә бир җан бир тән болуши үчүн, Мән уларниң тилини сап бир тилға айландуримән,
10 Чүнки Ефиопийә дәриялириниң нерисидин Мениң дуа-тилавәтчилирим, Йәни Мән тарқатқанларниң қизи, Маңа сунулған һәдийәни епкелиду.
11 Шу күни сән Маңа асийлиқ қилған барлиқ қилмишлириң түпәйлидин иза тартип қалмайсән; Чүнки шу тапта Мән тәкәббурлуғуңдин хошаллинип кәткәнләрни араңдин елип ташлаймән, Шуниң билән сән муқәддәс теғим түпәйлидин һалиңни иккинчи чоң қилмайсән;
12 Вә Мән араңда кәмтәр һәм мискин бир хәлиқни қалдуримән, Улар Пәрвәрдигарниң намиға тайиниду.
13 Исраилниң қалдиси нә қәбиһлик қилмайду, Нә ялған сөзлимәйду, Нә уларниң ағзидин алдамчи тил тепилмайду; Улар бәлки озуқлинип, ятиду, Һеч ким уларни қорқутмайду.
14 Яйрап-яшна, и Зион қизи! Тәнтәнә қилип вақира, и Исраил! Пүтүн қәлбиң билән хошал болуп шатлан, и Йерусалимниң қизи!
15 Пәрвәрдигар сени җазалайдиған һөкүмләрни елип ташлиди, Дүшминиңни қайтурувәтти; Исраилниң падишаси Пәрвәрдигар араңдидур; Яманлиқни иккинчи көрмәйсән.
16 Шу күни Йерусалимға ейтилидуки, «Қорқма, и Зион! Қоллириң бошап, саңгилап кәтмисун!
17 Пәрвәрдигар Худайиң араңда, Қутқузидиған қудрәт Егисидур! У шатлиқ билән үстүңдә шатлиниду; Өз меһир-муһәббитидә арам алиду; Үстүңдә нахшилар ейтип яйрап-яшнайду.
18 Җәмийәт сорунлиридики номуссиз ибадәт түпәйлидин араңлардин азапланғанларни жиғимән; Буларниң шәрмәндиликлири уларға еғир келәтти.
19 Мана, Мән шу тапта сени харлиғанларниң һәммисини бир тәрәп қилимән, Ақсақ болған қизни қутқузимән; Талаға һайдиветилгән қизни жиғимән; Дәл улар хорланған барлиқ зиминларда уларни [Өзүмгә] мәдһийә кәлтүргүчи, шөһрәт болғучи қилип тикләймән.
20 Мән шу тапта, йәни силәрни жиққан вақитта, силәрни [өйгә] епкелимән; Чүнки Мән көз алдиңларда силәрни асарәттин азатлиққа чиқарғинимда, Силәрни йәр йүзидики барлиқ әлләр арисида шөһрәтлик, [Өзәмгә] мәдһийә кәлтүргүчи қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.