< Зәфания 2 >
1 Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»,
2 Ярлиқ чиққичә, Күн топандәк тез өтүп кәткичә, Пәрвәрдигарниң аччиқ ғәзиви үстүңләргә чүшкичә, Пәрвәрдигарниң ғәзивини елип келидиған күн үстүңләргә чүшкичә,
3 Пәрвәрдигарни издәңлар, и Униң һөкүмлирини ада қилған зиминдики кәмтәрләр; Һәққанийлиқни издәңлар, кәмтәрликни издәңлар; Еһтимал силәр Пәрвәрдигарниң ғәзиви болған күнидә панаһ тапқан болисиләр.
4 Чүнки Газа ташланған болиду, Ашкелон вәйранә болиду; Улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду; Әкрон жулуп ташлиниду.
5 Деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай! Пәрвәрдигарниң сөзи саңа қаршидур, и Қанаан, Филистийләрниң зимини! Аһаләң қалмиғичә Мән сени һалак қилимән.
6 Деңиз бойи падичилар үчүн чимәнзар, Қой падилири үчүн қотанлар болиду;
7 Деңиз бойи Йәһуда җәмәтиниң қалдиси егидарчилиғида болиду; Әшу йәрдә улар озуқлиниду; Ашкелонниң өйлиридә улар кәч киргәндә ятиду, Чүнки Пәрвәрдигар Худаси уларниң йениға берип улардин хәвәр елип, Уларни асарәттин азатлиққа ериштүриду.
8 Мән Моабниң дәшнимини, Аммонийларниң һақарәтлирини аңлидим; Улар шундақ қилип Мениң хәлқимни мазақ қилип, Уларниң чегаралирини паймал қилип махтинип кәтти.
9 Шуңа Мән Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси, Моаб җәзмән худди Содомдәк, Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду — Йәни чаққақлар вә шорлуқлар қапланған җай, дайим бир чөл-җәзирә болиду; Һәм хәлқимниң қалдиси улардин олҗа алиду, Қовмимниң қалғанлири буларға егә болиду.
10 Уларниң тәкәббурлуғидин бу иш бешиға келиду, Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң хәлқини мазақ қилип махтинип кәтти.
11 Пәрвәрдигар уларға дәһшәтлик болиду; Чүнки У йәр йүзидики бутларниң һәммисини қурутиветиду; Шуниң билән әлләр, барлиқ чәт аралдикиләр һәр бири өз җайида Униңға ибадәт қилиду.
12 И Ефиопийләр, силәрму Мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр.
13 У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду, Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду.
14 Униң оттурисида чарва падилири, Шундақла һайванларниң һәр хиллири ятиду; Чөл һувқуши, чирқириғучи һувқушлар униң түврүк башлирида қониду; Деризилиридин сайрашлар аңлиниду; Босуғилирида вәйранилиқ туриду; Чүнки У буниң кедир яғач нәқишлирини очуқчилиқта қалдуриду;
15 Мана бу әндишисиз яшап кәлгүчи шат-хурам шәһәр, Көңлидә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» дегән шәһәр — У шунчилик бир вәйранә, һайванларниң бир қоналғуси болуп қалдиғу! Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду, Қолини силкийду.