< Зәкәрия 9 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзидин жүкләнгән бешарәт — Хадрак зимини вә Дәмәшқ үстигә қониду (чүнки Пәрвәрдигарниң нәзири адәмләр вә Исраилниң барлиқ қәбилилири үстидидур);
2 У буларға чегаридаш болған Хаматқа, Тур вә Зидон үстигиму қониду. Тур толиму «дана» болғачқа,
3 өзи үчүн қорған қурған, күмүчни топидәк, сап алтунни кочилардики патқақтәк догилап қойған.
4 Мана, Рәб уни мал-дуниясидин айриветиду, униң күчини деңизда йоқ қилиду; у от тәрипидин йәп кетилиду.
5 Ашкелон буни көрүп қорқиду; Газаму көрүп азаплинип толғинип кетиду; Әкронму шундақ, чүнки униң арзу-үмүти тозуп кетиду; падиша Газадин йоқап кетиду, Ашкелон адәмзатсиз қалиду.
6 Шуниң билән Ашдодта һарамдин болған бириси туриду; Мән Филистийләрниң мәғрурлуғи вә пәхрини йоқитимән.
7 Мән ағзидин қанларни, униң һарам йегән жиркиничлик нәрсиләрни чишлири арисидин елип кетимән; андин қелип қалғанлар болса, улар Худайимизға тәвә болуп, Йәһудада йолбашчи болиду; Әкронниң орни Йәбус қәбилисидикиләргә охшаш болиду.
8 Мән қошун түпәйлидин, йәни өтүп кәткүчи вә қайтип кәлгүчи түпәйлидин Өз өйүм әтрапида чедиримни тиктүримән; әзгүчи қайтидин униңдин өтмәйду; чүнки Өз көзүм билән күзитимән.
9 Зор шатлан, и Зион қизи! Тәнтәнәлик нида қил, и Йерусалим қизи! Қараңлар, падишасиң йениңға келиду; У һәққаний вә ниҗатлиқ болиду; Кәмтәр-мөмин болуп, Мада ешәккә, йәни ешәк тәхийигә минип келиду;
10 Шуниң билән Мән җәң һарвулирини Әфраимдин, Атларни Йерусалимдин мәһрум қиливетимән; Җәң оқясиму елип ташлиниду. У болса әлләргә хатирҗәмлик-течлиқни җакалап йәткүзиду; Униң һөкүмранлиғи деңиздин деңизғичә, [Әфрат] дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә болиду.
11 Әнди сени болса, саңа чүшүрүлгән әһдә қени түпәйлидин, Мән араңдики мәһбусларни сусиз орәктин азатлиққа чиқиримән.
12 Мустәһкәм җайға қайтип келиңлар, и арзу-үмүтниң мәһбуслири! Бүгүн Мән җакалап ейтимәнки, тартқан җазалириңниң әксини икки һәссиләп саңа қайтуримән.
13 Чүнки Өзүм үчүн Йәһудани оқядәк егилдүрдүм, Әфраимни оқ қилип оқяға салдим; Мән оғул балилириңни орнидин турғузимән, и Зион — улар сениң оғул балилириңға қарши җәң қилиду, и Гретсийә! И Зион, Мән сени палванниң қолидики қиличтәк қилимән.
14 Пәрвәрдигар уларниң үстидә көрүниду; Униң оқи чақмақтәк етилип учиду. Рәб Пәрвәрдигар канайни чалиду; У җәнуптики дәһшәтлик қара қуюнларни биллә елип жүрүш қилиду.
15 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар улар үчүн мудапиә болиду; улар салға ташлирини кукум қилип, дәссәп чәйләйду; улар ичивелип, шарап кәйпини сүргәнләрдәк қийқас-сүрән көтириду; улар [қанға] миләнгән қурбангаһниң бүрҗәклиридәк, [қанға] толдурулған қачилардәк болиду.
16 Шу күни Пәрвәрдигар болған уларниң Худаси уларни Өзүм баққан падам болған хәлқим дәп билип қутқузиду; чүнки улар таҗ гөһәрлиридәк Униң зимини үстидә көтирилиду.
17 Шунчә зордур Униң меһриванлиғи, шунчә қалтистур Униң гөзәллиги! Зираәтләр жигитләрни, йеңи шарап қизларни яшнитиду!