< Зәкәрия 8 >

1 Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
We samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
2 «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң Зионға бағлиған отлуқ муһәббитим қайнап ташти; Мениң униңға бағлиған отлуқ муһәббитим түпәйлидин [униң дүшмәнлиригә] ғәзивим қайнап ташти.
«Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: «Méning Zion’gha baghlighan otluq muhebbitim qaynap tashti; Méning uninggha baghlighan otluq muhebbitim tüpeylidin [uning düshmenlirige] ghezipim qaynap tashti.
3 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Зионға қайтип кәлдим, Йерусалимниң оттурисида маканлишимән; Йерусалим «Һәқиқәт шәһири» дәп атилиду, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң теғи «Муқәддәс Тағ» дәп атилиду.
Perwerdigar mundaq deydu: «Men Zion’gha qaytip keldim, Yérusalémning otturisida makanlishimen; Yérusalém «Heqiqet shehiri» dep atilidu, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning téghi «Muqeddes Tagh» dep atilidu.
4 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қери бовай-момайлар йәнә Йерусалимниң кочилирида олтиридиған болиду; күнлири узун болуп, һәр бири һасисини қолида тутуп олтириду;
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: «Qéri boway-momaylar yene Yérusalémning kochilirida olturidighan bolidu; künliri uzun bolup, herbiri hasisini qolida tutup olturidu;
5 шәһәрниң кочилири ойнаватқан оғул-қиз балилар билән лиқ толиду.
sheherning kochiliri oynawatqan oghul-qiz balilar bilen liq tolidu.
6 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу иш шу күнләрдә бу хәлиқниң қалдисиниң көзигә әҗайип карамәт көрүнидиғини билән, у Мениң көзүмгә карамәт көрүнәмду?» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Bu ish shu künlerde bu xelqning qaldisining közige ajayib karamet körünidighini bilen, u Méning közümge karamet körünemdu?» — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.
7 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өз хәлқимни шәрқий зиминлардин, ғәрбий зиминлардин қутқузимән;
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Mana, Men Öz xelqimni sherqiy zéminlardin, gherbiy zéminlardin qutquzimen;
8 Мән уларни елип келимән, улар Йерусалимда маканлишиду; улар Мениң хәлқим, Мән һәқиқәт вә һәққанийлиқта уларниң Худаси болимән».
Men ularni élip kélimen, ular Yérusalémda makanlishidu; ular Méning xelqim, Men heqiqet we heqqaniyliqta ularning Xudasi bolimen».
9 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинған күнидә һазир болған пәйғәмбәрләрниң ағзидин мошу күнләрдә баян қилиниватқан муну сөзләрни ишитиватисиләр, муқәддәс ибадәтханиниң қурулушиға қолуңлар күчлүк қилинсун!
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning öyining uli sélin’ghan künide hazir bolghan peyghemberlerning aghzidin mushu künlerde bayan qiliniwatqan munu sözlerni ishitiwatisiler, muqeddes ibadetxanining qurulushigha qolunglar küchlük qilinsun!
10 Чүнки шу күнләрдин илгири инсан үчүн иш һәққи йоқ, ат-улақ үчүнму иш һәққи йоқ еди; җәбир-зулум түпәйлидин чиққучи яки киргүчи үчүн аман-есәнлик йоқ еди; чүнки Мән һәр бир адәмни өз йеқиниға дүшмәнләштүрдүм;
Chünki shu künlerdin ilgiri insan üchün ish heqqi yoq, at-ulagh üchünmu ish heqqi yoq idi; jebir-zulum tüpeylidin chiqquchi yaki kirgüchi üchün aman-ésenlik yoq idi; chünki Men herbir ademni öz yéqinigha düshmenleshtürdüm;
11 бирақ Мән бу хәлиқниң қалдисиға бурунқи күнләрдикидәк болмаймән, дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар;
biraq Men bu xelqning qaldisigha burunqi künlerdikidek bolmaymen, deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar;
12 чүнки уруқ һосуллуқ болиду, үзүм тели мевиләйду, тупрақ үндүрмилирини бериду, асманлар шәбнәмлирини бериду; шуниң билән мән бу хәлиқниң қалдисиға мошуларниң һәммисини егә қилдуримән.
chünki uruq hosulluq bolidu, üzüm téli méwileydu, tupraq ündürmilirini béridu, asmanlar shebnemlirini béridu; shuning bilen men bu xelqning qaldisigha mushularning hemmisini ige qildurimen.
13 Шундақ әмәлгә ашурулидуки, силәр әлләр арисида ләнәт болуп қалғиниңларниң әксичә, и Йәһуда җәмәти вә Исраил җәмәти, Мән силәрни қутқузимән, силәр [уларға] бәхит-бәрикәт болисиләр; қорқмаңлар, қоллириңлар күчлүк қилинсун!
Shundaq emelge ashuruliduki, siler eller arisida lenet bolup qalghininglarning eksiche, i Yehuda jemeti we Israil jemeti, Men silerni qutquzimen, siler [ulargha] bext-beriket bolisiler; qorqmanglar, qolliringlar küchlük qilinsun!
14 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрниң ата-бовилириңлар Мениң ғәзивимни қозғиғанда Мениң силәргә яманлиқ йәткүзүш ойида болғиним вә шу [җаза] йолидин янмиғинимдәк — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
Chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Silerning ata-bowiliringlar Méning ghezipimni qozghighanda Méning silerge yamanliq yetküzüsh oyida bolghinim we shu [jaza] yolidin yanmighinimdek — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar —
15 Мән һазир, мошу күнләрдә йәнә Йерусалим вә Йәһуда җәмәтигә яхшилиқ йәткүзүш ойида болдум; қорқмаңлар.
Men hazir, mushu künlerde yene Yérusalém we Yehuda jemetige yaxshiliq yetküzüsh oyida boldum; qorqmanglar.
16 Мошу ишларға әмәл қилиңлар: — Һәр бириңлар өз йеқиниңларға һәқиқәтни сөзләңлар; дәрвазилириңларда һәқиқәткә, аман-течлиққа уйғун һөкүмләрни жүргүзүңлар;
Mushu ishlargha emel qilinglar: — Herbiringlar öz yéqininglargha heqiqetni sözlenglar; derwaziliringlarda heqiqetke, aman-tinchliqqa uyghun hökümlerni yürgüzünglar;
17 һеч ким көңлидә өз йеқиниға яманлиқ ойлимисун; һеч қандақ ялған қәсәмгә шерик болмаңлар; чүнки Мән дәл буларниң һәммисигә нәпрәтлинимән, дәйду Пәрвәрдигар.
héchkim könglide öz yéqinigha yamanliq oylimisun; héchqandaq yalghan qesemge shérik bolmanglar; chünki Men del bularning hemmisige nepretlinimen, deydu Perwerdigar.
18 Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
We samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
19 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Төртинчи айдики роза, бәшинчи айдики роза, йәттинчи айдики роза вә онинчи айдики роза Йәһуда җәмәтигә хошаллиқ вә шат-хурамлиқ, бәхитлик ибадәт сорунлири болиду; шуңа һәқиқәт вә хатирҗәмлик-течлиқни сөйүңлар.
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Tötinchi aydiki roza, beshinchi aydiki roza, yettinchi aydiki roza we oninchi aydiki roza Yehuda jemetige xushalliq we shad-xuramliq, bextlik ibadet sorunliri bolidu; shunga heqiqet we xatirjemlik-tinchliqni söyünglar.
20 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Нурғун қовмлар вә көп шәһәрләрниң аһалиси йәнә мошу йәргә келиду;
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Nurghun qowmlar we köp sheherlerning ahalisi yene mushu yerge kélidu;
21 бир шәһәрдә туруватқанлар башқа бир шәһәргә берип уларға: «Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә тез барайли; мәнму баримән!» — дәйдиған болиду.
bir sheherde turuwatqanlar bashqa bir sheherge bérip ulargha: «Perwerdigardin iltipat tileshke, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarni izdeshke téz barayli; menmu barimen!» — deydighan bolidu.
22 Көп қовмлар вә күчлүк әлләр Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә Йерусалимға келиду.
Köp qowmlar we küchlük eller Perwerdigardin iltipat tileshke, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarni izdeshke Yérusalémgha kélidu.
23 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Шу күнләрдә һәр хил тилда сөзләйдиған әлләрдин он нәпәр адәм чиқип Йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: «Биз сән билән барайли; чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» — дәйду.
Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — «Shu künlerde herxil tilda sözleydighan ellerdin on neper adem chiqip Yehudiy bir ademning tonining étikini tutuwélip uninggha: «Biz sen bilen barayli; chünki Xudani sen bilen billidur, dep angliduq» — deydu.

< Зәкәрия 8 >