< Зәкәрия 6 >
1 Андин мана, мән йәнә бешимни көтирип, икки тағ оттурисидин төрт җәң һарвусиниң чиққанлиғини көрдүм. Тағлар болса мис тағлар еди.
2 Биринчи җәң һарвусидики қизил атлар еди; иккинчи җәң һарвусидики қара атлар еди;
3 үчинчи җәң һарвусидики ақ атлар, төртинчи җәң һарвусидики күчлүк чипар атлар еди.
4 Мән җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
5 Пәриштә маңа җававән: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егисиниң һозуридин чиққан асманларниң төрт роһи.
6 Қара атлар қетилған һарву шималий зиминлар тәрәпкә кириду; ақлар уларниң кәйнидин маңиду; чипарлар болса җәнубий зиминлар тәрәпкә маңиду.
7 Андин мошу күчлүк атлар чиқип йәр йүзидә уяқ-буяқ кезишкә алдирайду» — деди. У уларға: «Меңиңлар, йәр йүзидә уяқ-буяқ меңиңлар» — деди; улар йәр йүзидә уяқ-буяқ маңди.
8 Вә У маңа үнлүк авазда: «Қара, шималий йәр-зиминлар тәрәпкә маңғанлар Мениң Роһумдики аччиқни шималий зимин тәрәптә бесиқтурди» — деди.
9 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
10 Сүргүн болуп кәлгәнләрдин, йәни Һәлдай, Тобия вә Йәдаядин соғатларни қобул қилғин; шу күни улар Бабилдин келип чүшкән өйгә, йәни Зәфанияниң оғли Йосияниң өйигә киргин;
11 шундақ, күмүч вә алтунни қобул қилғин, булардин чәмбәрсиман бир таҗни тоқуп вә таҗни Йәһозадакниң оғли баш каһин Йәшуаниң бешиға кийгүзгин;
12 вә Йәшуаға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Қараңлар, «Шах» дәп аталған инсан! У өз түвидин орнида шахлинип, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуриду» — дегин.
13 «Бәрһәқ, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қурғучи дәл шу болиду; у шу шаһанә шан-шәрәпни зиммисигә елип, өз тәхтигә олтирип һөкүм сүриду; у тәхткә олтиридиған каһин болиду; хатирҗәмлик-арамлиқни елип келидиған һәмкарлиқ улар иккиси арисида болиду.
14 Мошу чәмбәрсиман таҗ Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида Хәләм, Тобия, Йәдаяларға вә Зәфанияниң оғлиниң меһриванлиғиға бир әсләтмә үчүн қоюлиду.
15 Вә жирақта туруватқанлар келип Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қуруш хизмитидә болиду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр; әгәр Пәрвәрдигарниң авазини көңүл қоюп аңлисаңлар бу иш әмәлгә ашурулиду».