< Зәкәрия 5 >
1 Андин мән йәнә бешимни көтирип, мана бир учар орам язмини көрдүм.
2 У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Бир учар орам язмини көрдүм; узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги он гәз екән» — дедим.
3 У маңа: «Бу болса пүтүн зимин үстигә чиқирилған ләнәттур; чүнки һәр бир оғрилиқ қилғучи бу тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду; вә қәсәм ичкүчиләрниң һәр бири у тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду».
4 — «Мән бу [язмини] чиқиримән» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, «вә у оғриниң өйигә һәмдә намим билән ялғандин қәсәм ичкүчиниң өйигә кириду вә шу өйдә қонуп уни яғач-ташлири билән қошупла йәветиду».
5 Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқип маңа: «Әнди бешиңни көтәргин, неминиң чиқиватқинини көрүп бақ» — деди.
6 Мән: «У немә?» — дәп соридим. У маңа: «Бу чиқиватқан «әфаһ» севитидур», вә: «Бу болса [шу рәзилләрниң] пүтүн зиминдики қияпитидур» — деди.
7 Әфаһ севитиниң ағзидин думилақ бир қоғушун көтирилди, мана, әфаһ севити ичидә бир аял олтиратти.
8 У: «Бу болса, рәзиллик»тур» — дәп, уни әфаһ севити ичигә қайтуруп ташлап, әфаһниң ағзиға еғир қоғушунни ташлап қойди.
9 Бешимни көтирип, мана икки аялниң чиққанлиғини көрдүм; шамал уларниң қанатлирини йәлпүтүп туратти (уларниң ләйләкниңкидәк қанатлири бар еди); улар әфаһни асман билән зиминниң оттурисиға көтәрди.
10 Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Улар әфаһни нәгә көтирип маңиду?» — дәп соридим.
11 У маңа: Улар әфаһ үчүн «Шинар зимини»да бир өй селишқа кәтти; өй бәрпа қилинғандин кейин, әфаһ севити шу йәрдә өз туралғусиға қоюлиду, — дәп җавап бәрди.