< Зәкәрия 4 >
1 Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә қайтип келип мени ойғитивәтти. Мән худди уйқисидин ойғитиветилгән адәмдәк болуп қалдим;
Andin men bilen sözlishiwatqan perishte qaytip kélip méni oyghitiwetti. Men xuddi uyqusidin oyghitiwétilgen ademdek bolup qaldim;
2 У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Мана, мән пүтүнләй алтундин ясалған бир чирақданни көрдүм; униң үсти тәрипидә бир қача, йәттә чириғи вә йәттә чираққа тутишидиған йәттә нәйчә бар екән;
U mendin: «Némini kördüng?» dep soridi. Men: «Mana, men pütünley altundin yasalghan bir chiraghdanni kördüm; uning üsti teripide bir qacha, yette chirighi we yette chiraghqa tutishidighan yette neyche bar iken;
3 униң йенида икки зәйтун дәриғи бар, бириси оң тәрәптә, бириси сол тәрәптә», дедим.
uning yénida ikki zeytun derixi bar, birsi ong terepte, birsi sol terepte», dédim.
4 Андин җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «И тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
Andin jawaben men bilen sözlishiwatqan perishtidin: «I teqsir, bular néme?» — dep soridim.
5 Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа җававән: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» — деди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
Men bilen sözlishiwatqan perishte manga jawaben: «Bularning néme ikenlikini bilmemsen?» — dédi. Men: «Yaq, teqsir» — dédim.
6 Андин у маңа җававән мундақ деди: «Мана самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Зәруббабәлгә қилған сөзи: «Иш күч-қудрәт билән әмәс, иқтидар билән әмәс, бәлки Мениң Роһум арқилиқ пүтиду! — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Andin u manga jawaben mundaq dédi: «Mana samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning Zerubbabelge qilghan sözi: «Ish küch-qudret bilen emes, iqtidar bilen emes, belki Méning Rohim arqiliq pütidu! — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.
7 — И бүйүк тағ, сән зади ким? Зәруббабәл алдида сән түзләңлик болисән; у [ибадәтханиниң] әң үстигә җипсима ташни қойиду, шуниң билән униңға: «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән товлашлар яңрап аңлиниду».
— I büyük tagh, sen zadi kim? Zerubbabel aldida sen tüzlenglik bolisen; u [ibadetxanining] eng üstige jipsima tashni qoyidu, shuning bilen uninggha: «Iltipatliq bolsun! Iltipat uninggha!» dégen towlashlar yangrap anglinidu».
8 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Andin Perwerdigarning sözi manga kélip mundaq déyildi: —
9 «Зәруббабәлниң қоли мошу өйниң улини салди вә униң қоллири уни пүттүриду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр.
«Zerubbabelning qoli mushu öyning ulini saldi we uning qolliri uni püttüridu; shuning bilen siler samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarning Méni ewetkenlikini bilisiler.
10 Ким әнди мошу «кичик ишлар болған күн»ни көзгә илмисун? Чүнки булар шатлиниду, — бәрһәқ, бу «йәттә» шатлиниду, — Зәруббабәлниң қоли тутқан тик өлчәм тешини көргәндә шатлиниду; бу «[йәттә]» болса Пәрвәрдигарниң пүткүл йәр йүзигә сәпселип қараватқан көзлиридур».
Kim emdi mushu «kichik ishlar bolghan kün»ni közge ilmisun? Chünki bular shadlinidu, — berheq, bu «yette» shadlinidu, — Zerubbabelning qoli tutqan tik ölchem téshini körgende shadlinidu; bu «[yette]» bolsa Perwerdigarning pütkül yer yüzige sepsélip qarawatqan közliridur».
11 Мән җававән пәриштидин: «Чирақданниң оң вә сол тәрипидә турған икки зәйтун дәриғи немә?» дәп соридим;
Men jawaben perishtidin: «Chiraghdanning ong we sol teripide turghan ikki zeytun derixi néme?» dep soridim;
12 вә иккинчи қетим соални қоюп униңдин: «Уларниң йенидики икки алтун нәйчә арқилиқ өзлигидин «алтун» қуюватқан шу икки зәйтун шехи немә?» дәп соридим.
we ikkinchi qétim soalni qoyup uningdin: «Ularning yénidiki ikki altun neyche arqiliq özlikidin «altun» quyuwatqan shu ikki zeytun shéxi néme?» dep soridim.
13 У мәндин: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» дәп сориди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
U mendin: «Bularning néme ikenlikini bilmemsen?» dep soridi. Men: «Yaq, teqsir» — dédim.
14 У маңа: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егиси алдида туруватқан «зәйтун мейида мәсиһ қилинған» икки оғул балидур» — деди.
U manga: «Bular pütkül yer-zéminning Igisi aldida turuwatqan «zeytun méyida mesih qilin’ghan» ikki oghul balidur» — dédi.