< Зәкәрия 2 >
1 Андин мән бешимни көтирип, мана қолида өлчәм танисини тутқан бир адәмни көрдүм
2 вә униңдин: «Нәгә барисән?» дәп соридим. У маңа: «Мән Йерусалимни өлчигили, униң кәңлиги вә узунлуғини [өлчәп] билгили баримән» — деди.
3 Мана, мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқти; йәнә бир пәриштә униң билән көрүшүшкә чиқти
4 вә униңға мундақ деди: — Жүгүр, бу яш жигиткә сөз қил, униңға мундақ дегин: — «Йерусалим өзидә туруватқан адәмләрниң вә малларниң көплүгидин сепилсиз шәһәрләрдәк болиду.
5 — вә Мән Пәрвәрдигар униң әтрапиға от-ялқун сепили, униң ичидики шан-шәриви болимән.
6 — Һой! Һой! Шималий зиминдин қечиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән силәрни асмандики төрт тәрәптин чиққан шамалдәк тарқитивәткән, дәйду Пәрвәрдигар».
7 «— Һәй! И Бабил қизи билән турғучи Зион, қачқин!
8 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз шан-шәривини дәп У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти; чүнки ким силәргә чеқилса, шу Өзиниң көз қаричоқиға чеқилған болиду.
9 Чүнки мана, Мән Өз қолумни уларниң үстигә силкиймән, улар өзлиригә қул қилинғучиларға олҗа болиду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр.
10 Нахшиларни яңритип шатлан, и Зион қизи; чүнки мана, келиватимән, араңда маканлишимән, дәйду Пәрвәрдигар,
11 — вә шу күнидә көп әлләр Пәрвәрдигарға бағлиниду, Маңа бир хәлиқ болиду; араңда маканлишимән вә силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр;
12 шуниңдәк Пәрвәрдигар Йәһудани Өзиниң «муқәддәс зимини»да несивиси болушқа мирас қилиду вә йәнә Йерусалимни талливалиду.
13 Барлиқ әт егилири Пәрвәрдигар алдида сүкүт қилсун! Чүнки У Өзиниң муқәддәс маканидин қозғалди!»