< Зәкәрия 14 >
1 Мана, Пәрвәрдигарға хас күн келиду; [у күни] араңдин мал-мүлкүң булаң-талаң қилинип бөлүшүвелиниду.
耶和华的日子临近,你的财物必被抢掠,在你中间分散。
2 Мән барлиқ әлләрни Йерусалимға җәң қилишқа жиғимән; шәһәр ишғал қилиниду, өйләр булаң-талаң қилинип, қиз-аяллар аяқ-асти қилиниду; шәһәрниң йерими әсиргә чүшүп сүргүн қилиниду; тирик қалған хәлиқ шәһәрдин елип кетилмәйду.
因为我必聚集万国与耶路撒冷争战,城必被攻取,房屋被抢夺,妇女被玷污,城中的民一半被掳去;剩下的民仍在城中,不致剪除。
3 Андин Пәрвәрдигар чиқип шу әлләр билән урушиду; У Униң җәң қилған күнидикидәк урушиду.
那时,耶和华必出去与那些国争战,好像从前争战一样。
4 Униң путлири шу күни Йерусалимниң шәрқий тәрипиниң әң алди болған Зәйтун теғида туриду; шуниң билән Зәйтун теғи оттуридин шәриқ вә ғәрип тәрәпкә йерилиду; зор йоған бир җилға пәйда болиду; тағниң йерими шимал тәрәпкә, йерими җәнуп тәрәпкә йөткилиду.
那日,他的脚必站在耶路撒冷前面朝东的橄榄山上。这山必从中间分裂,自东至西成为极大的谷。山的一半向北挪移,一半向南挪移。
5 Вә силәр Мениң тағлиримниң дәл мошу җилғиси билән қачисиләр; чүнки тағларниң җилғиси Азәлгичә бариду; силәр Йәһуда падишаси Уззияниң күнлиридә болған йәр тәврәштә қачқиниңлардәк қачисиләр. Андин Пәрвәрдигар Худайим келиду; һәмдә Сән билән барлиқ «муқәддәс болғучилар»му келиду!
你们要从我山的谷中逃跑,因为山谷必延到亚萨。你们逃跑,必如犹大王乌西雅年间的人逃避大地震一样。耶和华—我的 神必降临,有一切圣者同来。
6 Шу күни шундақ болидуки, нур тохтап қалиду; парлақ юлтузларму қараңғулишип кетиду;
那日,必没有光,三光必退缩。
7 Бирақ у Пәрвәрдигарға мәлум болған алаһидә бир күн, я кечә я күндүз болмайду; шундақ әмәлгә ашурулидуки, кәч киргәндә, аләм йорутулиду.
那日,必是耶和华所知道的,不是白昼,也不是黑夜,到了晚上才有光明。
8 Шу күни шундақ болидуки, һаятлиқ сулири Йерусалимдин еқип чиқиду; уларниң йерими шәрқий деңизға, йерими ғәрбий деңизға қарап ақиду; язда вә қишта шундақ болиду.
那日,必有活水从耶路撒冷出来,一半往东海流,一半往西海流;冬夏都是如此。
9 Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидә падиша болиду; шу күни пәқәт бир «Пәрвәрдигар» болиду, [йәр йүзидә] бирдин-бир Униңла нами болиду.
耶和华必作全地的王。那日耶和华必为独一无二的,他的名也是独一无二的。
10 Гебадин Йерусалимниң җәнубидики Риммонғичә болған пүтүн зимин «Арабаһ»дәк түзләңликкә айландурулиду; Йерусалим болса «Бинямин дәрвазиси»дин «Биринчи дәрваза»ғичә вә йәнә «Буҗәк дәрвазиси»ғичә, «Һананийәлниң мунари»дин падишаниң шарап көлчәклиригичә жуқури көтирилиду, лекин шәһәр йәнила өз җайида шу пети туриду;
全地,从迦巴直到耶路撒冷南方的临门,要变为亚拉巴。耶路撒冷必仍居高位,就是从便雅悯门到第一门之处,又到角门,并从哈楠业楼,直到王的酒榨。
11 Адәмләр йәнә униңда туриду. «Һалак пәрмани» йәнә һеч чүшүрүлмәйду; Йерусалим хатирҗәмликтә туриду.
人必住在其中,不再有咒诅。耶路撒冷人必安然居住。
12 Вә Пәрвәрдигар Йерусалимға җәң қилған барлиқ әлләрни урушқа ишләткән ваба шундақ болидуки, улар өрә болсила гөшлири чирип кетиду; көзлири чанақлирида чирип кетиду; тиллири ағзида чирип кетиду.
耶和华用灾殃攻击那与耶路撒冷争战的列国人,必是这样:他们两脚站立的时候,肉必消没,眼在眶中干瘪,舌在口中溃烂。
13 Шу күни шундақ болидуки, уларниң арисиға Пәрвәрдигардин зор бир алақзадилик чүшиду; улар һәр бири өз йеқининиң қолини тутушиду, һәр бириниң қоли йеқининиң қолиға қарши көтирилиду.
那日,耶和华必使他们大大扰乱。他们各人彼此揪住,举手攻击。
14 Йәһудаму Йерусалимда җәң қилиду; әтрапидики барлиқ әлләрниң мал-мүлүклири җәм қилип жиғилиду — сан-санақсиз алтун-күмүч вә кийим-кечәкләр болиду.
犹大也必在耶路撒冷争战。那时四围各国的财物,就是许多金银衣服,必被收聚。
15 Ат, қечир, төгә, ешәк, шундақла уларниң баргаһлирида болған барлиқ мал-варанлар үстигә чүшкән ваба жуқуриқи вабаға охшаш болиду.
那临到马匹、骡子、骆驼、驴,和营中一切牲畜的灾殃是与那灾殃一般。
16 Шундақ әмәлгә ашурулидуки, Йерусалимға җәң қилишқа кәлгән һәммә әлләрдин барлиқ тирик қалғанлар һәр жили Йерусалимға, падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа вә «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқиду.
所有来攻击耶路撒冷列国中剩下的人,必年年上来敬拜大君王—万军之耶和华,并守住棚节。
17 Шундақ болидуки, йәр йүзидики қовм-җәмәтләрдин падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға ибадәткә чиқмиғанлар болса, әнди уларниң үстигә ямғур яғмайду.
地上万族中,凡不上耶路撒冷敬拜大君王—万军之耶和华的,必无雨降在他们的地上。
18 Мисир җәмәти чиқип һазир болмиса, уларғиму ямғур болмайду; бирақ Пәрвәрдигар «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләр үстигә чүшүридиған ваба уларғиму чүшүрүлиду.
埃及族若不上来,雨也不降在他们的地上;凡不上来守住棚节的列国人,耶和华也必用这灾攻击他们。
19 Бу Мисирниң җазаси, шундақла «кәпиләр һейти»ни тәбрикләшкә чиқмайдиған барлиқ әлләрниң җазаси болиду.
这就是埃及的刑罚和那不上来守住棚节之列国的刑罚。
20 Шу күни атларниң қоңғурақлири үстигә «Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болсун!» дәп йезилиду; Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ қача-қучиларму қурбангаһ алдидики қачиларға охшаш һесаплиниду;
当那日,马的铃铛上必有“归耶和华为圣”的这句话。耶和华殿内的锅必如祭坛前的碗一样。
21 Йерусалимдики вә Йәһудадики барлиқ қача-қучиларму Пәрвәрдигарға атилип пак-муқәддәс болиду; қурбанлиқ қилғучилар келип уларни елип қурбанлиқ гөшлирини пишириду; шу күни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйидә «қанаанлиқ-содигәр» иккинчи болмайду.
凡耶路撒冷和犹大的锅都必归万军之耶和华为圣。凡献祭的都必来取这锅,煮肉在其中。当那日,在万军之耶和华的殿中必不再有迦南人。