< Зәкәрия 13 >
1 Шу күни Давут җәмәти һәм Йерусалимда туруватқанлар үчүн гунани вә паскинилиқни жуйидиған бир булақ ечилиду.
2 Шу күни шундақ болидуки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән мәбудларниң намлирини зиминдин йоқитимәнки, улар йәнә һеч әсләнмәйду; вә Мән пәйғәмбәрләрни вә паскина роһниму зиминдин чиқирип йөткиветимән.
3 Шундақ әмәлгә ашурулидуки, бирәйлән йәнила пәйғәмбәрчилик қилип бешарәт берәй десә, униң өзини туққан ата-аниси униңға: «Сән һаят қалмайсән; чүнки Пәрвәрдигарниң намида ялған гәп қиливатисән» дәйду; андин өзини туққан ата-аниси уни бешарәт бериватқинидила санҗип өлтүриду.
4 Шу күни шундақ болидуки, пәйғәмбәрләрниң һәр бири өзлири бешарәт бериватқанда көргән көрүнүштин хиҗил болиду; улар хәқни алдаш үчүн иккинчи чупурлуқ чапанни киймәйду;
5 У: «Мән пәйғәмбәр әмәс, мән пәқәт териқчимән; чүнки яшлиғимдин тартип тупрақ билән тирикчилик қиливатимән» — дәйду.
6 Әнди бириси униңдин: «Һәй, әнди сениң мәйдәңдики бу зәхмәтләр немә?» — десә, у: «Достлиримниң өйидә ярилинип қалдим» — дәп җавап бериду.
7 Ойған, и қилич, Мениң падичимға, йәни Мениң шеригим болған адәмгә қарши чиқ, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; — Падичини урувәт, қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду; Мән қолумни кичик пеилларниң үстигә чүшүрүп турғузимән.
8 Зиминда шундақ әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — үчтин икки қисми қирилип өлиду; бирақ үчтин бир қисми униңда тирик қалиду.
9 Андин Мән үчинчи қисмини отқа киргүзимән, уларни күмүч тавлиғандәк тавлаймән, алтун синалғандәк уларни синаймән; улар Мениң намимни чақирип нида қилиду вә Мән уларға җавап беримән; Мән: «Бу Мениң хәлқим» дәймән; улар: «Пәрвәрдигар мениң Худайим» — дәйду.