< Зәкәрия 11 >
1 И Ливан, от сениң кедир дәрәқлириңни йәп кетиши үчүн, дәрвазилириңни ач!
2 Вайсаңлар, и қариғайлар, чүнки кедир жиқилди, есил дәрәқләр вәйран қилинди; вайсаңлар, и Башандики дуб дәрәқлири, чүнки барақсан орман жиқитилди!
3 Падичиларниң вайсиған авазини аңла! Чүнки уларниң шәриви [болған чимән-яйлақ] вәйран қилинди; асланларниң һөкиригән авазини аңла! Чүнки Иордан дәриясиниң пәхри болған [бүк-барақсанлиғи] вәйран қилинди.
4 Пәрвәрдигар Худайим мундақ дәйду: — Боғузлашқа бекитилгән падини баққин!
5 Уларни сетивалғанлар уларни боғузливәткәндә һеч гунакар дәп қаралмайду; уларни сетивәткәнләр: «Пәрвәрдигарға шүкри! Чүнки бейип кәттим!» — дәйду; уларниң өз падичилири уларға ичини һеч ағритмайду.
6 Чүнки Мән зиминда туруватқанларға йәнә ичимни һеч ағритмаймән, дәйду Пәрвәрдигар; — вә мана, Мән адәмләрни, һәр бирини өз йеқининиң қолиға вә өз падишасиниң қолиға тапшуримән; мана, булар зиминни харап қилиду, Мән уларни буларниң қолидин һеч қутқузмаймән.
7 Шуңа мән «боғузлашқа бекитилгән пада»ни беқип турдум, болупму падиниң арисидики мискин мөминләрни бақтим. Мән өзүмгә икки таяқни алдим; биринчисини «шапаәт», иккинчисини «риштә» дәп атидим; шуниң билән мән падини бақтим.
8 Шуниңдәк Мән бир ай ичидә үч падичини һалак қилдим; Мениң җеним бу [хәлиқтин] бизар болди вә уларниң җени Мени өч көрди.
9 Мән: «Мән силәрни бақмаймән; өләй дәп қалғанлири өлүп кәтсун; һалак болай дәп қалғанлири һалак болсун; тирик қалғанларниң һәммиси бир-бириниң гөшини йесун» — дедим.
10 Мән «шапаәт» дегән тайиғимни елип сундуривәттим, шуниңдәк Мениң барлиқ әлләр билән болған әһдәмни сундурувәттим.
11 Әһдә шу күни бекар қиливетилди; шуңа пада арисидики маңа диққәт қилған мискин мөминләр буниң Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәтти.
12 Вә мән уларға: «Мувапиқ көрсәңлар, мениң иш һәққимни бериңлар; болмиса болди қилиңлар» — дедим. Шуңа улар мениң иш һәққимгә оттуз күмүч тәңгини таразиға салди.
13 Вә Пәрвәрдигар маңа: «Мана бу улар Маңа бекиткән қалтис баһа! Уни сапалчиниң алдиға ташлап бәр!» деди. Шуниң билән мән оттуз күмүч тәңгини елип буларни Пәрвәрдигарниң өйидә, сапалчиниң алдиға чөривәттим.
14 Андин мән Йәһуда билән Исраилниң қериндашлиғини үзүш үчүн, иккинчи тайиғимни, йәни «риштә»ни сундурувәттим.
15 Андин Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Сән әнди йәнә әрзимәс падичиниң қураллирини ал.
16 Чүнки мана, Мән зиминда бир падичини орнидин турғузимәнки, у һалак болай дегәнләрдин хәвәр алмайду, тенәп кәткәнләрни издимәйду, яриланғанларни сақайтмайду, сағламларниму бақмайду; у бәлки сәмригәнләрниң гөшини йәйду, һәтта туяқлирини йирип йәйду.
17 Падини ташливәткән әрзимәс падичиниң һалиға вай! Қилич униң билиги вә оң көзигә чүшиду; униң билиги пүтүнләй йигиләйду, униң оң көзи пүтүнләй қараңғулишип кетиду.