< Зәкәрия 10 >

1 Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар; Пәрвәрдигар чақмақларни чақтуруп, уларға мол ямғурларни, шуниңдәк һәр биригә етизда от-чөпләрни бериду.
Pǝrwǝrdigardin «keyinki yamƣur» pǝslidǝ yamƣurni tǝlǝp ⱪilinglar; Pǝrwǝrdigar qaⱪmaⱪlarni qaⱪturup, ularƣa mol yamƣurlarni, xuningdǝk ⱨǝrbirigǝ etizda ot-qɵplǝrni beridu.
2 Чүнки «өй бутлири» бемәна гәпләрни ейтқан, палчилар ялған «аламәт»ләрни көргән, тутуруқсиз чүшләрни сөзлигән; улар қуруқ тәсәлли бериду. Шуңа хәлиқ қой падисидәк тенәп кәтти; улар падичиси болмиғачқа, азар йемәктә.
Qünki «ɵy butliri» bimǝnǝ gǝplǝrni eytⱪan, palqilar yalƣan «alamǝt»lǝrni kɵrgǝn, tuturuⱪsiz qüxlǝrni sɵzligǝn; ular ⱪuruⱪ tǝsǝlli beridu. Xunga hǝlⱪ ⱪoy padisidǝk tenǝp kǝtti; ular padiqisi bolmiƣaqⱪa, azar yemǝktǝ.
3 Мениң ғәзивим падичиларға қозғалди; Мән мошу «текә» [йетәкчиләрни] җазалаймән; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз падисидин, йәни Йәһуда җәмәтидин хәвәр елишқа кәлди; У җәңдә уларни Өзиниң һәйвәтлик етидәк қилиду.
Mening ƣǝzipim padiqilarƣa ⱪozƣaldi; Mǝn muxu «tekǝ» [yetǝkqilǝrni] jazalaymǝn; qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Ɵz padisidin, yǝni Yǝⱨuda jǝmǝtidin hǝwǝr elixⱪa kǝldi; U jǝngdǝ ularni Ɵzining ⱨǝywǝtlik etidǝk ⱪilidu.
4 Униңдин [йәни Йәһудадин] «Буҗәк Теши», униңдин «Қозуқ», униңдин «Җәң Оқяси», униңдин «Һәммигә һөкүмранлиқ Қилғучи» чиқиду.
Uningdin [yǝni Yǝⱨudadin] «Burjǝk Texi», uningdin «Ⱪozuⱪ», uningdin «Jǝng Oⱪyasi», uningdin «Ⱨǝmmigǝ ⱨɵkümranliⱪ Ⱪilƣuqi» qiⱪidu.
5 Шуниң билән улар җәңдә, [дүшмәнләрни] кочилардики патқақни дәссигәндәк чәйләйдиған палванлардәк болиду; улар җәң қилиду, чүнки Пәрвәрдигар улар билән биллидур; улар атлиқ әскәрләрниму йәргә қаритип қойиду.
Xuning bilǝn ular jǝngdǝ, [düxmǝnlǝrni] koqilardiki patⱪaⱪni dǝssigǝndǝk qǝylǝydiƣan palwanlardǝk bolidu; ular jǝng ⱪilidu, qünki Pǝrwǝrdigar ular bilǝn billidur; ular atliⱪ ǝskǝrlǝrnimu yǝrgǝ ⱪaritip ⱪoyidu.
6 Мән Йәһуда җәмәтини күчәйтимән, Йүсүпниң җәмәтини қутқузимән; Мән уларни қайтидин олтирақлишишқа қайтуримән; чүнки Мән уларға рәһим-шәпқәтни көрситимән. Улар Мән һеч қачан ташливәтмигәндәк болиду; чүнки Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигармән; Мән уларға җавап беримән.
Mǝn Yǝⱨuda jǝmǝtini küqǝytimǝn, Yüsüpning jǝmǝtini ⱪutⱪuzimǝn; Mǝn ularni ⱪaytidin olturaⱪlixixⱪa ⱪayturimǝn; qünki Mǝn ularƣa rǝⱨim-xǝpⱪǝtni kɵrsitimǝn. Ular Mǝn ⱨeqⱪaqan taxliwǝtmigǝndǝk bolidu; qünki Mǝn ularning Hudasi Pǝrwǝrdigarmǝn; Mǝn ularƣa jawab berimǝn.
7 Әфраимдикиләр палвандәк болиду, көңүллири шарап кәйпини сүргәнләрдәк хошаллиниду; уларниң балилири буни көрүп хошаллиниду; уларниң көңли Пәрвәрдигардин шатлиниду.
Əfraimdikilǝr palwandǝk bolidu, kɵngülliri xarab kǝypini sürgǝnlǝrdǝk huxallinidu; ularning baliliri buni kɵrüp huxallinidu; ularning kɵngli Pǝrwǝrdigardin xadlinidu.
8 Мән үшқиртип, уларни жиғимән; чүнки Мән уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиримән; улар илгири көпийип кәткәндәк көпийиду.
Mǝn üxⱪirtip, ularni yiƣimǝn; qünki Mǝn ularni bǝdǝl tɵlǝp ⱨɵrlükkǝ qiⱪirimǝn; ular ilgiri kɵpiyip kǝtkǝndǝk kɵpiyidu.
9 Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; андин улар Мени жирақ җайларда әсләйду; шуниң билән улар балилири билән һаят қелип, қайтип келиду.
Mǝn ularni ǝllǝr arisida uruⱪtǝk qaqimǝn; andin ular Meni yiraⱪ jaylarda ǝslǝydu; xuning bilǝn ular baliliri bilǝn ⱨayat ⱪelip, ⱪaytip kelidu.
10 Мән уларни қайтидин Мисир зиминидин елип келимән, Асурийәдинму чиқирип жиғимән; уларни Гилеад вә Ливан зиминиға елип киргүзимән; йәр-зимин уларни патқузалмай қалиду.
Mǝn ularni ⱪaytidin Misir zeminidin elip kelimǝn, Asuriyǝdinmu qiⱪirip yiƣimǝn; ularni Gilead wǝ Liwan zeminiƣa elip kirgüzimǝn; yǝr-zemin ularni patⱪuzalmay ⱪalidu.
11 Шундақ қилип, У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду; Нил дәриясиниң тәглири қуруп кетиду; Асурийәниң мәғрурлуғи вә пәхри пәс қилиниду, Мисирдики шаһанә һасиму йоқилиду.
Xundaⱪ ⱪilip, U jǝbir-japa dengizidin ɵtüp, dengizdiki dolⱪunlarni uridu; Nil dǝryasining tǝgliri ⱪurup ketidu; Asuriyǝning mǝƣrurluⱪi wǝ pǝhri pǝs ⱪilinidu, Misirdiki xaⱨanǝ ⱨasimu yoⱪilidu.
12 Мән уларни Пәрвәрдигар арқилиқ күчәйтимән; улар Униң намида маңиду, дәйду Пәрвәрдигар.
Mǝn ularni Pǝrwǝrdigar arⱪiliⱪ küqǝytimǝn; ular Uning namida mangidu, dǝydu Pǝrwǝrdigar.

< Зәкәрия 10 >