< Зәкәрия 1 >
1 Дариус падишаниң иккинчи жили сәккизинчи айда, Пәрвәрдигарниң сөзи Иддониң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Зәкәрия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилди: —
2 — «Пәрвәрдигар ата-бовилириңлардин интайин қаттиқ ғәзәпләнди.
3 Шуңа сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — «Мениң йенимға қайтип келиңлар, Мән силәрниң йениңларға қайтип келимән» дәйду», — дегин.
4 — Ата-бовилириңлардәк болмаңлар; чүнки илгәрки пәйғәмбәрләр уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: — Рәзил йоллириңлардин, рәзил қилмишлириңлардин йенип товва қилиңлар, дегән», — дәп җакалиған. Бирақ улар Маңа қулақ салмиған, бойсунмиған, — дәйду Пәрвәрдигар.
5 — Силәрниң ата-бовилириңлар һазир қени? Пәйғәмбәрләр болса, мәңгү яшамду?
6 Лекин Мениң пәйғәмбәрләргә буйруған сөзлирим вә бәлгүлимилирим, ата-бовилириңларниң бешиғиму чүшкән әмәсмиди?». Шуниң билән улар йолидин йенип: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар йоллиримиз вә қилмишлиримиз бойичә бизни қандақ қилимән десә, шундақ қилди, — дегән.
7 Дариус падишаниң иккинчи жили, он биринчи ай, йәни «Шебат ейи»ниң жигирмә төртинчи күни, Пәрвәрдигарниң калами Иддониң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Зәкәрия пәйғәмбәргә кәлди. У мундақ бешарәтни көрди: —
8 Мән кечидә [аламәт көрүнүшләрни] көрдүм; мана, торуқ атқа мингән бир адәмни көрдүм; у чоңқур ойманлиқтики хадас дәрәқлири арисида туратти; униң кәйнидә торуқ, ала-тағил вә ақ атлар бар еди.
9 Мән униңдин: «Тәхсир, булар немә?» — дәп соридим. Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа: «Мән саңа буларниң немә екәнлигини көрситимән» — деди.
10 Хадас дәрәқлири арисида турған зат җававән: «Булар Пәрвәрдигарниң йәр йүзини уян-буян кезишкә әвәткәнлири» — деди.
11 Бу атлар хадас дәрәқлири арисида турған Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә җавап қилип: «Биз йәр йүзидә уян-буян кезип кәлдуқ; мана, пүткүл йәр йүзи типтинч, арамлиқта туруватиду» — деди.
12 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси җававән: «И самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, қачанғичә сән бу йәтмиш жилдин бери аччиқлинип келиватқан Йерусалим вә Йәһуданиң шәһәрлиригә рәһим қилмайсән?» — деди.
13 Пәрвәрдигар мән билән сөзлишиватқан пәриштигә йеқимлиқ сөзләр, тәсәлли бәргүчи сөзләр билән җавап бәрди.
14 Шуниң билән мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа мундақ деди: «Сән мундақ җакалиғин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар: «Йерусалим вә Зионға болған отлуқ муһәббитимдин жүригим лавилдап көйиду!
15 Шуниң билән Мән әркин-азатиликтә яшаватқан әлләргә қаттиқ ғәзәплинимән; чүнки Мән [хәлқимгә] сәлла ғәзәплинип қойивидим, улар һәддидин ешип [хәлқимгә] зор азар қилди», дәйду.
16 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Йерусалимға рәһим-шәпқәтләр билән қайтип кәлдим; Мениң өйүм униң ичидә қурулиду» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — «вә Йерусалим үстигә «өлчәм таниси» йәнә тартилиду».
17 — Йәнә мундақ җакалиғин: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мениң шәһәрлирим йәнә аватлишиду, Пәрвәрдигар йәнә Зионға тәсәлли бериду вә Йерусалимни йәнә талливалиду».
18 Андин мән бешимни көтәрдим, мана төрт мүңгүзни көрдүм.
19 Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Булар немә?» дәп соридим. У маңа: «Бу Йәһуда, Исраил вә Йерусалимни тарқитивәткән мүңгүзләрдур» — деди.
20 Вә Пәрвәрдигар маңа төрт һүнәрвәнни көрсәтти.
21 Мән: «Бу [һүнәрвәнләр] немә иш қилғили кәлди?» дәп соридим. У: «Мана булар болса Йәһудадикиләрни һеч ким қәддини руслалмиғидәк дәриҗидә тарқитивәткән мүңгүзләр; бирақ бу [һүнәрвәнләр мүңгүзләрни] дәккә-дүккигә чүшүргили, йәни әлләрниң Йәһуданиң зиминини тарқитиветиш үчүн көтәргән мүңгүзлирини йәргә ташливәткили кәлди!» — деди.