< Титусқа 3 >
1 [Җамаәттикиләргә] шуни әслитип турғинки, улар һөкүмранларға вә һоқуқдарларға бойсунуп, шуларниң сөзини аңлисун, һәр қандақ яхши әмәлләрни қилишқа тәйяр турсун,
2 һеч кимниң яман гепини қилмисун, җедәлхор болмисун, мулайим болсун, һәммә адәмгә һәр җәһәттә мөминлик көрсәтсун.
3 Чүнки биз өзимизму әслидә надан болуп, итаәтсиз, аздурулған, һәр хил шәһвәт-һәвәсләрниң һәм ләззәтләрниң қули болған, рәзиллик вә һәсәтхорлуқ ичидә яшиған, нәпрәтлик болған һәм бир-биримиздин нәпрәтлинидиғанлардин едуқ.
4 Бирақ Қутқузғучимиз Худаниң инсанларға болған меһриванлиғи вә меһир-муһәббити аян болуши билән,
5 (өзимизниң қандақтур һәққаний әмәллиримиз билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқити билән) йеңидин туғулушта жуюшлири вә Муқәддәс Роһта йеңилиши арқилиқ У бизни қутқузди;
6 бу Роһни Худа Ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһ арқилиқ вуҗудимизға мол қуйди.
7 Бу арқилиқ, Худаниң меһри-шәпқити билән һәққаний қилинип, мәңгүлүк һаятқа еришиш үмүтини тутқан мирасхорлар болдуқ. (aiōnios )
8 Бу сөзләр ишәшликтур вә бу һәқиқәтләрни алаһидә тәкитлишиңни тәләп қилимән. Шундақ қилғиниңда, Худаға етиқат қилғанлар өзлирини яхши әмәлләрни қилишқа берилишкә көңүл бөлиду. Бу ишлар инсанлар үчүн гөзәл вә пайдилиқ.
9 Бирақ әхмиқанә муназириләр, нәсәбнамиләрдики [қуруқ гәпләр], җедәл-маҗралар, Тәврат қануниға мунасивәтлик талаш-тартишлардин өзүңни нери тутқин; чүнки булар пайдисиз вә бимәниликтур.
10 Ариға бөлгүнчилик қилғучи адәмни болса бир-икки қетим агаһландурғандин кейин униң билән болған барди-кәлдини үзивәт;
11 чүнки бундақ адәмни һәқиқәттин чәтниди, гуна садир қиливатиду, шундақла өзини өзи җазаға мәһкүм қилған дәп билисән.
12 Артемасни яки Тикикусни саңа маңдурғанда, мүмкин қәдәр тезрәк Никополис шәһиригә мениң йенимға кәлгин, чүнки у йәрдә қишлимақчи болуватимән.
13 Адвокат Зенас билән Аполлосниң сәпиригә көңүл бөлүп һиммитиңниң баричә узатқин; кәм-күтилири болса, уларниң һаҗитидин чиққин.
14 Бизниң қовмимиз мевисиз қалмаслиғи үчүн һаҗәтмәнләргә ярдәм қилип, өзлирини гөзәл әмәлләрни қилишқа беғишлашни үгәнсун.
15 Йенимдикиләрниң һәммисидин саңа салам. Етиқатта бизни сөйидиғаларға салам ейт. Меһри-шәпқәт һәммиңларға яр болғай!