< Титусқа 1 >
1 Худаниң таллиғанлириға аманәт болған етиқат вә ихласмәнликкә елип баридиған һәқиқәтниң билдүрүлүши үчүн, Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған, Худаниң қули болған мәнки Павлустин саңа салам —
2 (бу етиқат вә һәқиқәт мәңгүлүк һаятқа бағланған үмүтни елип келиду; бу мәңгүлүк һаятни мутләқ ялған ейтмайдиған Худа һәммә дәвир-заманлардин илгирила вәдә қилған еди; (aiōnios )
3 лекин [һазир] вәдисиниң вақти келип Қутқузғучимиз Худа буниң калам-хәвирини Өз әмри билән маңа тапшурған җакар арқилиқ ашкарилиди)
4 — ортақ етиқатимизда өз оғлум болған Титусқа салам! ХудаАтимиз вә ниҗаткаримиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
5 Сени Крет арилида қалдуруштики сәвәп, орундилип болмиған ишларни бир тәрәп қилишиң үчүн вә һәр шәһәрдә саңа тапилиғинимдәк җамаәткә ақсақалларни тайинлишиң үчүн еди.
6 Ақсақаллиққа тайинлинидиған киши әйипсиз болуши, бир аяллиқ, пәрзәнтлири болса етиқат қилғучи болуши вә ишлирида шаллақлиқ қилидиған яки [ата-анисиға] бойсунмайдиған әйиплири болмиған болуши керәк.
7 Чүнки җамаәтниң йетәкчиси Худаниң [аилисигә] ғоҗидар болуш сүпитидә, әйипсиз болуши керәк; башбаштақ әмәс, териккәк әмәс, һарақ-шарапқа берилгән әмәс, зораван әмәс, нәпсанийәтчи әмәс,
8 бәлки меһмандост, сахавәтлик, яхшилиқни сөйидиған, салмақ, адил, ихласмән вә өзини тутувалған болуши лазим.
9 У йәнә сағлам тәлим билән риғбәт-тәсәлли бериш үчүн вә қарши чиққучиларға рәддийә бериш үчүн, тапшурулған тәлимдики ишәшлик калам-сөздә чиң туруши керәк.
10 Чүнки һазир бемәна сөз қилидиған, кишиләрниң көңлини овлап езитқулуқ қилидиған, өз бешимчилиқ қилидиған көплигән кишиләр бар, болупму хәтниликләрдин чиққанлар бар.
11 Уларниң ағзини етиш керәк; чүнки улар һарам дунияни дәп үгитишкә тегишлик болмиған тәлимләрни үгитип, һәтта пүтүн аилиләрни набут қилмақта.
12 Шулардин бири, йәни [Крет арилидикиләрниң] өзиниң бир пәйғәмбири: «Кретлар һемишә ялған сөзләйдиғанлар, вәһший һайванлар вә һорун тоймаслардур» дегән.
13 Бу гувалиқ һәқиқәттур; шуңа уларниң етиқатта сағлам туруши үчүн, шундақла Йәһудий әпсаниләргә вә һәқиқәттин чәтнигәнләр тоқувалған инсаний қаидә-бәлгүлимиләргә қулақ салмаслиғи үчүн уларни қаттиқ әйипләп агаһландурғин.
14
15 Пак кишиләр үчүн һәммә нәрсә пак; лекин булғанған напаклар вә етиқатсизлар үчүн һеч қандақ нәрсә пак әмәстур. Чүнки уларниң ой-пикрлириму, виҗданиму булғинип кәткән.
16 Улар Худани тонуймиз дәп давраң қилсиму, лекин әмәллиридә Униңдин таниду; чүнки улар жиркиничликләр, һечгәп аңлимайдиғанлар, һеч қандақ яхши ишларни қилишқа яримайдиғанлардур.