< Күйләрниң күйи 1 >
1 «Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи.
«Küylǝrning küyi» — Sulaymanning küyi.
2 «У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур.
«U otluⱪ aƣzi bilǝn meni sɵysun; Qünki sening muⱨǝbbiting xarabtin xerindur.
3 Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!»
Huxpuraⱪtur sening ǝtirliring; Ⱪuyulƣan puraⱪliⱪ may sening namingdur; Xunglaxⱪa ⱪizlar seni sɵyidu. Kɵnglümni ɵzünggǝ mǝⱨliya ⱪilƣaysǝn — Biz sanga ǝgixip yügürǝyli! — Padixaⱨ meni ɵz ⱨujriliriƣa ǝkirgǝy!»
4 «Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз».
«Biz sǝndin huxal bolup xadlinimiz; Sening muⱨǝbbǝtliringni xarabtin artuⱪ ǝslǝp tǝriplǝymiz».
5 «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.
«Ular seni durusluⱪ bilǝn sɵyidu». — «Ⱪara tǝnlik bolƣinim bilǝn qirayliⱪmǝn, i Yerusalem ⱪizliri! Bǝrⱨǝⱪ, Kedarliⱪlarning qedirliridǝk, Sulaymanning pǝrdiliridǝk ⱪarimǝn.
6 Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән».
Manga tikilip ⱪarimanglar, Qünki ⱪaridurmǝn, Qünki aptap meni kɵydürdi; Anamning oƣulliri mǝndin rǝnjigǝn; Xunga ular meni üzümzarlarni baⱪⱪuqi ⱪildi; Xunga ɵz üzümzarimni baⱪalmiƣanmǝn».
7 «Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?»
«Ⱨǝy, jenim sɵyginim, deginǝ, Padangni ⱪǝyǝrdǝ baⱪisǝn? Uni kün ⱪiyamida ⱪǝyǝrdǝ aram alƣuzisǝn? Ⱨǝmraⱨliringning padiliri yenida qümpǝrdilik ayallardǝk yürüxümning nemǝ ⱨajiti?»
8 «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин».
«I ⱪiz-ayallar arisidiki ǝng güzili, ǝgǝr sǝn buni bilmisǝng, Padamning basⱪan izlirini besip mengip, Padiqining qediri yenida ɵz oƣlaⱪliringni ozuⱪlandurƣin».
9 «И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;
«I sɵyümlüküm, mǝn seni Pirǝwnning jǝng ⱨarwiliriƣa ⱪetilƣan bir baytalƣa ohxattim;
10 Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.
Sening mǝngziliring tizilƣan munqaⱪlar bilǝn, Boynung marjanlar bilǝn güzǝldur.
11 Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз».
Biz sanga kümüx kɵzlǝr ⱪuyulƣan, Altundin zibu-zinnǝtlǝrni yasap berimiz».
12 «Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду;
«Padixaⱨ toy dastihinida olturƣinida, sumbul mǝlⱨimim puraⱪ qaqidu;
13 Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду;
Mening sɵyümlüküm, u manga bir monǝk murmǝkkidur, U kɵkslirim arisida ⱪonup ⱪalidu;
14 Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур».
Mening sɵyümlüküm manga Ən-Gǝdidiki üzümzarlarda ɵskǝn bir ƣunqǝ henǝ gülidǝktur».
15 «Мана, сән гөзәл, амриғим! Мана, сән шундақ гөзәл! Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!»
«Mana, sǝn güzǝl, amriⱪim! Mana, sǝn xundaⱪ güzǝl! Kɵzliring pahtǝklǝrningkidǝktur!»
16 «Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм; Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән; Бизниң орун-көрпимиз йешилдур;
«Mana, sǝn güzǝl, sɵyümlüküm; Bǝrⱨǝⱪ, yeⱪimliⱪ ikǝnsǝn; Bizning orun-kɵrpimiz yexildur;
17 Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин, Василиримиз арчилардиндур.
Ɵyimizdiki limlar kedir dǝrihidin, Wasilirimiz arqilardindur.