< Күйләрниң күйи 7 >
1 «И шаһзадиниң қизи, Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл! Толғиған ямпашлириң гөһәрләрдәк, Чевәр һүнәрвән қолиниң һүниридур.
2 Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур; Униң әбҗәш шараби кам әмәс; Қосиғиң буғдай догисидур, Әтрапиға нилупәрләр олишиду.
3 Икки көксүң икки маралдәк, җәрәнниң қошкезикидур;
4 Бойнуң пил чишлиридин ясалған мунардур; Көзлириң Бат-Раббим қовуқи бойидики Һәшбон көлчәклиридәк, Бурнуң Дәмәшққә қарайдиған Ливан мунаридәктур;
5 Үстүңдә бешиң Кармәл теғидәк туриду; Бешиңдики өрүмә чачлириң сөсүн рәңликтур, Падиша бүдүр чачлириңниң мәһбусидур.
6 И сөйгиним, һозурлар үчүн шунчә гөзәл, шунчә йеқимлиқтурсән!
7 Сениң боюң палма дәриғидәк, Көксүң үзүм ғунчилиридәктур.
8 Мән: — «Палма дәриғи үстигә чиқимән, Шахлирини тутуп ямишимән; Көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк, Бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...».
9 «...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп, Ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!
10 Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән, Униң тәқаззаси маңа қаритилиду».
11 «И сөйүмлүгүм, келәйли, Етизларға чиқайли; Йезиларда түнәп келәйли,
12 Үзүмзарлиққа чиқишқа балдур орундин турайли, Үзүм таллириниң бихлиған-бихлимиғанлиғини, Чечәкләрниң ечилған-ечилмиғанлиғини, Анарларниң бәрқ урған-урмиғанлиғини көрәйли; Әшу йәрдә муһәббәтлиримни саңа беғишлаймән.
13 Муһәббәтгүлләр әшу йәрдә өз пуриғини пуритиду; Ишиклиримиз үстидә һәр хил есил мевә-чивиләр бардур, Йеңи һәм кониму бардур; Сән үчүн уларни топлап тәйярлидим, и сөйүмлүгүм!»