< Күйләрниң күйи 6 >

1 «Сениң сөйүмлүгүң нәгә кәткәнду, Қиз-аяллар арисида әң гөзәл болғучи? Сениң сөйүмлүгүң қәйәргә бурулуп кәтти? Биз сән билән биллә уни издәйли!»
«Sening sɵyümlüküng nǝgǝ kǝtkǝndu, Ⱪiz-ayallar arisida ǝng güzǝl bolƣuqi? Sening sɵyümlüküng ⱪǝyǝrgǝ burulup kǝtti? Biz sǝn bilǝn billǝ uni izdǝyli!»
2 «Мениң сөйүмлүгүм өз беғиға чүшти, Тетитқу отяшлиқларға чүшти. Бағларда озуқлинишқа, Нилупәрләрни жиғишқа чүшти.
«Mening sɵyümlüküm ɵz beƣiƣa qüxti, Tetitⱪu otyaxliⱪlarƣa qüxti. Baƣlarda ozuⱪlinixⱪa, Nilupǝrlǝrni yiƣixⱪa qüxti.
3 Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән, Вә сөйүмлүгүм мениңкидур; У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду»
Mǝn mening sɵyümlükümningkidurmǝn, Wǝ sɵyümlüküm meningkidur; U ɵz padisini nilupǝrlǝr arisida baⱪidu»
4 «Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл; Йерусалимдәк йеқимлиқ, Туғларни көтәргән бир қошундәк һәйвәтликтурсән;
«Sǝn güzǝl, i sɵyümlüküm, Tirzaⱨ xǝⱨiridǝk güzǝl; Yerusalemdǝk yeⱪimliⱪ, Tuƣlarni kɵtürgǝn bir ⱪoxundǝk ⱨǝywǝtliktursǝn;
5 Аһ, көзлириңни мәндин кәткүзгин! Чүнки улар мениң үстүмдин ғалип келиватиду; Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
Aⱨ, kɵzliringni mǝndin kǝtküzgin! Qünki ular mening üstümdin ƣalib keliwatidu; Qaqliring Gilead teƣi baƣrida yatⱪan bir top ɵqkilǝrdǝktur.
6 Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк; Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардиндур; Улар арисида һеч бири кам әмәстур;
Qixliring yengila yuyuluxtin qiⱪⱪan ⱪirⱪilƣan bir top ⱪoylardǝk; Ularning ⱨǝmmisi ⱪoxkezǝk tuƣⱪanlardindur; Ular arisida ⱨeqbiri kǝm ǝmǝstur;
7 Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
Qümbiling kǝynidǝ qekiliring parqǝ anardur.
8 Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар; Қизлар санақсиз;
Atmix hanix, sǝksǝn kenizǝkmu bar; Ⱪizlar sanaⱪsiz;
9 Бирақ мениң пахтиким, ғубарсизим болса бирдин-бирдур; Анисидин туғулғанлар ичидә тәңдашсиз болғучи, Өзини туққучиниң таллиғинидур. Қизлар уни көрүп, уни бәхитлик дәп аташти, Ханишлар вә кенизәкләрму көрүп уни махташти».
Biraⱪ mening pahtikim, ƣubarsizim bolsa birdinbirdur; Anisidin tuƣulƣanlar iqidǝ tǝngdaxsiz bolƣuqi, Ɵzini tuƣⱪuqining talliƣinidur. Ⱪizlar uni kɵrüp, uni bǝhtlik dǝp ataxti, Hanixlar wǝ kenizǝklǝrmu kɵrüp uni mahtaxti».
10 «Таң сәһәр җаһанға қариғандәк, Айдәк гөзәл, айдиңдәк рошән, Иллиқ қуяштәк йоруқ, Туғларни көтәргән қошунлардәк һәйвәтлик болғучи кимдур?»
«Tang sǝⱨǝr jaⱨanƣa ⱪariƣandǝk, Aydǝk güzǝl, aydingdǝk roxǝn, Illiⱪ ⱪuyaxtǝk yoruⱪ, Tuƣlarni kɵtürgǝn ⱪoxunlardǝk ⱨǝywǝtlik bolƣuqi kimdur?»
11 «Меғизлар беғиға чүштүм, Җилғидики гүл-гияларни көрүшкә, Үзүм телиниң бихлиған-бихлимиғанлиғини көрүшкә, Анарларниң чечәклигән-чечәклимигәнлигини көрүшкә;
«Meƣizlar beƣiƣa qüxtüm, Jilƣidiki gül-giyaⱨlarni kɵrüxkǝ, Üzüm telining bihliƣan-bihlimiƣanliⱪini kɵrüxkǝ, Anarlarning qeqǝkligǝn-qeqǝklimigǝnlikini kɵrüxkǝ;
12 Бирақ билә-билмәй, Җеним мени көтирип, Есил хәлқимниң җәң һарвулири үстигә қойған екән».
Biraⱪ bilǝ-bilmǝy, Jenim meni kɵtürüp, Esil hǝlⱪimning jǝng ⱨarwiliri üstigǝ ⱪoyƣanikǝn».
13 «Қайтқин, қайтқин, и Шуламит — Қайтқин, қайтқин, бизниң саңа қариғумиз бардур!» «Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?» «“Икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!»
«Ⱪaytⱪin, ⱪaytⱪin, i Xulamit — Ⱪaytⱪin, ⱪaytⱪin, bizning sanga ⱪariƣumiz bardur!» «Silǝr Xulamitning nemisigǝ ⱪariƣunglar bar?» «“Ikki bargaⱨ” ussulƣa qüxkǝn waⱪtidikidǝk uningƣa ⱪaraymiz!»

< Күйләрниң күйи 6 >