< Күйләрниң күйи 5 >

1 «Мән өз беғимға кирдим, Мениң сиңлим, мениң җөрәм; Мурмәккәмни тетитқулирим билән жиғдим, Һәрә көнигимни һәсилим билән йедим; Шарабимни сүтлирим билән ичтим». «Достлирим, йәңлар! Ичиңлар, көңлүңләр халиғанчә ичиңлар, и ашиқ-мәшуқлар!»
«Men öz béghimgha kirdim, Méning singlim, méning jörem; Murmekkemni tétitqulirim bilen yighdim, Here könikimni hesilim bilen yédim; Sharabimni sütlirim bilen ichtim». «Dostlirim, yenglar! Ichinglar, könglüngler xalighanche ichinglar, i ashiq-meshuqlar!»
2 «Мән ухлавататтим, бирақ көңлүм ойғақ еди: — — Сөйүмлүгүмниң авази! Мана, у ишикни қеқиватиду: — — «Маңа ечип бәр, и сиңлим, и амриғим; Мениң пахтиким, мениң ғубарсизим; Чүнки бешим шәбнәм билән, Чачлирим кечидики нәмлик билән һөл-һөл болуп кәтти!»
«Men uxlawatattim, biraq könglüm oyghaq idi: — — Söyümlükümning awazi! Mana, u ishikni qéqiwatidu: — — «Manga échip ber, i singlim, i amriqim; Méning paxtikim, méning ghubarsizim; Chünki béshim shebnem bilen, Chachlirim kéchidiki nemlik bilen höl-höl bolup ketti!»
3 «Мән төшәк кийимлиримни селивәткән, Қандақму уни йәнә кийивалай? Мән путлиримни жуйдум, Қандақму уларни йәнә булғай?»
«Men töshek kiyimlirimni séliwetken, Qandaqmu uni yene kiyiwalay? Men putlirimni yudum, Qandaqmu ularni yene bulghay?»
4 Сөйүмлүгүм қолини ишик төшүгидин тиқти; Мениң ич-бағрилирим униңға тәлмүрүп кәтти;
Söyümlüküm qolini ishik töshükidin tiqti; Méning ich-baghrilirim uninggha telmürüp ketti;
5 Сөйүмлүгүмгә ечишқа қоптум; Қоллиримдин мурмәкки, Бармақлиримдин суюқ мурмәкки темиди, Тақақниң тутқучлири үстигә темиди;
Söyümlükümge échishqa qoptum; Qollirimdin murmekki, Barmaqlirimdin suyuq murmekki témidi, Taqaqning tutquchliri üstige témidi;
6 Сөйүмлүгүмгә ачтим; Бирақ сөйүмлүгүм бурулуп, кетип қалған еди. У сөз қилғанда роһум чиқип кәткән еди; Уни издидим, бирақ тапалмидим; Уни чақирдим, бирақ у җавап бәрмиди;
Söyümlükümge achtim; Biraq söyümlüküm burulup, kétip qalghanidi. U söz qilghanda rohim chiqip ketkenidi; Uni izdidim, biraq tapalmidim; Uni chaqirdim, biraq u jawab bermidi;
7 Шәһәрни айлинидиған җесәкчиләр мени учритип мени урди, мени яриландурди; Сепиллардики күзәтчиләр чүмпәрдәмни мәндин тартивалди.
Sheherni aylinidighan jésekchiler méni uchritip méni urdi, méni yarilandurdi; Sépillardiki közetchiler chümperdemni mendin tartiwaldi.
8 И Йерусалим қизлири, сөйүмлүгүмни тапсаңлар, Униңға немә дәйсиләр? Униңға, сөйгиниң: «Мән муһәббәттин зәиплишип кәттим! — деди, дәңлар».
I Yérusalém qizliri, söyümlükümni tapsanglar, Uninggha néme deysiler? Uninggha, söygining: «Men muhebbettin zeipliship kettim! — dédi, denglar».
9 «Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар, И, аяллар арисидики әң гүзили? Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар? — Сән бизгә шундақ тапилиғанғу?».
«Séning söyümlüküngning bashqa bir söyümlüktin qandaq artuq yéri bar, I, ayallar arisidiki eng güzili? Séning söyümlüküngning bashqa bir söyümlüktin qandaq artuq yéri bar? — Sen bizge shundaq tapilighan’ghu?».
10 «Мениң сөйүмлүгүм аппақ вә пақирақ, жүрәклик әзимәт, Он миң арисида туғдәк көрүнәрликтур;
«Méning söyümlüküm ap’aq we parqiraq, yüreklik ezimet, On ming arisida tughdek körünerliktur;
11 Униң беши сап алтундиндур, Будур чачлири атниң яйлидәк, Тағ қарғисидәк қара.
Uning béshi sap altundindur, Budur chachliri atning yaylidek, Tagh qaghisidek qara.
12 Униң көзлири еқинлар бойидики пахтәкләрдәк, Сүт билән жуюлған, Яришиқида қоюлған;
Uning közliri éqinlar boyidiki paxteklerdek, Süt bilen yuyulghan, Yarishiqida qoyulghan;
13 Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур; Айниған йеқимлиқ гүллүктәк; Униң ләвлири нилупәр, Улар суюқ мурмәккини темитиду;
Uning mengziliri bir teshtek puraqliq ösümlüktektur; Aynighan yéqimliq güllüktek; Uning lewliri niluper, Ular suyuq murmekkini témitidu;
14 Униң қоллири алтун турубилар, Ичигә берил яқутлар қуюлған. Қосиғи нәқишлик пил чишлиридин ясалған, Көк яқутлар билән безәлгән.
Uning qolliri altun turubilar, Ichige béril yaqutlar quyulghan. Qorsiqi neqishlik pil chishliridin yasalghan, Kök yaqutlar bilen bézelgen.
15 Униң путлири мәрмәр түврүкләр, Алтун үстигә тикләнгән. Униң салапити Ливанниңкидәк, Кедир дәрәқлиридәк көркәм-һәйвәтликтур.
Uning putliri mermer tüwrükler, Altun üstige tiklen’gen. Uning salapiti Liwanningkidek, Kédir derexliridek körkem-heywetliktur.
16 Униң ағзи бәкму шериндур; Бәрһәқ, у пүтүнләй гөзәлдур; Бу мениң сөйүмлүгүм, — Бәрһәқ, бу мениң амриғим, И Йерусалим қизлири!»
Uning aghzi bekmu shérindur; Berheq, u pütünley güzeldur; Bu méning söyümlüküm, — Berheq, bu méning amriqim, I Yérusalém qizliri!»

< Күйләрниң күйи 5 >