< Күйләрниң күйи 3 >
1 «Орун-көрпәмдә йетип, кечә-кечиләрдә, Җенимниң сөйгинини издәп тәлмүрүп яттим; Издидим, бирақ тапалмайттим;
2 Мән һазир туруп, шәһәрни айлинай; Кочиларда, мәйданларда, Җенимниң сөйгинини издәймән» — дедим; Издидим, бирақ тапалмайттим;
3 Шәһәрни чарлиғучи җесәкчиләр маңа учриди, мән улардин: — «Җенимниң сөйгинини көрдүңларму?» — дәп соридим.
4 — Улардин айрилипла җенимниң сөйгинини таптим; Уни анамниң өйигә, Өз қосиғида мени һамилдар болғанниң һуҗрисиға елип кирмигичә, Уни тутувелип қәтъий қоюп бәрмәйттим».
5 «И Йерусалим қизлири, Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән, Силәргә тапилаймәнки, Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар».
6 «Бу зади ким, чөл-баявандин келиватқан? Ис-түтәк түврүклиридәк, Мүрмәкки һәм мәстики билән пуритилған, Әтирпурушниң һәр хил ипар-әнбәрлири билән пуритилған?»
7 «Мана, униң тәхтиравани, У Сулайманниң өзиниңдур; Әтрапида атмиш палван жүриду, Улар Исраилдики батурлардиндур.
8 Уларниң һәммиси өз қиличи тутуқлуқ, Җәң қилишқа тәрбийиләнгәнләрдур; Түнләрдики вәсвәсиләргә тәйяр туруп, Һәммиси өз қиличини янпишиға асиду».
9 «Сулайман падиша өзи үчүн алаһидә бир шаһанә сайивәнлик кариват ясиған; Ливандики яғачлардин ясиған.
10 Униң түврүклири күмүчтин, Йөләнчүки алтундин, Селинчиси болса сөсүн рәхттин; Ичи муһәббәт билән безәлгән, Йерусалим қизлири тәрипидин.
11 Чиқиңлар, и Зион қизлири, Сулайман падишаға қарап беқиңлар, Той болған күнидә, Көңли хошал болған күнидә, аниси униңға таҗни кийгүзгән қияпәттә униңға қарап беқиңлар!»