< Күйләрниң күйи 2 >
1 Мән болсам Шарун отлиғидики зәпиран, халас; Җилғиларда өскән бир нилупәр, халас!»
2 «Тикән-җиғанлар арисидики нилупәрдәк, Мана инсан қизлири арисида мениң амриғим шундақтур!».
3 «Ормандики дәрәқләр арисида өскән алма дәриғидәк, Оғул балилар арисидидур мениң амриғим. Униң сайиси астида дилим аләмчә сөйүнүп олтардим; Униң мевиси маңа шерин тетиди;
4 У мени шарапханиға елип кирди; Униң үстүмдә көтәргән туғи муһәббәттур.
5 Мени кишмиш пошкаллар билән қувәтләңлар; Алмилар билән мени йеңиландуруңлар; Чүнки муһәббәттин зәиплишип кәттим;
6 Униң сол қоли бешим астида, Униң оң қоли мени силаватиду.
7 И Йерусалим қизлири, Җәрәнләр вә даладики маралларниң һөрмити билән, Силәргә тапилаймәнки, Муһәббәтниң вақит-саити болмиғичә, Уни ойғатмаңлар, қозғимаңлар!»
8 «Сөйүмлүгүмниң авази! Мана, у келиватиду! Тағлардин сәкрәп, Едирлардин ойнақлап келиватиду!
9 Мениң сөйүмлүгүм җәрән яки яш буғидәктур; Мана, у бизниң өйниң теминиң кәйнидә туриду; У деризиләрдин қарайду, У пәнҗирә-пәнҗириләрдин марап бақиду».
10 «Мениң сөйүмлүгүм маңа сөз қилип мундақ деди: — «Орнуңдин тур, амриғим, мениң гүзилим, мән билән кәткин;
11 Чүнки мана, қиш өтүп кәтти, Ямғур йеғип түгиди, у кетип қалди;
12 Йәр йүзидә гүлләр көрүнди; Нахшилар сайраш вақти кәлди, Зиминимизда пахтәкниң садаси аңланмақта;
13 Әнҗир дәриғи қишлиқ әнҗирлирини пишармақта, Үзүм таллири чечәкләп өз пуриғини чачмақта; Орнуңдин тур, мениң амриғим, мениң гүзилим, мән билән кәткин!
14 Аһ мениң пахтиким, Қорам таш йериқи ичидә, Қия далдисида, Маңа авазиңни аңлатқайсән, Чүнки авазиң шерин, җамалиң йеқимлиқтур!»
15 «Түлкиләрни тутувалайли, Йәни үзүмзарларни бузғучи кичик түлкиләрни тутувалайли; Чүнки үзүмзарлиримиз чечәклимәктә».
16 «Сөйүмлүгүм мениңкидур, мән униңкидурмән; У нилупәрләр арисида падисини беқиватиду».
17 «Таң атқичә, Көләңгиләр қечип йоқиғичә, Маңа қарап бурулуп кәлгин, и сөйүмлүгүм, Һиҗранлиқ тағлири үстидин сәкрәп келидиған җәрән яки буғидәк болғин!».