< Рут 4 >
1 Боаз шәһәр дәрвазисиға чиқип, шу йәрдә олтарди. Мана, у вақитта Боаз ейтқан һелиқи һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә киши келивататти. Боаз униңға: — Әй бурадәр, келип бу йәрдә олтарғин, девиди, у келип олтарди.
波阿斯到了城門,坐在那裏,恰巧波阿斯所說的那至近的親屬經過。波阿斯說:「某人哪,你來坐在這裏。」他就來坐下。
2 Андин Боаз шәһәрниң ақсақаллиридин он адәмни чақирип, уларғиму: — Бу йәрдә олтириңлар, деди. Улар олтарғанда
波阿斯又從本城的長老中揀選了十人,對他們說:「請你們坐在這裏。」他們就都坐下。
3 у һәмҗәмәтлик һоқуқиға егә кишигә: — Моабниң сәһрасидин йенип кәлгән Наоми қериндишимиз Әлимәләккә тәвә шу зиминни сатмақчи болуватиду.
波阿斯對那至近的親屬說:「從摩押地回來的拿俄米,現在要賣我們族兄以利米勒的那塊地;
4 Шуңа мән мошу ишни саңа хәвәрләндүрмәкчи едим, шундақла мошу йәрдә олтарғанларниң алдида вә хәлқимниң ақсақаллириниң алдида «Буни сетивалғин» демәкчимән. Сән әгәр һәмҗәмәтлик һоқуқиға асасән алай десәң, алғин; һәмҗәмәтлик қилмай, алмаймән десәң, маңа ейтқин, мән буни биләй; чүнки сәндин [авал] башқисиниң һәмҗәмәтлик һоқуқи болмайду; андин сәндин кейин мениң һоқуқум бар, деди. У киши: — Һәмҗәмәтлик қилип уни алимән, деди.
我想當贖那塊地的是你,其次是我,以外再沒有別人了。你可以在這裏的人面前和我本國的長老面前說明,你若肯贖就贖,若不肯贖就告訴我。」那人回答說:「我肯贖。」
波阿斯說:「你從拿俄米手中買這地的時候,也當娶死人的妻摩押女子路得,使死人在產業上存留他的名。」
6 Һәмҗәмәт киши: — Ундақ болса һәмҗәмәтлик һоқуқумни ишлитип [етизни] алсам болмиғидәк; алсам өз мирасимға зиян йәткүзгидәкмән. Һәмҗәмәтлик һоқуқини сән өзүң ишлитип, йәрни сетивалғин; мән ишлитәлмәймән, деди.
那人說:「這樣我就不能贖了,恐怕於我的產業有礙。你可以贖我所當贖的,我不能贖了。」
7 Қедимки вақитларда Исраилда һәмҗәмәтлик һоқуқиға яки алмаштуруш-тегишиш ишиға мунасивәтлик мундақ бир рәсим-қаидә бар еди: — ишни кәсмәк үчүн бир тәрәп өз кәшини селип, иккинчи тәрәпкә берәтти. Исраилда сода-сетиқни бекитиштә мана мошундақ бир усул бар еди.
從前,在以色列中要定奪甚麼事,或贖回,或交易,這人就脫鞋給那人。以色列人都以此為證據。
8 Шуңа һәмҗәмәт һоқуқиға егә киши Боазға: — Сән уни алғин, дәп, өз кәшини селивәтти.
那人對波阿斯說:「你自己買吧!」於是將鞋脫下來了。
9 Боаз ақсақалларға вә көпчиликкә: — Силәр бүгүн мениң Әлимәләк кә тәвә болған һәммини, шундақла Килйон билән Маһлонға тәвә болған һәммини Наоминиң қолидин алғинимға гувадурсиләр.
波阿斯對長老和眾民說:「你們今日作見證,凡屬以利米勒和基連、瑪倫的,我都從拿俄米手中置買了;
10 Униң үстигә мәрһумниң нами қериндашлири арисидин вә шәһириниң дәрвазисидин өчүрүлмәслиги үчүн мәрһумниң мирасиға униң нами болған [бирәр әвлади] қалдурулсун үчүн Маһлонниң аяли, Моаб қизи Рутни хотунлуққа алдим. Силәр бүгүн буниңға гувадурсиләр, деди.
又娶了瑪倫的妻摩押女子路得為妻,好在死人的產業上存留他的名,免得他的名在本族本鄉滅沒。你們今日可以作見證。」
11 Дәрвазида турған һәммә хәлиқ билән ақсақаллар: — Биз гувадурмиз. Пәрвәрдигар сениң өйүңгә киргән аялни Исраилниң җәмәтини бәрпа қилған Раһилә билән Леяһ иккисидәк қилғай; сән өзүң Әфратаһ җәмәти ичидә баяшат болуп, Бәйт-Ләһәмдә нам-иззитиң зиядә болғай;
在城門坐着的眾民和長老都說:「我們作見證。願耶和華使進你家的這女子,像建立以色列家的拉結、利亞二人一樣。又願你在以法他得亨通,在伯利恆得名聲。
12 Пәрвәрдигар саңа бу яш чокандин тапқузидиған нәслиң түпәйлидин сениң җәмәтиң Тамар Йәһудаға туғуп бәргән Пәрәзниң җәмәтидәк болғай! — деди.
願耶和華從這少年女子賜你後裔,使你的家像她瑪從猶大所生法勒斯的家一般。」
13 Андин Боаз Рутни әмригә елип, униңға йеқинлиқ қилди. Пәрвәрдигар униңға шапаәт қилип, у һамилдар болуп бир оғул туғди.
於是,波阿斯娶了路得為妻,與她同房。耶和華使她懷孕生了一個兒子。
14 Қиз-аяллар Наомиға: — Исраилниң арисида саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар нәслини үзүп қоймиған Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! Шу нәслиңниң нами Исраилда иззәт-абройлуқ болғай!
婦人們對拿俄米說:「耶和華是應當稱頌的!因為今日沒有撇下你,使你無至近的親屬。願這孩子在以色列中得名聲。
15 У саңа җениңни йеңилиғучи һәм қериғиниңда сени әзизлиғучи болиду; чүнки сени сөйидиған, саңа йәттә оғулдин әвзәл болған келиниң уни туғди, — деди.
他必提起你的精神,奉養你的老,因為是愛慕你的那兒婦所生的。有這兒婦比有七個兒子還好!」
16 Наоми балини елип, бағриға басти вә униңға баққучи ана болди.
拿俄米就把孩子抱在懷中,作他的養母。
17 Униңға хошна болған аяллар «Наомиға бир бала туғулди» дәп, униңға исим қойди. Улар униңға «Обәд» дәп ат қойди. У Йәссәниң атиси болди, Йәссә Давутниң атиси болди.
鄰舍的婦人說:「拿俄米得孩子了!」就給孩子起名叫俄備得。這俄備得是耶西的父,耶西是大衛的父。
18 Пәрәзниң нәсәбнамиси төвәндикидәктур: — Пәрәздин Һәзрон төрәлди,
法勒斯的後代記在下面:法勒斯生希斯崙;
19 Һәзрондин Рам төрәлди, Рамдин Амминадаб төрәлди,
希斯崙生蘭;蘭生亞米拿達;
20 Амминадабтин Наһшон төрәлди, Наһшондин Салмон төрәлди,
亞米拿達生拿順;拿順生撒門;
21 Салмондин Боаз төрәлди, Боаздин Обәд төрәлди,
撒門生波阿斯;波阿斯生俄備得;
22 Обәдтин Йәссә төрәлди вә Йәссәдин Давут төрәлди.
俄備得生耶西;耶西生大衛。