< Рут 3 >
1 Шу күнләрдә, қейинаниси Наоми униңға: — Әй қизим, һал-әһвалиңниң яхши болуши үчүн, сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?
2 Сән дедәклири билән ишлигән Боаз бизгә туққан келиду әмәсму? Мана, бүгүн ахшам у хаманда арпа соруйду.
3 Әнди сән жуюнуп-таринип, өзүңгә әтирлик май сүрүп, [есил] кийимлириңни кийип, хаманға чүшкин; лекин у әр киши йәп-ичип болмиғичә, өзүңни униңға көрсәтмигин.
4 У ятқанда униң ухлайдиған йерини көрүвал. Андин сән кирип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә йетивалғин. Андин у саңа немә қилиш керәклигини ейтиду, — деди.
5 Рут униңға: — Сән немә десәң мән шуни қилимән, — деди.
6 У хаманға чүшүп, қейинаниси униңға тапилиғандәк қилди.
7 Боаз йәп-ичип, көңлини хуш қилип чәшниң айиғиға берип ятти. Андин Рут шәпә чиқармай келип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә ятти.
8 Йерим кечидә Боаз чөчүп, алдиға еңишкәндә, мана бир аял айиғида ятатти!
9 Ким сән?! — дәп сориди у. Рут җававән: — Мән хизмәткариң Рут болимән. Сән мениң һәмҗәмәт-ниҗаткарим болғиниң үчүн хизмәткариңниң үстигә тонуңниң етигини йейип қойғайсән, — деди.
10 У җававән: — Әй қизим, Пәрвәрдигардин бәхит-бәрикәт тапқайсән! Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур; чүнки [сени издигән] жигитләр, мәйли кәмбәғәл болсун, бай болсун, уларниң кәйнидин кәтмидиң.
11 И қизим, әнди қорқмиғин! Дегиниңниң һәммисини орундап беримән; чүнки пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп билиду.
12 Дурус, саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар болғиним раст; лекин сениң мәндин йеқинрақ йәнә бир һәмҗәмәтиң бар.
13 Әнди кечичә бу йәрдә қалғин; әтә сәһәрдә әгәр у һәмҗәмәтлик һоқуқини ишлитип сени елишни халиса, у алсун; лекин һәмҗәмәтлик һоқуқи бойичә сени алмиса, Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән саңа һәмҗәмәтлик қилип сени алай. Таң атқичә бу йәрдә йетип турғин! — деди.
14 У униң айиғида таң атқичә йетип, кишиләр бир-бирини тонуғидәк болуштин бурун қопти. Чүнки Боаз: — бир аялниң хаманға кәлгинини һеч ким билмисун, дәп ейтқан еди.
15 У йәнә [Рутқа]: — Сән кийгән йепинчини ечип турғин, деди. У уни ечип турувиди, Боаз арпидин алтә кәмчән кәмләп берип, униң өшнисигә артип қойди. Андин у шәһәргә кирди.
16 Рут қейинанисиниң йениға кәлди. У: — Әй қизим, сән һазир ким?! — дәп сориди. Шуниң билән у қейинанисиға у кишиниң қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди.
17 У: — У бу алтә кәмчән арпини маңа бәрди, чүнки у: «қейинанаңниң йениға қуруқ қол қайтип бармиғин» деди, — деди.
18 Наоми: — Әй қизим, бу ишниң ахириниң қандақ болидиғинини билгичә мошу йәрдә тәхир қилғин; чүнки у адәм бүгүн мошу ишни пүткүзмәй арам алмайду, деди.