< Рут 2 >
1 Наоминиң еригә туққан келидиған Боаз исимлиқ бир адәм бар еди. У Әлимәләкниң җәмәтидин болуп, интайин бай адәм еди.
Naomining erigǝ tuƣⱪan kelidiƣan Boaz isimlik bir adǝm bar idi. U Əlimǝlǝkning jǝmǝtidin bolup, intayin bay adǝm idi.
2 Моаб қизи Рут Наомиға: — Мән етизлиққа барай, бирәркимниң нәзиридә илтипат тепип, униң кәйнидин меңип арпа башақлирини тәрсәм? — деди. У униңға: — Барғин, әй қизим, деди.
Moab ⱪizi Rut Naomiƣa: — Mǝn etizliⱪⱪa baray, birǝrkimning nǝziridǝ iltipat tepip, uning kǝynidin mengip arpa baxaⱪlirini tǝrsǝm? — dedi. U uningƣa: — Barƣin, ǝy ⱪizim, dedi.
3 Шуниң билән у чиқип етизлиқларға келип, у йәрдә ормичиларниң кәйнидин башақ тәрди. Бәхитигә яриша, дәл у кәлгән етизлиқ Әлимәләкниң җәмәти болған Боазниң етизлиқлири еди.
Xuning bilǝn u qiⱪip etizliⱪlarƣa kelip, u yǝrdǝ ormiqilarning kǝynidin baxaⱪ tǝrdi. Bǝhtigǝ yarixa, dǝl u kǝlgǝn etizliⱪ Əlimǝlǝkning jǝmǝti bolƣan Boazning etizliⱪliri idi.
4 Мана, у вақитта Боаз Бәйт-Ләһәмдин чиқип келип, ормичилар билән саламлишип: — Пәрвәрдигар силәр билән биллә болғай! — деди. Улар униңға җававән: — Пәрвәрдигар саңа бәхит-бәрикәт ата қилғай! — деди.
Mana, u waⱪitta Boaz Bǝyt-Lǝⱨǝmdin qiⱪip kelip, ormiqilar bilǝn salamlixip: — Pǝrwǝrdigar silǝr bilǝn billǝ bolƣay! — dedi. Ular uningƣa jawabǝn: — Pǝrwǝrdigar sanga bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilƣay! — dedi.
5 Боаз ормичиларниң үстигә назарәткә қоюлған хизмәткаридин: — Бу яш чокан кимниң қизи болиду? — дәп сориди.
Boaz ormiqilarning üstigǝ nazarǝtkǝ ⱪoyulƣan hizmǝtkaridin: — Bu yax qokan kimning ⱪizi bolidu? — dǝp soridi.
6 Ормичиларниң үстигә қоюлған хизмәткар җавап берип: — Бу Наоми билән биллә Моабниң сәһрасидин қайтип кәлгән Моабий чокан болиду.
Ormiqilarning üstigǝ ⱪoyulƣan hizmǝtkar jawab berip: — Bu Naomi bilǝn billǝ Moabning sǝⱨrasidin ⱪaytip kǝlgǝn Moabiy qokan bolidu.
7 У: «Ормичиларниң кәйнидин өнчиләрниң арисидики чечилип кәткән башақларни теривалайму?» дәп тәләп қилди. Андин у келип әтигәндин һазирғичә ишләватиду; у пәқәт кәпидә бир аз дәм алди, — деди.
U: «Ormiqilarning kǝynidin ɵnqilǝrning arisidiki qeqilip kǝtkǝn baxaⱪlarni teriwalaymu?» dǝp tǝlǝp ⱪildi. Andin u kelip ǝtigǝndin ⱨazirƣiqǝ ixlǝwatidu; u pǝⱪǝt kǝpidǝ bir’az dǝm aldi, — dedi.
8 Боаз Рутқа: — Әй қизим, аңлаватамсән?! Сән башақ тәргили башқа бир кимниң етизлиғиға бармиғин, бу йәрдинму кәтмә, мениң дедәклирим билән биргә мошу йәрдә турғин.
Boaz Rutⱪa: — Əy ⱪizim, anglawatamsǝn?! Sǝn baxaⱪ tǝrgili baxⱪa bir kimning etizliⱪiƣa barmiƣin, bu yǝrdinmu kǝtmǝ, mening dedǝklirim bilǝn birgǝ muxu yǝrdǝ turƣin.
9 Диққәт қилғин, қайси етизда орма орған болса, [дедәкләргә] әгишип барғин. Мән жигитләргә: Униңға чеқилмаңлар, дәп тапилап қойдум! Әгәр уссап қалсаң берип, идишлардин жигитлирим [қудуқтин] тартқан судин ичкин, — деди.
Diⱪⱪǝt ⱪilƣin, ⱪaysi etizda orma orƣan bolsa, [dedǝklǝrgǝ] ǝgixip barƣin. Mǝn yigitlǝrgǝ: Uningƣa qeⱪilmanglar, dǝp tapilap ⱪoydum! Əgǝr ussap ⱪalsang berip, idixlardin yigitlirim [ⱪuduⱪtin] tartⱪan sudin iqkin, — dedi.
10 Рут өзини йәргә етип тизлинип, бешини йәргә тәккүзүп тазим қилип, униңға: — Мән бир биганә турсам, немишкә маңа шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк нәзириңдә шунчилик илтипат тапқанмән? — деди.
Rut ɵzini yǝrgǝ etip tizlinip, bexini yǝrgǝ tǝgküzüp tǝzim ⱪilip, uningƣa: — Mǝn bir biganǝ tursam, nemixⱪa manga xunqǝ ƣǝmhorluⱪ ⱪilƣudǝk nǝziringdǝ xunqilik iltipat tapⱪanmǝn? — dedi.
11 Боаз униңға җававән: — Ериң өлүп кәткәндин кейин қейинанаңға қилғанлириңниң һәммиси, шундақла сениң ата-анаңни вә өз вәтиниңдин қандақ айрилип, сән бурун тонумайдиған бир хәлиқниң арисиға кәлгиниң маңа пүтүнләй аян болди;
Boaz uningƣa jawabǝn: — Ering ɵlüp kǝtkǝndin keyin ⱪeynanangƣa ⱪilƣanliringning ⱨǝmmisi, xundaⱪla sening ata-anangni wǝ ɵz wǝtiningdin ⱪandaⱪ ayrilip, sǝn burun tonumaydiƣan bir hǝlⱪning arisiƣa kǝlgining manga pütünlǝy ayan boldi;
12 Пәрвәрдигар қилғиниңға мувапиқ саңа яндурғай, сән қанатлириниң тегидә панаһ издигән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар тәрипидин саңа униң толуқ инъами берилгәй, деди.
Pǝrwǝrdigar ⱪilƣiningƣa muwapiⱪ sanga yandurƣay, sǝn ⱪanatlirining tegidǝ panaⱨ izdigǝn Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar tǝripidin sanga uning toluⱪ in’ami berilgǝy, dedi.
13 Рут җававән: — Әй ғоҗам, нәзириңдә илтипат тапқаймән; мән сениң дедигиң болушқиму яримисамму, сән маңа тәсәлли берип, дедигиңгә меһриванә сөзләрни қилдиң, — деди.
Rut jawabǝn: — Əy hojam, nǝziringdǝ iltipat tapⱪaymǝn; mǝn sening dediking boluxⱪimu yarimisammu, sǝn manga tǝsǝlli berip, dedikinggǝ meⱨribanǝ sɵzlǝrni ⱪilding, — dedi.
14 Тамақ вақтида Боаз униңға: — Қени, буяққа кәлгин, нандин йә, нанни сиркигә төгүргин! — деди. Рут ормичиларниң йениға келип олтарди; Боаз қомачтин елип униңға тутти. У униңдин тойғичә йеди вә йәнә азрақ ашуруп қойди.
Tamaⱪ waⱪtida Boaz uningƣa: — Ⱪeni, buyaⱪⱪa kǝlgin, nandin yǝ, nanni sirkigǝ tɵgürgin! — dedi. Rut ormiqilarning yeniƣa kelip olturdi; Boaz ⱪomaqtin elip uningƣa tutti. U uningdin toyƣuqǝ yedi wǝ yǝnǝ azraⱪ axurup ⱪoydi.
15 У башақ тәргили қопқанда, Боаз жигитлиригә буйруп: — Уни һәтта өнчиләрниң арисида башақ тәргили қоюңлар, уни һеч хиҗаләттә қалдурмаңлар.
U baxaⱪ tǝrgili ⱪopⱪanda, Boaz yigitlirigǝ buyrup: — Uni ⱨǝtta ɵnqilǝrning arisida baxaⱪ tǝrgili ⱪoyunglar, uni ⱨeq hijalǝttǝ ⱪaldurmanglar.
16 Һәтта һәм униң үчүн азрақ башақларни өнчиләрдин әтәй айрип, униңға тәргили чүшүрүп қоюңлар, уни һеч әйиплимәңлар, деди.
Ⱨǝtta ⱨǝm uning üqün azraⱪ baxaⱪlarni ɵnqilǝrdin ǝtǝy ayrip, uningƣa tǝrgili qüxürüp ⱪoyunglar, uni ⱨeq ǝyiblimǝnglar, dedi.
17 Шундақ қилип у кәчкичә етизлиқта башақ тәрди, теривалғанлирини соққанда, тәхминән бир әфаһ арпа чиқти.
Xundaⱪ ⱪilip u kǝqkiqǝ etizliⱪta baxaⱪ tǝrdi, teriwalƣanlirini soⱪⱪanda, tǝhminǝn bir ǝfaⱨ arpa qiⱪti.
18 Андин у арписини елип, шәһәргә кирди, қейинаниси униң тәргән [арписини] көрди; у йәнә у йәп тоюнғандин кейин сақлап қойғинини чиқирип униңға бәрди.
Andin u arpisini elip, xǝⱨǝrgǝ kirdi, ⱪeynanisi uning tǝrgǝn [arpisini] kɵrdi; u yǝnǝ u yǝp toyunƣandin keyin saⱪlap ⱪoyƣinini qiⱪirip uningƣa bǝrdi.
19 Қейинаниси униңға: — Сән бүгүн нәдә башақ тәрдиң, нәдә ишлидиң? Саңа ғәмхорлуқ қилған шу кишигә бәхит-бәрикәт ата қилинғай! — деди. У қейинанисиға кимниңкидә иш қилғинини ейтип: — Мән бүгүн ишлигән етизниң егисиниң исми Боаз екән, деди.
Ⱪeynanisi uningƣa: — Sǝn bügün nǝdǝ baxaⱪ tǝrding, nǝdǝ ixliding? Sanga ƣǝmhorluⱪ ⱪilƣan xu kixigǝ bǝht-bǝrikǝt ata ⱪilinƣay! — dedi. U ⱪeynanisiƣa kimningkidǝ ix ⱪilƣinini eytip: — Mǝn bügün ixligǝn etizning igisining ismi Boaz ikǝn, dedi.
20 Наоми келинигә: — Тирикләргиму, өлгәнләргиму меһриванлиқ қилиштин баш тартмиған киши Пәрвәрдигардин бәхит-бәрикәт көргәй! — деди. Андин Наоми униңға йәнә: — У адәм бизниң йеқин туққинимиздур, у бизни қутқузалайдиған һәмҗәмәтләрдин биридур, — деди.
Naomi kelinigǝ: — Tiriklǝrgimu, ɵlgǝnlǝrgimu meⱨribanliⱪ ⱪilixtin bax tartmiƣan kixi Pǝrwǝrdigardin bǝht-bǝrikǝt kɵrgǝy! — dedi. Andin Naomi uningƣa yǝnǝ: — U adǝm bizning yeⱪin tuƣⱪinimizdur, u bizni ⱪutⱪuzalaydiƣan ⱨǝmjǝmǝtlǝrdin biridur, — dedi.
21 Моаб қизи Рут йәнә: — У маңа йәнә: «Мениң жигитлирим пүтүн һосулумни жиғип болғичә улар билән биргә болғин» деди, — деди.
Moab ⱪizi Rut yǝnǝ: — U manga yǝnǝ: «Mening yigitlirim pütün ⱨosulumni yiƣip bolƣuqǝ ular bilǝn birgǝ bolƣin» dedi, — dedi.
22 Наоми келини Рутқа: — Әй қизим, бирисиниң саңа яманлиқ қилмаслиғи үчүн башқисиниң етизлиғиға бармай, униң дедәклири билән биллә чиқип ишлисәң яхшидур, деди.
Naomi kelini Rutⱪa: — Əy ⱪizim, birsining sanga yamanliⱪ ⱪilmasliⱪi üqün baxⱪisining etizliⱪiƣa barmay, uning dedǝkliri bilǝn billǝ qiⱪip ixlisǝng yahxidur, dedi.
23 Шуниң билән арпа вә буғдай һосули жиғилип болғичә, Рут Боазниң дедәклири билән жүрүп башақ тәрди. У қейинаниси билән биллә турувәрди.
Xuning bilǝn arpa wǝ buƣday ⱨosuli yiƣilip bolƣuqǝ, Rut Boazning dedǝkliri bilǝn yürüp baxaⱪ tǝrdi. U ⱪeynanisi bilǝn billǝ turuwǝrdi.