< Рут 1 >
1 [Батур] Һакимлар һөкүм сүргән мәзгилдә шундақ болдики, зиминда ачарчилиқ йүз бәрди. Шу вақитта бир адәм аяли вә икки оғлини елип Йәһуда зиминидики Бәйт-Ләһәмдин чиқип, Моабниң сәһралирида бир мәзгил туруп келишкә барди.
[Batur] Hakimlar höküm sürgen mezgilde shundaq boldiki, zéminda acharchiliq yüz berdi. Shu waqitta bir adem ayali we ikki oghlini élip Yehuda zéminidiki Beyt-Lehemdin chiqip, Moabning sehralirida bir mezgil turup kélishke bardi.
2 У кишиниң исми Әлимәләк, аялиниң исми Наоми, икки оғлиниң исми Маһлон билән Килйон еди. Улар Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ, Әфрат җәмәтидин еди. Улар Моабниң сәһрасиға келип шу йәрдә олтирақлашти.
U kishining ismi Elimelek, ayalining ismi Naomi, ikki oghlining ismi Mahlon bilen Kilyon idi. Ular Beyt-Lehemde olturuqluq, Efrat jemetidin idi. Ular Moabning sehrasigha kélip shu yerde olturaqlashti.
3 Кейин Наоминиң ери Әлимәләк өлди; аяли икки оғли билән қалди.
Kéyin Naomining éri Elimelek öldi; ayali ikki oghli bilen qaldi.
4 Улар Моаб қизлиридин өзлиригә хотун алди. Бириниң ети Орпаһ, йәнә бириниң ети Рут еди. Улар шу йәрдә он жилдәк турди.
Ular Moab qizliridin özlirige xotun aldi. Birining éti Orpah, yene birining éti Rut idi. Ular shu yerde on yildek turdi.
5 Маһлон билән Килйон һәр иккиси өлди; шуниң билән аписи ери һәм оғуллиридин айрилип ялғуз қалди.
Mahlon bilen Kilyon her ikkisi öldi; shuning bilen apisi éri hem oghulliridin ayrilip yalghuz qaldi.
6 Шуниң билән аял икки келини билән қопуп Моабниң сәһрасидин қайтип кәтмәкчи болди; чүнки у Пәрвәрдигарниң Өз хәлқини йоқлап, ашлиқ бәргәнлиги тоғрисидики хәвәрни Моабниң сәһрасида туруп аңлиған еди.
Shuning bilen ayal ikki kélini bilen qopup Moabning sehrasidin qaytip ketmekchi boldi; chünki u Perwerdigarning Öz xelqini yoqlap, ashliq bergenliki toghrisidiki xewerni Moabning sehrasida turup anglighanidi.
7 Шуниң билән у икки келини билән биллә турған йеридин чиқип, Йәһуда зиминиға қайтишқа йолға чиқти.
Shuning bilen u ikki kélini bilen bille turghan yéridin chiqip, Yehuda zéminigha qaytishqa yolgha chiqti.
8 Наоми икки келинигә: — һәр иккиңлар қайтип өз анаңларниң өйигә бериңлар. Силәрниң мәрһумларға вә маңа меһриванлиқ көрсәткиниңлардәк Пәрвәрдигарму силәргә меһриванлиқ көрсәткәй!
Naomi ikki kélinige: — her ikkinglar qaytip öz ananglarning öyige béringlar. Silerning merhumlargha we manga méhribanliq körsetkininglardek Perwerdigarmu silerge méhribanliq körsetkey!
9 Пәрвәрдигар силәр иккиңларни өз ериңларниң өйидә арам тапқузғай! — дәп, уларни сөйүп қойди. Улар һөкирәп жиғлишип
Perwerdigar siler ikkinglarni öz éringlarning öyide aram tapquzghay! — dep, ularni söyüp qoydi. Ular hörkirep yighliship
10 униңға: — Яқ, биз чоқум сениң билән тәң өз хәлқиңниң йениға қайтимиз, — дейишти.
uninggha: — Yaq, biz choqum séning bilen teng öz xelqingning yénigha qaytimiz, — déyishti.
11 Лекин Наоми: — Йенип кетиңлар, әй қизлирим! Немишкә мениң билән бармақчисиләр? Қосиғимда силәргә әр болғидәк оғуллар барму?
Lékin Naomi: — Yénip kétinglar, ey qizlirim! Némishqa méning bilen barmaqchisiler? Qorsiqimda silerge er bolghudek oghullar barmu?
12 Йенип кетиңлар, әй қизлирим! Чүнки мән қерип кәткәчкә, әргә тегишкә яримаймән. Дәрһәқиқәтән бүгүн кечә бир әрлик болушқа, шундақла оғуллуқ болушқа үмүт бар дегәндиму,
Yénip kétinglar, ey qizlirim! Chünki men qérip ketkechke, erge tégishke yarimaymen. Derheqiqeten bügün kéche bir erlik bolushqa, shundaqla oghulluq bolushqa ümid bar dégendimu,
13 улар жигит болғичә сәвир қилип тураттиңларму? Уларни дәп башқа әргә тәгмәй сақлап тураттиңларму? Яқ, болмайду, қизлирим! Чүнки Пәрвәрдигарниң қоли маңа қарши болуп мени азаплайдиғини үчүн, мән тартидиған дәрд-әләм силәрниңкидин техиму еғир болиду, — деди.
ular yigit bolghuche sewr qilip turattinglarmu? Ularni dep bashqa erge tegmey saqlap turattinglarmu? Yaq, bolmaydu, qizlirim! Chünki Perwerdigarning qoli manga qarshi bolup méni azablaydighini üchün, men tartidighan derd-elem silerningkidin téximu éghir bolidu, — dédi.
14 Улар йәнә һөкирәп жиғлашти. Орпаһ қейинанисини сөйүп хошлашти, лекин Рут уни чиң қучағлап турувалди.
Ular yene hörkirep yighlashti. Orpah qéynanisini söyüp xoshlashti, lékin Rut uni ching quchaqlap turuwaldi.
15 Наоми униңға: — Мана, келин сиңлиң өз хәлқи билән илаһлириниң йениға йенип кәтти! Сәнму келин сиңлиңниң кәйнидин йенип кәткин! — деди.
Naomi uninggha: — Mana, kélin singling öz xelqi bilen ilahlirining yénigha yénip ketti! Senmu kélin singlingning keynidin yénip ketkin! — dédi.
16 Лекин Рут җававән: — Мениң сениң йениңдин кетишимни вә саңа әгишиш нийитимдин йенишни өтүнмә; чүнки сән нәгә барсаң мәнму шу йәргә баримән; сән нәдә қонсаң мәнму шу йәрдә қонимән; сениң хәлқиң мениңму хәлқимдур вә сениң Худайиң мениңму Худайимдур.
Lékin Rut jawaben: — Méning séning yéningdin kétishimni we sanga egishish niyitimdin yénishni ötünme; chünki sen nege barsang menmu shu yerge barimen; sen nede qonsang menmu shu yerde qonimen; séning xelqing méningmu xelqimdur we séning Xudaying méningmu Xudayimdur.
17 Сән нәдә өлсәң мәнму шу йәрдә өлимән вә шу йәрдә ятимән; өлүмдин башқиси мени сәндин айривәтсә Пәрвәрдигар мени урсун һәм униңдин ашуруп җазалисун! — деди.
Sen nede ölseng menmu shu yerde ölimen we shu yerde yatimen; ölümdin bashqisi méni sendin ayriwetse Perwerdigar méni ursun hem uningdin ashurup jazalisun! — dédi.
18 Наоми униң өзигә әгишип беришқа қәтъий нийәт қилғинини көрүп, униңға йәнә еғиз ачмиди.
Naomi uning özige egiship bérishqa qet’iy niyet qilghinini körüp, uninggha yene éghiz achmidi.
19 Иккиси меңип Бәйт-Ләһәмгә йетип кәлди. Шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмгә йетип кәлгинидә пүткүл шәһәрдикиләр уларни көрүп зил-зилигә кәлди. Аяллар болса: — Бу растинла Наомимиду? — дейишти.
Ikkisi méngip Beyt-Lehemge yétip keldi. Shundaq boldiki, ular Beyt-Lehemge yétip kelginide pütkül sheherdikiler ularni körüp zilzilige keldi. Ayallar bolsa: — Bu rasttinla Naomimidu? — déyishti.
20 У уларға җававән: — Мени Наоми демәй, бәлки «Мара» дәңлар; чүнки Һәммигә Қадир маңа зәрдаб жутқузди.
U ulargha jawaben: — Méni Naomi démey, belki «Mara» denglar; chünki Hemmige Qadir manga zerdab yutquzdi.
21 Тоққузум тәл һаләттә бу йәрдин чиқтим; лекин Пәрвәрдигар мени қуруқ қайтқузди. Пәрвәрдигар мени әйипләп гувалиқ бәрди, Һәммигә Қадир мени харлиған екән, немишкә мени Наоми дәйсиләр? — деди.
Toqquzum tel halette bu yerdin chiqtim; lékin Perwerdigar méni quruq qaytquzdi. Perwerdigar méni eyiblep guwahliq berdi, Hemmige Qadir méni xarlighaniken, némishqa méni Naomi deysiler? — dédi.
22 Шундақ қилип Наоми билән келини Моаб қизи Рут Моабниң сәһрасидин қайтип кәлди; улар иккиси Бәйт-Ләһәмгә йетип келиши билән тәң арпа ормиси башланған еди.
Shundaq qilip Naomi bilen kélini Moab qizi Rut Moabning sehrasidin qaytip keldi; ular ikkisi Beyt-Lehemge yétip kélishi bilen teng arpa ormisi bashlan’ghanidi.